Франсийә мусулманлириниң 33-нөвәтлик йиғилишида уйғур вәкиллириниң авази яңриди

Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2013.04.03
abdulla-alim-fransiye-musulman-yighin.JPG Сәуди әрәбистанидин кәлгән доктор абдулла алим уйғурлар һәққидә нутуқ сөзлимәктә, 2013-йил 31-март, париж
RFA/Qutlan

Нөвәттә парижда өткүзүлүватқан франсийә мусулманлириниң зор көләмлик йиллиқ йиғилишида тунҗи қетим уйғур вәкиллириниң авази яңриған.

Доктор абдулла алимниң әрәб тили билән сөзлигән уйғурлар һәққидики нутқи һәмдә шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң мәзкур йиғин үчүн мәхсус тәйярлиған видео филими нәччә онмиңлиған йиғин қатнашчилири арисида күчлүк тәсир қозғиған.

Бу йил 31-марттин 1-апрелғичә парижда чақирилған франсийә мусулманлириниң 33-нөвәтлик йиллиқ йиғилиши франсийидики бирқанчилиған мусулман аммиви тәшкилатлириниң һәмкарлиқи билән уюштурулған. Мәзкур йиғилишқа явропа әллири вә сәуди әрәбистанидин тәшкилләнгән уйғур вәкилләр гурупписи алаһидә тәклип билән қатнашқан. Бу муһаҗирәттики уйғур вәкиллириниң франсийә мусулманлириниң йиллиқ йиғилишиға тунҗи қетим тәклип билән қатнишиши икән.

Франсийә мусулманлириниң бу йиллиқ чоң йиғилишиға франсийини асас қилған явропа әллиридин шундақла русийә вә әрәб әллиридинму хели зор санда вәкилләр қатнашқан. Муһаҗирәттики уйғур җамаәтчиликигә вакалитән сәуди әрәбистани, шветсийә вә голландийидин кәлгән уйғур вәкилләр йиғин мәйданидин орун алған. Болупму доктор абдулла алимниң уйғурларниң вәтән ичи вә сиртидики реал әһвали һәққидики нутқи йиғин әһлиниң күчлүк диққитини тартқан. Арқидинла уйғурлар тоғрилиқ ишләнгән видео филими нәқ мәйданда қоюлуп, франсийә мусулманлириниң уйғурлар һәққидики тонушини илгири сүргән.

Биз бу һәқтә техиму тәпсилий мәлуматқа еришиш үчүн нәқ мәйданға телефон қилип мәзкур йиғинға қатнишиватқан әһмәт турсун вә әйса қаримлар билән сөһбәт елип бардуқ.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.