Голландийидики уйғурлар иптардин башлап соһурғичә бир кечини ибадәт билән өткүзди
2015.06.23
Өз вәтинидә яшаватқан қериндашлири хитай һөкүмитиниң рамизанлиқ чәклимилиридин раһәтсизлиниватқан бу күнләрдә, чәтәлдә яшаватқан уйғурлар топ - топ җамаәт болушуп ибадәтлирини әркин һаләттә давам қилмақта. Җүмлидин голландийидики уйғурлар һәр йили рамизан айлиридики пурсәтлирини қәдирләп, әһмийәтлик паалийәтлирини давам қилип кәлмәктә. Улар явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң йетәклишидә, һәр һәптидә бир - икки қетим бир йәргә җәм болуп, муһаҗирәттики әркинликтин бәһриман болуш билән биргә, вәтәндашлирини һәм дуалири билән яд әтмәктә.
20 - Еюн голландийиниң зәйст шәһиригә җайлашқан явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә җәм болған голландийидики уйғурлар, шу күнлүк иптардин башлап, әтиси сәһәр соһурғичә бир кечини ибадәт билән өткүзди.
Паалийәт шу йәр вақти кәч саәт 8 йеримда қуран кәрим тилавити билән башланди. Иптарчилар абдураһман қариһаҗимниң тәқдим қилишида, рамизанниң пәзиләтлиридин вақипланғандин кейин, дуа билән иптарда еғиз ачти. Шам намизидин кейин өз - ара һал муң болушуп, кечичә хуптән, таравиһ, тәәҗҗуд вә ветри намизини җамаәт болуп оқуди. Намаз арилиқидики қисқа дәм елишларда соал - җаваблиқ вәз - нәсиһәтләрдинму бәһриман болди. Паалийәт давамида, һәр қетимқидәк бу йәрдики әркин ибадәт моһитида туруп вәтинидә еғир чәклимиләргә учраватқан қериндашлирини яд әтти вә уларниң зулумдин қутулуши үчүн дуалар қилди. Түрмиләрдә харлиниватқан мәһбус қериндашлириға тиләклирини йоллиди.
20 - Июн шәнбә иптардин башлап вақитлирини әһмийәт билән өткүзгән җамаәт 21 - июн йәкшәнбә сәһәр саәт 3 кә қәдәр соһурлуқ билән ғизалинип, бамдат намизидин кийин тарқилишти.
Җамаәт вә җәмийәтниң мәсуллири зияритимизни қобул қилип өз һис - туйғулири вә мәқсәт - тиләклирини аңлатти.
Тәписилатини аваз улинишидин аңлиғайсизләр.