Көзәткүчиләр уйғурларниң һәҗ қилишиниң тәслишип кәткәнликини илгири сүрмәктә

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.08.12
mekke-uyghur-zhurnalist-sirajidin-ezizi.jpg Мәккә шәһиридә һиҗрәттә яшаватқан уйғур журналист сираҗидин әзизи, 2016-йили 3-авғуст, мәккә.
RFA/Haji Qutluq Qadiri

Чәтәлләрдики бир қисим көзәткүчиләрниң қаришичә, йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмитиниң уйғур елида елип бериватқан бастуруш сияситидә һәммидин бәкрәк уйғурларниң диний етиқади қаттиқ зәрбиләргә учрап, уйғур мусулманлириниң өз алдиға һәҗ вә өмүр һәҗ қилиш паалийәтлиригә түрлүк чәклимиләр қоюлуп уйғурларниң һәҗ қилиши күндин - күнгә тәсләшкән.

Хитай мәтбуатлиридин енгилиз тилидики “хитай кундилики” ниң 7 - июлдики хәвиридә көрситилишичә, хитай ислам диний җәмийитиниң һәҗ ишлириға мәсул хадими ма шубаң хитайдин өткән йили җәмий 14500 кишиниң һөкумәтниң тәшкилиши билән һәҗгә барғанлиқини вә бу йил хитай һөкүмити сәуди әрәбистан падишалиқидин 15500 кишиниң һәҗ қилишини тәләп қилип илтимас сунғанлиқини билдүргән.

Хәвәрдә, хитайдики мусулманлар нопусиниң 51% ини тәшкил қилидиған уйғур аптоном районниң партком секретари җяң чүншәнниң һәҗ паалийитини, бу райондики мусулман аммисиниң турмушидики муһим паалийәтләрдин бири, дәп тәриплигәнликини илгири сүргән.

Биз бу йил хитайдин һәҗгә баридиған һаҗилар саниниң қанчилик икәнликини игиләш үчүн сәуди әрәбистанниң бейҗиңда турушлуқ әлчиханисиға телефон қилип, бу һәқтә сөһбәт елип бардуқ.

Зияритимизни қобул қилған бейҗиңда турушлуқ сәуди әрәбистан әлчиханидики бир ханим бу йил хитайдин һәҗгә баридиған кишиләрниң қанчилик икәнлики тоғрисидики соаллимизға өзиниң җаваб берәлмәйдиғанлиқини билдүрүп, бу һәқтики соаллар һәққидә һәҗ визисиға мәсул хадим билән алақилишип беқишимизни сориди вә телефонни у кишигә улап бәрди. Бирақ, бу хадим соаллимизға җаваб берәлмәй, телефонни башқа бир дипломатқа улап берип, шуниңдин бу һәқтә соал соришимизни ейтти. Лекин, телефонимизни қобул қилған бу дипломатму охшашла өзиниң бу соалға телефон арқилиқ җаваб берәлмәйдиғанлиқини билдүрүп телефонни қоювәтти.

Биз бу һәқтә техиму илгирилигән һалда бәзи мәлуматларға игә болуш үчүн хитай ислам диний җәмийитигә телефон қилған болсақму, бирақ телефонимиз җавабсиз қалди.

8 - Авғуст сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиридә, җиддәдики хитай консулханиси вә хитай ислам диний җәмийити тәрипидин қурулған 2016 - йиллиқ хитай һәҗ ишлири тәйярлиқ ишханисидики нам шәрипини вә шундақла өз авазини ашкарилашни халимиған бир хадим зияритимизни қобул қилғанда, бу йил хитайдин җәмий 15500 кишиниң һәҗгә келидиғанлиқини лекин, уйғур елидин өткән йилқиға охшашла йәнила һәр милләт мусулман аммисидин 3200 нәпәр кишиниң һәҗгә тәшкилләнгәнликини билдүрди.

Хитайдин чиқидиған иңлиз тилидики “хитай кундилики” гезити өткән йили 14 - апрелдики санида 2015 - йили уйғур аптоном райондин җәмий 3200 кишиниң һәҗгә баридиғанлиқини билдүргән иди.

Зияритимизни қобул қилған, сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиридә һиҗрәттә яшаватқан уйғур журналист сираҗидин әзизи бир қанчә йилдин буян сәуди әрәбистанниң бейҗиңдики әлчиханиси уйғурларға өмүр һәҗ вә һәҗ визиси бәрмигәнлики сәвәбидин мәккигә келидиған уйғурлар саниниң күндин - күнгә азийип кетиватқанлиқини, болупму бу йил рамизан ейидин та һазирғичә һәҗ қилиш үчүн мәккигә топланған уйғурлар саниниң чәклик икәнликини илгири сүрүш билән биргә, хитай һөкүмити билән сәуди әрәбистан һөкүмити арисида бу мәсилиләрдә бәлгилик келишимләрниң барлиқини билдүрди.

Жуналист сираҗидин әзизи сөһбитимиз җәрянида һазир уйғур елидин түркийә, пакистан вә оттура асия дөләтлиригә чиқип бу дөләтләрдә һәҗ визиси күтүп турған уйғурларниң коллектип вә тәшкиллик һалда шу йәрдики уйғур тәшкилатлириниң йитәклиши билән хәлқара ислам диний тәшкилатлириға вә шу дөләтниң диний ишлар министирлиқиға бу мәсилә һәққидә әрз сунушини, шундақ қилғандила уларниң һәҗ визиси мәсилисиниң һәл болуш еһтималиқиниң барлиқини баян қилди.

2007 - Йилидин 2008 - йилиғичә сәуди әрәбистанға һәҗгә кәлгән уйғурларға халисанә тәрҗиманлиқ хизмитидә болған һазир норвегийәдә һиҗрәттә яшаватқан осло уйғур ислам мәдәнийәт мәркизидики устаз турғунҗан әмәт 2008 - йилидин буян уйғурларниң һәҗ қилишиниң бәлгилик дәриҗидә тәсләшкәнликини баян қилди.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.