Голландийәдики уйғурлар қәдир кечисини қутлуқлиди вә қериндашлириға асайишлиқ тилиди
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2014.07.25
2014.07.25
24 - Июл пәйшәнбә йәни рамзанниң 27 си, голландийәдә яшаватқан уйғурлар қәдир кечисини қутлуқлиди вә вәтән ичидики қериндашлириға асайишлиқ тилиди.
Паалийәтни явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити орунлаштурди.
Паалийәт әһли халис дуалирида шәрқий түркистанда езиливатқан хәлқи үчүнла әмәс, бәлки пүтүн дуня мусулманлириғиму дуа қилди.
Паалийәт ахирлашқандин кейин, мәзкур җәмийәтниң омуми ишлар мәсули иса қариһаҗим қәдир кечиси паалийитиниң әһмийити вә қиммити һәққидә тохталди.