“һалал йемәклик” маркиси чапланған чошқа консерваси муназирә қозғиди
2013.09.23
Өткән һәптә үндидар, фейсбок қатарлиқ аммиви тор бекәтлиридә, хитайниң сичүән өлкисидә ишләнгән “һалал йемәклик” маркиси чапланған чошқа консерваси һәққидә сүрәтлик хәвәр тарқалди.
Уйғур җәмийитидә җиддий муназирә қозғиған бу мәсилигә уйғур елидин вә чәтәлләрдин зияритимизни қобул қилған уйғурлар өзгичә җаваблирини бәрди.
Бу йил ечилған үрүмчи йәрмәнкисидә йүз бәргән “һалал ешәк гөши” вәқәсидин кейин, өткән һәптә йәнә “һалал чошқа гөши консерваси” еланиниң хитайдики аммиви тор бекәтлиридә ашкарилиниши уйғур қатарлиқ мусулман милләтләр арисида күчлүк наразилиқ қозғиди.
Үндидар, фейсбок қатарлиқ аммиви тор бекәтлиридә, бәзи тордашлар уйғур қатарлиқ мусулманларни консерва қатарлиқ тәйяр ишләнгән йемәкликләрни сетивалғанда диққәт қилишқа, “һалал ”маркиси чапланған йемәкликләр һәққидә йезилған чүшәндүрүшләрни тәпсилий оқушқа чақирди. Йәнә бәзиләр истемалчиларни хитайниң өлкилиридә ишләнгән йемәкликләрни сетивалмаслиққа агаһландуруп, мунасивәтлик һөкүмәт даирилириниң йемәкликләргә болған назарити йетәрлик болмиған әһвал астида, уйғур қатарлиқ мусулманларниң етиқадини вә сағлам йемәклик еңини ашурушини тәләп қилди.
Тор бекәтлиридә тарқалған мусулманларниң диний етиқадида “һарам” дейилип, йейиш чәкләнгән чошқа гөши, ешәк гөши қатарлиқларға “һалал йемәклик” маркиси чаплап, базарға селиштәк әһвалдин уйғур елидики “диний затлар” вә мәсчиттики башқа кишиләрниң қанчилик хәвири бар? уларниң бу һәқтики инкаси қандақ?
Қәшқәрдики мәлум мәсчиткә телефон қилғинимизда, телефонимизни алған мәсчит хизмәтчиси, алди билән өзиниң бундақ назук мәсилиләр һәққидә инкас қайтуралмайдиғанлиқини, бу ишқа мәсчиттики имам, мәзин қатарлиқ диний затлар җаваб бәрсә, техиму мувапиқ болидиғанлиқини билдүрди.
Әмма бу хадим сөзидә йәнә, өзиниң бир уйғур һәм мусулман болуш сүпити билән мунасивәтлик даириләрдин, нөвәттики йемәклик бихәтәрлики вә сағлам йемәклик мәсилисигә көңүл бөлүшни үмид қилидиғанлиқиниму қошумчә қилди.
Муһаҗирәттики уйғурлардин голландийәдики мутәллип җануйғур әпәнди тор бекәтлиридә тарқалған “һалал” маркиси чапланған һарам йемәкликләр һәққидики хәвәрләрниң йеқиндин буян барғанчә көпийиватқанлиқини билдүрүп,хитай һөкүмәт даирилири тәрипидин тәсис қилинған“йемәклик назарәт идарилири” вә “аталмиш ислам җәмийәтлири” хадимлириниң әмәлийәттә мусулманларниң диний әқидилиридин һечқандақ савати йоқ кишиләр яки хитай һөкүмитиниң сияситини җандиллиқ билән иҗра қилғучи кишиләр болғини үчүн, уларниң мусулманларниң диний әқидисигә хилап қилмишларға қарита “көзини юмувелип, кари болмаслиқ”позитсийисидә болидиғанлиқини илгири сүрди.
Мутәллип әпәнди йәнә, нөвәттә уйғур елидә йүз бериватқан, уйғурларниң диний етиқадиға еғир дәриҗидә һақарәт кәлтүридиған бир қатар әһвалларға хәлқарадики диний әркинликни вә кишилик һоқуқни қоғдаш тәшкилатлири вә дуня мусулман әһлиниң җиддий диққәт қилиши керәкликини тәкитләп,“дуня җамаәтчилики хитайда давамлишиватқан уйғурларниң диний етиқад вә миллий өрп-адитини дәпсәндә қилиш қилмишлириға йеқиндин диққәт қилип,хитай һөкүмити билән болған дипломатийилик мунасивәт вә сода алақиси қатарлиқларда бу хил мәсилиләрни оттуриға қоюши” керәкликини тәкитлиди.
Бундин икки һәптә илгири үрүмчидә ечилған хәлқаралиқ сода йәрмәнкисидә, йәрмәнкидики йемәклик базириға сәндуңдики мәлум йемәклик ширкити“һалал ешәк гөши” намида, ешәк гөшидә ишләнгән йемәкликләрни сатқан. Әйни чағда бу әһвал тордашларниң қаттиқ әйиблишигә учриған болсиму, әмма үрүмчи йәрмәнкисини башқурған мунасивәтлик даириләрниң “һалал ешәк гөши” вәқәси һәққидә һечқандақ изаһат бәрмәслики, чәтәлләрдики диний әркинлик тәшкилатлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққитини қозғиған болуп,хәлқара мәтбуатларда муназирә темиси болған иди.