Уйғур диний зиялий: уйғур дәвасини яңритиш үчүн ихлас болуши лазим

Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2013.06.17
sirajidin-ezizi-sozde.JPG Сираҗидин әзиз әпәнди(солда) “тәшвиқатниң әһмийити вә тәшвиқатниң әрәб баһариға көрсәткән тәсири” дегән темида сөз қилмақта. 2012-Йили 11-июл, түркийә.
RFA/Arslan

Сәуди әрәбистанда яшайдиған уйғурлар бу җайниң әң кона муһаҗирлиридин болуш сүпити билән сәуди әрәбистанда уйғурларни тонуштуруп вә башқиларни қайил қилип кәлгән икән.

Һалбуки, заманниң өтүши билән ана вәтинини билидиған вә тәлпүнидиған пешқәдәмләрниң түгәп кетиши билән йеңи әвлад ичидә уйғур вәтәнпәрвәрлик роһи аҗизлашқа қарап йүзләнгән болса, уйғур дәвасини әрәб дунясиға тонутуш көлимиму тарайған.

Бу, нөвәттә сәуди әрәбистанда яшаватқан уйғур пешқәдәмлири вә зиялирини әндишигә салидиған муһим мәсилиләрниң бири болуп қалған.

Бу һәқтә тохталған сәуди әрәбистандики уйғур зиялийси сираҗидин әзизи уйғур дәвасини тонутушта изчиллиқ вә илмийлиқ болуши зөрүрлүкини билдүрди. У буларни пәнний вә диний нуқтидин йешип чүшәндүрди.

Сираҗидин һаҗим мундақ деди: “әрәб вә ислам дунясиға уйғур вә шәрқий түркистан дәвасини тонушниң васитилири көп. Һәрким өзини башқиларға тонутмақчи болса, шуларниң тилида тонутушқа моһтаҗ болиду. Мениңчә, әрәбләргә уйғур вә шәрқий түркистан дәвасини аңлитиш үчүн әрәб тилини мукәммәл өгиниш керәк. Йәнә бир васитә биздә мәлумат васитиси болуши керәк, вәтәндә болуватқан зулумларни, бесимларни хәлқи аләмгә билдүрүш үчүн бу һәқтики ишәнчлик мәлуматларға игә болушимиз лазим.”

У йәнә мундақ деди: “һазирқи дуняда қуруқ сөзгә һечким ишәнмәйду. Һәрбир сөзимиз вә мәлуматимиз ишәнчлик вә мәнбәлик болуши лазим. Биздә йәнә бу дәвани яңритиш үчүн ихлас болуши лазим ихлас болмиғанда бизниң ишлиримиз мунапиқларчә иш болуп қалиду. Биз уйғур дәвасини пәқәт мәсилимизни һәл қиливелиш үчүн қоллинидиғанлардин болмаслиқимиз лазим. Чүнки мундақлар мүшкүлатини һәл қиливалғандин кейин бу дәвани унтуп қалиду.

У йәнә мундақ деди: “бешимизға күн кәлгәндә башқиларниң ярдимигә вә һесдашлиқиға еришиш үчүн уйғур дәвасини базарға селип сетип, ишимиз һәл болғанда унтуп кәтсәк бу тоғра болмайду. Мусулмандарчилиқ дегән намазни оқуп қоюп, закат берип қоюш билән ада тапмайду. Бу дегәнләр әң аддий мәҗбурийәтләрдур. Әмма һәқиқий мусулманчилиқ дегән өзиниң мәсулийитини ада қилишни билиш, һәқ билән батилни пәрқ етидиған, дост билән дүшмәнни пәрқ етәләйдиған, өзиниң һәқ-һоқуқини тәләп қилиш йолида һәр нәрсисини пида қилалайдиған сәвийигә йетиш билән болиду. Бир һәдистә ‛силәрниң әң яхшилириңлар кишиләргә мәнпәәтлик болғанлириңлардур‚ дәп кәлгән. Динимизни қоғдаш йолида бир кишилик мәсулийәтни ада қилалмисақ бизниң ибадәтлиримизниң немә әһмийити болсун! бизниң дәвайимиз исламий дәва болған икән, биз мусулманлиқ сүпитимиз билән игә болушимиз лазим.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.