Америкидики әң чоң ислам мәркизиниң ечилиш мурасимиға уйғурларму қатнашти
2016.04.04
Америка пайтәхти вашингтонға йерим саәтлик йирақлиқтики мәрийләндә, америка қошма штатлиридики әң чоң мәсчит шундақла тунҗи түрк ислам оргини болған “диянәт ислам мәдәнийәт мәркизи” ниң ечилиш мурасими 2-апрел күни ечилди. Түркийә җумһурийити дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған рәпиқиси аминә әрдоған ханим билән ечилиш мурасимиға алаһидә қатнишип лента кәсти вә пешин намизини мурасимға қатнашқан нәччә миңлиған мусулманлар билән биргә өтиди.
Вашингтон вә униң әтрапида яшаватқан уйғурларму диянәт мәркизиниң ечилишиға қатнашти. Рәҗәп таййип әрдоған бу ислам мәркизидә йәнә диний тәрбийә еливатқан оқуғучиларни зиярәт қилиш җәрянида уйғур оқуғучилар билән алаһидә көрүшти вә қуран курсиниң дипломини өз қоли билән тәқдим қилди.
Америкидики әң чоң, ислам диний паалийәт мәркизи болған “диянәт” җамиси йопуқ ачти. Түркийә диний ишлар идариси билән диний ишлар фонди җәмийитиниң һәмкарлиқида қурулған бу мәркәз америкидики мусулманларни бир йәргә җәм қилди. 2-Апрел өткүзүлгән ечилиш мурасимиға, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған вә униң рәпиқиси түркийәниң бир қисим муһим һөкүмәт әрбаблири, түркийә дөләтлик диянәт ишлири идариисиниң башлиқи доктор мәһмәт гөрмәз, америкидики түрк җамаити вә уйғурларни өз ичигә алған миңдин артуқ мусулманлар иштирак қилди, мәһмәт гөрмәз вә әрдоған ечилиш нутуқи сөзлиди.
Пайтәхт вашингтон вә мәрийлән америкидики уйғурлар әң көп олтурақлашқан район һесаблиниду, америка уйғур җәмийитиму шуңа вашингтонда қурулған. Бүгүнки диянәт җамисиниң ечилиш мурасимиға хели көп санда уйғурларму қатнашқан болуп, айнур вә мәрбийә ханимлар гәрчә мәркәзниң йопуқи бүгүн ечилған болсиму, бир қанчә айдин буян бу түрк җамисиниң бу райондики пүтүн мусулманлар җүмлидин уйғур мусапирлириниңму аилисигә айланғанлиқини, җаминиң паалийәтлиригә уларниңму қизғин қатнишип келиватқанлиқини баян қилди шундақла уйғурларға көңүл бөлүп келиватқан әрдоған билән көрүшивелиш арзусида күтүп турғанлиқини ейтти.
Бу мәркәз ислам дининиң асаслиқ мәнбәлиригә асасән дөләт тәвәлики, ерқ яки милләт, тил айримиған һалда, америкидики мусулманларни тоғра вә күндилик учурлар билән тәминләш, етиқад, ибадәт, әхлақ принсиплирида рәһбәрлик қилиш, адаләт, тинчлиқ, қериндашлиқ мунасивити орнитишни ишқа ашурушни нишан қилиду.
Америкидики диянәт ишлири мәркизиниң қурулуши түркийә диний ишлар башқармисиниң ярдими билән 2013-йили башланған. Бу мәркәз америка пайтәхти вашингтонға йеқин болған мәрийлән шитатиниң ланһам райониға җайлашқан. Түркийә диний ишлар идарисиниң қаримиқидики бу җаминиң улидики тунҗи ташни түркийә җумһурйити рәиси әрдоған өзи қойған. Түркийә җумһурийити бу мәркәзниң қурулуши үчүн 110 милйон доллар мәбләғ аҗратқан болуп, җами 16-әсирдики османли бинакарлиқ услубиниң өрнәклири асасида, түрк мемарчилиқ сәнитини намаян қилинған асаста бәрпа қилинған. Җаминиң көлими 1 миң 879 квадрат метир болуп, 3 миң киши бирла вақитта намаз оқуялайду, җами астида 300 квадрат метирлиқ ислам ядикарлиқлири музийи җайлашқан. Бу мәркәз, җамәдин башқа, мәдәнийәт мәркизи, кутубхана, паалийәт вә зияпәт зали, музей, меһманхана вә әнәнивий түрк һаммамлири қатарлиқларни өз ичигә алиду.
Мәдәнийәт мәркизигә қарашлиқ ислам тәтқиқатлири мәркизи болса алий мәктәп, магестирлиқ вә докторлуқта оқуш үчүн түркийидин америкиға кәлгән оқуғучиларға мәслиһәт бериш, яш өсмүрләргә диний тәлим -тәрбийә елип бериш ишлирини елип бариду.
Түркийә җумһурийити рәиси рәҗәп таййип әрдоған 2-април чүштин бурун америка диянәт ислам мәдәнийәт мәркизидики җаминиң ечилиш мурасимиға қатнашқандин кейин, ислам мәркизини зиярәт қилиш җәрянида мәркәздә қуран курсиға қатнишиватқан оқуғучиларниң синипини зиярәт қилди вә улар билән қисқичә сөһбәт өткүзди. Бу җәрянда чимән доппа вә канива көйнәк билән олтурған уйғур пәрзәнти буғра атахан қатарлиқ өсмүр балилар билән сөһбәтләшти вә уларға дипломлирини өз қоли билән тәқдим қилип хатирә рәсимгә чүшти.
Түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған вә униң рәпиқиси аминә әрдоған, пешин намизини җамаәт билән бирликтә оқиди. Әрдоған өзи қираәт қилди, пүтүн җамаәт билән бирликтә дуа қилғандин кейин, әтрапиға олашқан мусулманлар билән қол елип көрүшүп хатирә сүрәткә чүшти. Бу пурсәттә түркийә җумһурийити рәиси рәҗәп таййип әрдоған вә униң рәпиқисигә уйғур хәлқиниң һәмдә уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимниң алаһидә салимини йәткүзгинимиздә, улар интайин мәмнун болди вә түрк хәлқи вә өзлири намидин уйғурларға чоңқур салам йоллиди.
Пайтәхт вашингтонда америкидики әң чоң түрк ислам мәркизиниң қурулғанлиқи вә униң йопуқини түркийә җумһурийитиниң рәиси әрдоғанниң өзи келип ечиши америкидики мусулманларға үмид, риғбәт вә тәсәлли болди. Америка мәтбуатлирида бу шундақла, америка вә дуня миқясида мусулманларға қарши көтүрүлгән сәлбий қарашларға қарита берилгән бир күчлүк сегнал сүпитидә мулаһизә қилинмақта.