Голландийәдики уйғурлар қурбан һейт намизини биргә оқуди

RFA/Pida’iy
2015-Йили 24-сентәбир пүтүн дуня мусулманлири үчүн йилда бир қетим келидиған қурбан һейт байрими болди. Голландийәдики уйғурлар бу мунасивәт билән голландийәниң зәйст шәһиригә җайлашқан явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә җәм болуп, қурбан һейт намизи оқуди, байрамлирини тәбриклишип бирликтә ғизаланди, өз-ара күлкә-чақчақ, шеир вә юмурлири билән байрамлиқ кәйпиятиға чөмди.
Паалийәт шу йәр вақти әтигән саәт 8 йеримдә башланди. явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң мәсуллиридин абдурахман қараҗим мәзкур қурбан һейт намизиниң хутбисидә уйғурларни етиқад-ибадәткә әһмийәт беришкә, чәкләнгән ишлардин йирақ турушқа чақирди.
Голландийәниң йирақ-йеқинлардин келип мәзкур паалийәткә иштирак қилғанлар өзлириниң йүрәк сөзлирини аңлатти.