Мюнхендики уйғурлар қурбан һейт намизини д у қ залида оқуди
2015.09.24

Германийәниң мюнхен шәһиридики уйғур җамаити қурбан һейт намизини д у қ баш штаби залида биргә оқуп, бир-бириниң байримини қутлиди.
Йиллардин буян мюнхен шәһиридики уйғур җамаити һейт намазлирини д у қ ниң паалийәт залида өткүзүп кәлмәктә. Бүгүнму көплигән уйғурлар қурултай залида намазни биргә оқуп, вәтәндики қериндашлириға дуалар қилди вә бир-бириниң мубарәк байримини тәбриклиди.
Намаздин илгири мюнхендики уйғур җамаитиниң имами, д у қ диний ишлар комитети мудири турғунҗан алавудунһаҗим қурани кәримидин тәпсир қилип, җамаәтни яхшилиқ йоллириға дәвәт қилди, намаз наһайити азадилик ичидә оқулди.
Бу қетимқи намазға дахил болған д у қ муавин рәиси үмид агаһи әпәнди зияритимизни қобул қилғанда, келәр йиллиқ намазни вәтәндә оқушқа несип қилишни җанаби һәқтин тилиди. Д у қ муавин рәиси әсқәрҗан әпәндиму тәсиратини билдүрүп, хәлқимизгә һөрлүк, ниҗатлиқ тилиди. Д у қ диний ишлар комитети мудири турғунһаҗимму хәлқигә асайишлар тилиди вә қурултай намидин пүтүн уйғурларға болған саламлирини йоллиди.
Намаздин кейин топ-топ болушуп, алди билән қаза қилғанларниң қәбрисини йоқлап дуа - тилавәт қилиш, қәбрә зияритини ахирлаштурғандин кейин һейт пәтиси қилиш мюнхен уйғур җамаитиниң яхши адәтлиридин биригә айланмақта.