Әкс сада: “уйғур кимликимиз һиҗаб ичидә қоғдалмақта”


2013.08.19
toppa-yaghliq-saqal-ramzan.jpg Хитай даирилириниң уйғурларға қаратқан түрлүк бесими вә диний етиқад чәклимилири уйғурларни чүшкүнләштүрмәктә. 2009-Йили 17-июл, үрүмчи.
AFP

Йеқинда хитай һөкүмити “гүзәллик әлчиси” қилип бекиткән уссулчи дилнар абдулла “һеҗаб билән гүзәлликимизни йошурмайли” вә аталмиш “меһрибан ана” шинҗаң нефит институти оқуғучилар башқармисиниң сабиқ башлиқи рәйһан қасим “һиҗаб кийиш начар адәт” дегән мақалиләрни шинҗаң гезити қатарлиқларда елан қилип, уйғур қиз-аяллирини һеҗаблирини селип ташлашқа чақириқ қилған иди, һалбуки бу чақириқлар әксичә уйғурларниң ғәзәп-нәпритини қозғиди вә күчлүк тәнқиди инкас пәйда қилди. Уйғурчә тор бекәт вә ундидар қатарлиқ аммиви алақә васитилиридә дилнар абдулла, рәйһан қасимға охшаш өз миллитиниң, хәлқиниң өрп-адити, әхлақи әнәниси, етиқадиға һөрмәт қилмайдиғанлар бизгә вәкиллик қилалмайду! улар уйғур қиз-аяллириниң номуси, инсаний һәқ-һөрмити, диний әркинликигә қаратқан һақарити үчүн һәмширилиримиздин, уйғурлардин ашкара кәчүрүм сориши керәк! дегән әкс сада күчәймәктә . Бу һәқтә әркин әлләрдә яшаватқан уйғурларниң инкаслирини мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиған программидин аңлаймиз .

Дәрвәқә, дилнар абдулла вә рәйһан қасимларниң шинҗаң гезити қатарлиқ хитай тәшвиқат васитилиридә мақалә елан қилип уйғур қиз-аяллирини һиҗаблирини селип ташлашқа чақириқ қилиши әмәлийәттә әксичә тәсир пәйда қилди, буни һәр қайси уйғур тор бәтлиридә давам қиливатқан дилнар абдулла вә рәйһан қасимларға җаваб тема қилинған инкаслардин, һәтта сатира, ашкара тәнқид вә әйибләшләрдин көрүп алғили болиду, уйғур тор бәтлиридә дилнар абдулла вә рәйһан қасимларниң һиҗаблиқ уйғур қиз-аяллириға қаритилған һақарәтлик баянлири чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилириниңму күчлүк тәнқидигә учримақта . Бу һәқтә хәлқара уйғур кишилик һоқуқ фондиниң хадими, уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимниң ярдәмчилиридин зубәйрә ханим, хитай даирилириниң уйғур қиз-аяллириниң диний етиқадини чәкләш, җүмлидин диний йосунда кийиниш йүрүшигә қаратқан һәддидин ашқан чәклимә сиясәтлирини тәнқидләп, әмәлийәттә бу хил бастуруш һәм дәпсәндә қилишниң уйғурларниң етиқадиниң техиму күчлинишигә сәвәб болуватқанлиқини, хәлқниң һөрмитидин қалған санақлиқ кишиләрниң һақарәтлик баянлири билән уйғурларни өзиниң муқәддәс әқидисидин ваз кәчкүзүшкә урунушниң бир әхмиқанилик икәнликини баян қилди .

Явропада яшаватқан уйғур зиялийлиридин журналист тәтқиқатчи, шинҗаң университетиниң сабиқ лектори меһрай мәмтили ханим һеҗаблиқ уйғур ханим қизлирини “һиҗаблиқ һәмшириләр, етиқадлиқ, шәрми һаялиқ уйғур қиз-аяллиримиз, улар хитайниң түрлүк бастурушлириға қаримай, һиҗаби билән уйғур миллий вә диний кимликини қоғдаватқан бәдәл төлигүчиләр” дәп тәриплиди вә уйғур зиялийлирини болса етиқадлиқ уйғур қиз-аяллирини һимайә қилишқа чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.