Голландийәдики иптарда уйғурлар мәсилиси түрк, ислам, ғәрб дунясиға аңлитилди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2017.06.10
gollandiye-iftar-2.jpeg Голландийәдики иптар паалийитидин көрүнүш. 2017-Йили 9-июн, голландийә.
RFA/Ekrem

Голландийәдики явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити 300 дин артуқ түрк, ислам, ғәрб әллири кишилирини иптар соруниға җәм қилип, уйғурлар мәсилисини аңлатқан. Бу паалийәткә түркийәниң милләт вәкиллири, голландийә парламенти әзалири, голландийәдики түрк, ислам тәшкилатлириниң мәсуллири, мәсчитләрниң имамлири, уйғур җамаити болуп йүзлигән киши тәклип қилинған. явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң мәсуллиридин обул қасим әпәнди бу һәқтә учур берип, паалийәтниң наһайити нәтиҗилик болғанлиқини илгири сүрди.

Германийәдин д у қ ға вакалитән тәклип билән бу иптар паалийитигә қатнашқан долқун әйса әпәнди, бу паалийәтниң ялғуз бир иптар паалийити әмәс, бәлки “шәрқий түркистан мәсилиси” ни түрк, ислам, ғәрб әллиригә аңлитиш мурасими болғанлиқини тилға алди.

Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити мәсуллиридин җамаәт әрбаби әйса қаримму зияритимизни қобул қилип, мәзкур паалийәтниң күнсери еғир зулумларға муптила болуватқан уйғурлар мәсилисини йәнә бир қетим тәшвиқ қилиш пурсити билән тәминлигәнликини әскәртти. 

Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити мәсуллиридин һүсәйин тәҗәлли әпәнди бу қетимқи иптар паалийити һәққидә тохталғанда, паалийәтниң өзлири күткәндин артуқ нәтиҗә һасил қилғанлиқини муәййәнләштүрди. 

Бу қетимқи иптар паалийитидә нутуқ сөзлигән долқун әйса әпәнди, түрк вә ислам дунясиниң уйғурлар мәсилисигә йетәрлик дәриҗидә әһмийәт бәрмәйватқанлиқини тәкитләп, пүтүн ислам, түрк алиминиң инсаний һәқ-һоқуқлири еғир дәриҗидә дәпсәндә қилиниватқан шәрқий түркистан хәлқигә игә чиқишни мураҗиәт қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.