Голландийәдики явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити иптарда паалийәт уюштурди
2013.07.29
27-Июл голландийәдики уйғурлар үчүн әһмийәтлик бир кечә болди. Рамизан башлиниш биләнла давам қиливатқан һәр һәптиниң җүмә вә шәнбә икки күнлүк иптар паалийитиниң 3-һәптиси шәнбә, 50 дин артуқ иптарчи уйғур хушаллинарлиқ бир кечини таңға улиди.
Өзиниң мол немәтлири вә тепилғусиз пурсәтлири билән керип кәлгән рамизанниң 18-күни шәнбә, голландийәниң зәйст шәһиригә җайлашқан “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң мәркизи залиниң бир тәрипигә иптар дастихени раслинип, бир тәрипи мәсчит қилинди. Астинқи қәвити аяллар үчүн мәхсусланди. Ата-анилириға әгишип кәлгән кичик балиларму, җамаәтниң инақлиқи намаян болған бу өзгичә кәйпияттин зоқлинип, кечичә кирпик қақмиди.
Әсли пиланда пәқәт иптар зияпити билән башланған бу паалийәт, уйғурланиң күчлүк тәлипи билән әтиси бамдат намизиғичә давам қилди. Йиллардин бири миллий вә диний паалийәтләргә йетәкчилик қилип келиватқан “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң әзалири, вәтәндашларниң тәлипигә асасән мулазимәтлирини кеңәйтип, һәптә ахиридики бу икки күнлүк иптар зияпитини, кечилик таравиһ намизи, тәәҗҗуд намизи, вәз-нәсиһәтләр вә зикир-тәсбиһләр билән мәзмунландурупла қалмай, сәһәр соһурлуқ зияпитигиму саһибханилиқ қилип, голландийәдики уйғурларниң диний қизғинлиқиға түрткә болди.
Бу кечә таравиһ намизидин кейинки вәз-тәблиғләрдә вәтән ичи-сиртида шеһид болған миллий қәһриманларға мәдһийәләр оқулуп, хитай таҗавузчилириға ләнәтләр яғди. Болупму лүкчүн вәқәсидин кейинки хитайларниң тәтүр тәшвиқатлириға маслишип, уйғур хәлқини қаймуқтуруватқан аталмиш диний затлардин абдурәқип дамоллиға қаттиқ рәддийә берилди.
Голландийәдә яшаватқан вәтәнпәрвәр диний зиялий әйса қариһаҗим “аталмиш дамоллаһ абдурәқип - ислам дининиң муқәддәс намини булғиған хаин вә мунапиқтур. Униң муҗаһидлар һәққидә чиқарған һөкүми, ислам дининиң қаидә-пиринсиплирида батилдур. Күчкә егә әмәстур” деди.
Җамаәт ичидә мәзкур мәсилигә қарита пикир қатқан мәлум бир вәтәндашму абдурәқипниң 2009-йили 7-айниң 5-күнидики қәтлиам һәққидә, хитай тәрәптә турғанлиқини паш қилип, қаттиқ ғәзипини билдүрди. Көпчилик бәс-бәстә муназирә қилғандин кейин, “хитайларниң ялғанчилиқи; таҗавузчи дүшмәнлики; бу дүшмәнгә ялақчилиқ қилған һәрқандақ катта әрбабларниңму, хитайлар билән охшаш һөкүмдә бир тәрәп қилиниши лазимлиқи” һәққидә бирликкә кәлди.
Кейин, муһаҗирәттики вәтәндашлиқ меһриниң тәсиридә һаяҗанланған уйғурлар мәзкур җәмийәтниң қиливатқан хизмәтлиригә тәшәккүрлирини билдүрүп сөз қилди вә толуқлашқа тегишлик әслиһәлиригә еаниләр қилди. Уйғурлар мәзкур көңүл изһар қилиш сөһбитиниң қиммити вә әһмийити билән кечә қилинидиған тәәҗҗүд намизиғиму вақит йәтмәй, соһурлуққа аран үлгүрди.
Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити мәсуллиридин игилишимизчә, улар алдимизда йәнә рамизанниң 21- вә 27-күнлириму чоң көләмдә паалийәт қилидикән. Шәнбә вә йәкшәнбә күнлиридики паалийәтлириму нормал давам қилидикән. Улар өткән нәччә йилда елип барған ептар паалийәтлирини муқимисз йәрләрни киралап давам қилип, вәтәндашларниң алқишиға еришип кәлгән иди. Бу йил мәзкур йәрдә орун тутқандин бири, голландийәдики вәтәндашларниң ишәнчи техиму ашқанлиқи илгири сүрүлмәктә. Һазир мәзкур җәмийәтниң түрлүк саһәлиригә ярдәмдә болуватқан вәтәндашларниң сани барғансери ашмақта икән.