Уйғурлар: барин инқилабчилири шәрқий түркистанниң хитай земини әмәсликини тонутқан
2014.04.11
Голландийәдә өткүзүлгән барин инқилабини хатириләш паалийитидә, барин инқилабчилириниң шәрқий түркистанниң хитай земини әмәсликни қайта тонутқанлиқи билдүрүлди.
Паалийәт 6-апрел голландийәдики явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә өткүзүлди. Иштиракчилар алди билән барин инқилабида қурбан болған уйғурларни яд әтти вә 19 йилдин бери исламға етиқад қилип келиватқан бир голландийәлик әпәндиниң һаят һекайилири билән тонушуп чиқти. Йиғин әһли толиму әһмийәтлик бу паалийәттин тәсирләнгәнликини билдүрүшти.
Шу йәр вақти пешин намизидин йенип башланған бу паалийәттә мәзкур җәмийәтниң мәсули әйса қариһаҗим барин инқилабини қисқичә әсләш нутқи сөзлиди, андин әйни чағда шеһит болғанлар вә уларниң аилә-тавабиатлириға хәйрлик тиләп қилип, қуран кәрим оқулди вә дуалар қилинди.
Кейин, мусулман болған йүсүф стефенс исимлик голланд әпәнди исламға киришниң алди-кәйнидә бешидин кәчүргән вәқәләрни сөзләп бәрди.
Йүсүф әпәндиниң билдүрүшичә, у голландийәниң хирониңен шәһиридә бир коммунист аилисидә дуняға кәлгәникән. У, бу йил 41 яшқа киргән болуп, униң исламға қизиқиши бундин 19-20 йил илгири мусулман қиз достиниң аниси униңға совға қилған “муһәммәд әләйһиссаламниң тарихи” намлиқ китабтин башланған. У, бу китаб арқилиқ “қуран” билән тонушқан вә ахири мусулман болған.
Көпчилик интайин қизиқиш вә һаяҗан билән униң баянлирини аңлап болғандин кейин, бәс-бәстә соаллар сорашти. Йүсүф әпәндиму қизиқарлиқ вә мәнилик җаваблири билән паалийәт әһлини хушал қилди.