“дуня мусулман алимлар бирлики” уйғурлар һәққидә баянат елан қилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2018.11.30
Dr-Ali-Karadaghi-Uyghurlar-bilen.JPG Дуня мусулман алимлар бирликиниң баш катипи доктор алий қарадағи әпәндим истанбулдики уйғурлар билән бирликтә. 2016-Йили 3-өктәбир. Истанбул, түркийә.
RFA/Arslan

11-Айниң 27-күни “дуня мусулман алимлар бирлики” хитайниң уйғур мусулманлириға қарши йүргүзүватқан бесим сияситигә қарши баянат елан қилди.

Баянат мундақ башланған: “узун йиллардин буян хитай контроллуқи астидики мусулманларниң, болупму шәрқий түркистандики мусулманларниң инсаний һәқ-һоқуқ, диний әркинлик вә иҗтимаий һаятта һәр хил бесимларға дуч келиватқанлиқи, хитай һөкүмитиниң уларни динидин узақлаштурушқа мәҗбурлаватқанлиқи тоғрисида хәвәрләр келиватиду. Буларниң ичидә хитайниң милйонлиған мусулманларни “қайта тәрбийиләш” дегән намда җаза лагерлириға мәҗбурий сулап қоюши диққәт қозғимақта. Җаза лагерлирида уларниң иззәт-абруйиниң дәпсәндә қилиниватқанлиқи, уларни диний әқидисидин, миллий мәдәнийәтлиридин узақлаштуруш үчүн һәр хил қәбиһ бесимларни йүргүзүватқанлиқи мәлум болмақта. Йәнә бир тәрәптин, хитайниң шәрқий түркистандики мусулманларни мәсчиткә кириштин, диний тәлим елиштин чәкләватқанлиқи, һәтта уларниң саяһәт әркинликигиму чәклимә қоюватқанлиқи билинмәктә.”

“дуня мусулман алимлар бирлики” баянатида хитайниң бесим қилмишлиридин яхши ақивәт чиқмайдиғанлиқини агаһландуруп мундақ дейилгән: “дуня мусулман алимлар бирлики хитайдики мусулманлар үстидин йүргүзүлүватқан зулумниң еғирлиқи вә бу әһвалниң наһайити хәтәрлик икәнликини тәкитләйду. Бу әһвалға қаттиқ наразилиқини билдүриду шундақла буниң қобул қилмайдиғанлиқини ипадиләйду. Әгәр вәзийәт мушундақ давам қиливәрсә ақивитиниң хитай үчүнму яхши болмайдиғанлиқини агаһландуриду.” 

Баянатта йәнә хитайға бир қанчә нуқтида агаһландуруш берип мундақ дейилгән: 

1-Хитай билән ислам дунясидики һәрқайси дөләтләр вә хәлқләр оттурисидики мунасивәтләрниң чекинишигә вә бузулушиға сәвәбчи болиду. 

2-Хитай һөкүмитини аз санлиқ мусулманларниң иҗтимаий вә дини әркинликигә шундақла уларниң инсаний һоқуқлириға һөрмәт қилишқа, җаза лагерлирида тутуп турулуватқан мусулманларни қоюп беришкә чақириқ қилиду. 

3-Хәлқ аммисиниң дини әркинликини капаләткә игә қилиш арқилиқ уларниң дини һәқ-һоқуқлардин бәһримән болушиға шараит яритип беришкә чиқириду. Шуларниң ичидә мәсчитләрни ясап бериш, дини тәлим-тәрбийә мәркәзлири ечип бериш, мусулман болсун-болмисун, һәр қайси диндикиләрниң хусусий вә аммиви дини паалийәтләрни орунлашқа шараит яритип бериш, мусулманларниң дөләт ичи вә сиртида саяһәт қилишиға рухсәт беришни тәләп қилиду.

Баянатниң ахирида дуня алимлар бирлики “ислам һәмкарлиқ тәшкилати” вә ислам дөләтлирини бу мәсилигә җиддий көңүл бөлүшкә чақириқ қилди.

Мәзкур баянатқа “дуня мусулман алимлар бирлики” ниң рәиси доктор абдусалам рәйсоний билән баш катип доктор ели муһиддин әл қарадағи имза қойған.

Дуня мусулман алимлар бирлики иҗтимаий таратқуларда актип паалийәт қиливатқан болуп, тиветтир һесабида 169 миң әгәшкүчи, фейсбук сәһиписидә 2 милйон 931 миң әгәшкүчи болуп, уйғурларға алақидар язған баянатни бирликниң рәсмий тор бетидә һәм әрәбчә һәм инглизчә икки тилда елан қилиш билән биргә, фейсбук, тиветтир қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда һәм тарқатқан. 

“дуня мусулман алимлар бирлики” ниң уюштуруши билән 11-айниң 5-күнидин 8-күнигичә истанбулда хәлқаралиқ чоң йиғин ечилған болуп, йиғинда бирликниң сайлими елип берилған вә бирликниң рәиси йүсүп әлқәридави намзат болмайдиғанлиқини билдүргәндин кейин фаслиқ бир дини алим “дуня мусулман алимлар бирлики” ниң рәиси болуп сайланған. Бу йиғинға шәрқий түркистан өлималар бирликиниң вәкиллириму қатнишип, уйғурлар мусулманларниң әһвали тоғрисида сөз қилған. 

Биз бу баянат һәққидә пикир қарашлирини елиш үчүн шәрқий түркистан өлималар бирликиниң идарә һәйәт башқуруш әзалиридин абдусалам алим билән сөһбәт елип бардуқ. У мундақ деди: “уйғурлар бәлким тарихта бунчивала еғир зулумға дуч кәлмигән болуши мумкин, хитай кәң көләмдә йоқ қилиш сиясити йүргүзүватиду, тарихта зулумлар болған, әмма бунчила еғир вә кәң көләмдә бир милләтни түптин йоқ қилиш үчүн елип берилған бундақ зулумни тарихта биз учратмаймиз. Шуңа хитайниң бу зораванлиқини чоқум тохтитиш керәк. Әлвәттә, пүткүл мусулманлар, тәшкилатлар, мусулман дөләтлири буниңға игә чиқиши керәк, буниңда өзлириниң бир кишилик мәсулийитини ада қилиши керәк, биз улардин тәләп қилмаймиз, әмма улар бу мәсилини өзлириниң дини мәҗбурийити дәп ада қилиши керәк.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.