Д у қ муһәммәд салиһ һаҗимниң тутқун қилиниши һәққидә баянат елан қилди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.01.26
diniy-zad-zamaniwiy-usul.jpg Уйғур елидики диний затларни “заманиви усул” ойнашқа мәҗбурлап, мусабиқигә салған көрүнүш. 2015-Йили, учтурпан.
Socila Media

Атақлиқ диний өлима, “қуран кәрим” ниң һазирқи заман уйғур тилидики тәрҗимиси билән тонулған алим муһәммәд салиһ һаҗимниң хитай даирилири тәрипидин тутқун қилиниши муһаҗирәттики уйғур җамаити билән уйғур тәшкилатлириниң күчлүк инкасини қозғиди.

26-январ күни дуня уйғур қурултийи баянат елан қилип, буниңдин бир йерим айлар илгири тутуп кетилгәнлики илгири сүрүлгән атақлиқ диний өлима муһәммәд салиһ һаҗим вә униң саламәтлики һәққидә әндишилирини билдүрди.

Мәзкур баянатта уйғур дияриниң ичи вә сиртида хәлқниң һөрмитигә сазавәр болған, 1980-йиллири “қуран кәрим” ниң һазирқи заман уйғур тилидики тәрҗимисини ишләп нәшр қилдурған, бу йил 82 яшқа киргән бу мойсипитниң тутқун қилинғанлиқиға нисбәтән муһаҗирәттики уйғурларниң чоңқур әндишилири орун алди. Шуниң билән бир вақитта йәнә хитай даирилириниң ислам диниға, уйғурларниң диний саһәдики сәрхиллириға болған дүшмәнлики вә юқири бесимлиқ бастуруш сиясәтлири қаттиқ әйибләнди.

Бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилған д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди, хитай һөкүмитиниң ахирқи йилларда уйғур зиялийлири вә диний затлирини йоқитиш һәрикитиниң әвҗигә чиққанлиқини, бу арқилиқ уйғур хәлқини өз сәркәрдилиридин айрип ташлашқа урунуватқанлиқини тәкитлиди. 

Д у қ диний ишлар комитетиниң мудири, уйғур өлималар бирликиниң әзаси турғунҗан алавудун һаҗимму бу һәқтә пикир баян қилип, муһәммәд салиһ һаҗим билән 1990-йили мисирда тонушқанлиқини, муһәммәд салиһ һаҗимниң шу дәврдики мисирниң дөләт рәиси мубарәк өз қоли билән тарқатқан мукапатни тапшуруп алғанлиқ тарихини әсләп өтти. У, бу затниң уйғур мусулманлириниң диний етиқадини қоғдаш, ислам дининиң муқәддәс дәстури “қуран кәрим” ни уйғур тилиға тәрҗимә қилиш шуниңдәк “һәдис” вә башқа ислам диниға даир муһим әсәрләрни тәрҗимә қилип тонуштуруш җәһәтләрдә зор һәссиләрни қошқанлиқини тәкитлиди.

24-январ күни америкидики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” му баянат елан қилип, хитай даирилириниң муһәммәд салиһ һаҗимни дәрһал қоюп беришини тәләп қилди. Д у қ ниң баянатчиси дилшат решит 25-январ күни бу һәқтә хәлқара ахбарат вастилириға баянат берип, хәлқара җәмийәтниң муһәммәд салиһ һаҗим вә уйғур дияридики көплигән сәрхилларниң тутқун қилинишиға қарита хитайға бесим ишлитишини тәләп қилди.

Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди, муһәммәд салиһ һаҗимниң 1980-йиллардин буян уйғур хәлқиниң ислам дини вә ислам тарихиға болған билимини күчәйтиш, өз ана тили билән ислам әһкамлирини чүшинишидә ойниған муһим роллириға юқири баһа бәрди.

Турғунҗан алавудун һаҗим өз сөзидә, муһәммәд салиһ һаҗимниң тутқун қилинишини “хитайниң ислам диниға вә уйғур мусулманлириға болған дүшмәнликиниң йәнә бир типик мисали,” дәп көрсәтти. 

Д у қ вә “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” елан қилған баянатларда муһәммәд салиһ һаҗимдин башқа уйғур диярида йәнә абдукерәм абдувәли, абдусәмәт қариһаҗи, һөригүл насир, һәбибуллаһ тохти қатарлиқ диний саһәдики бирмунчә затларниңму тутқун қилинғанлиқи илгири сүрүлди. Баянатта хәлқара җәмийәтниң уйғур диярида күндин-күнгә яманлишиватқан вәзийәткә, болупму хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруп йоқитиштәк етник қирғинчилиқиға йәнә сүкүт қилмаслиқи чақириқ қилинди.

Пәрһат муһәммиди әпәнди, 1989-йили үрүмчидә йүз бәргән “19-май һәрикити” дин кейин, хитай һөкүмитиниң муһәммәд салиһ һаҗимни ички җәһәттә күрәшкә тартқанлиқини әсләп өтти.

Турғунҗан алавудун һаҗим ахирида әрәб-ислам әллириниң хитайниң ислам диниға вә уйғур мусулманлириға болған дүшмәнликигә давамлиқ сүкүт қилмаслиққа чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.