Голландийәдики уйғурлар диндаш вә қериндаш милләтләргә иптар зияпити бәрди
2013.07.23

Голландийәдики уйғурлар тәшкиллигән бир қетимлиқ иптар зияпитидә җамаәт топи һасил қилиш, миллий вә диний кимликини күчәйтиш үчүн җамаәт болуп яшашниң муһимлиқи тәкитләнди.
Зияпәт соруниға башқа әлләрдин кәлгән мусулманларму тәклип қилинди. Зияпәт әһли бундин кейин уйғурлар билән достлуқ алақисини күчәйтидиғанлиқи һәққидә тохтилишти.
2013-Йили 19-июл “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” голландийәдики уйғурлар намидин, голландийәдә паалийәт қелип келиватқан түрк вә әрәб системисиға тәвә милләтләрниң җәмийәт вәкиллиригә халис иптар зияпити бәрди.
Иптар зияпитигә түркийә, түркистан, ирақ вә афғанистан қатарлиқ әлләрдин келип олтурақлашқан уйғур, түрк, ноғай, татар, түркмән вә афған қатарлиқ милләтләрниң җәмийәт вәкиллири вә шәхсий актиплиридин башқа, қара тәнлик мусулманларму қатнашти.
Зияпәт “қуран кәрим” тилавити билән башланди. 70 Тин артуқ иптарчи еғиз ечип болупла, бирликтә намаз оқуди. Намаздин кейин түрлүк назунемәтләр тизилған дастиханларда ғизаланди. Иптар җиддийчилики бир аз пәсәйгәндин кейин, җәмийәт вә тәшкилатларниң вәкиллири рәһмәт-тәшәккүр ейтип, көңүл изһар қилди.
Йәнә бәзилири болса өз тәҗрибилиридә йәкүнлигәнлиригә асасән, бир җамаәт яки топлуқниң диққәт қилишқа вә пурсәт билишкә тегишлик тәрәплири һәққидә сәмимий тәвсийиләрдиму болди.
Саһибхана тәрәпму сөз қилип, бундин кейинки достлуқ-алақә ишлириниң техиму чоңқурлишиши вә кеңийиши үчүн һәмкарлишишни үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Ахирида бу қетимлиқ иптар зияпитигә саһибханилиқ қилған “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң мәсули обулқасим әпәнди паалийәттики мәқсәт-ғайилири һәққидә тохталди.