Германийәдики уйғурлар хитай консолханиси алдида иптар қилип хитайға наразилиқ билдүрди

Мухбиримиз әркин тарим
2014.07.25
germaniye-ramizan-namayish.jpg Германийәдики уйғурлар хитай консолханиси алдида иптар вә намайиш қилди
RFA/Erkin Tarim

Рамизан ейи бойичә бәзи дөләтләрдә болғинидәк германийәниң мюнхен шәһиридики уйғурларму хитай консолханси алдида иптар қилип, хитайниң уйғурларға қаратқан диний вә башқа бастуруш сиясәтлирини әейиблиди. Д у қ вә яврупа шәрқий түркистан бирлики ортақлишип оюштурған бу паалийәттә уйғурлар хитай һөкүмитини уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини тохтитишқа чақирди.

7 - Айниң 24 - күни өткүзүлгән бу паалийәткә тәшкилат әзалири вә уйғурлардин болуп 65 әтрапида киши қатнашти.

Кишиләр иптар қилишқа йерим саәт қалғанда, хитайниң мюнхендики консолханиси алдиға йиғилип, қолида “хитай уйғурларниң роза тутушини чәклигән”, “хитайниң шәрқий түркистандики ишғали ахирлашсун!”, “уйғурларға әркинлик”, “хитай шәрқий түркистандин йоқал” дегәндәк шоарлар йезилған лозункиларни вә көкбайрақни көтүргән һалда турушти.

Кейин консолхана алдиға чидир қуруп, иптар тамиқи йәп розисини ачти вә дуа қилишти һәмдә хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулум сияситини әйиблиди.

Бу паалийәтни уюштурған д у қ иҗраийә комитети мудири долқун әйса билән яврупа шәрқий түркистан бирлики рәиси әнивәр җан әпәндиләр радиомизға бу һәқтә мәлумат бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.