Бәдәл һәҗ қоймичилиридин һәзәр әйләйли!
2013.09.20

Мәккидики бир қисим уйғурлар арисида бәдәл һәҗ тиҗарити худди мәрвайит вә тавар тиҗаритигә охшаш, бәлки адәттики содиларға селиштурғанда һәм дәсмайисиз һәм җапасиз һәм пайдиси нәқ болуп еқиватқан бир тиҗарәт болуп қалмақта.
Ана вәтәндики мусулманлар арисида өзлиригә вә аләмдин өткән ата - анилириға бәдәл һәҗ қилдуруш иши бир модиға айлинип қалған болуп, пули бар һәрким һәрәмгә баридиғанларға бәдәл һәҗ пули тапшуридикән. Шуңа ана вәтәндин кәлгән һәрбир һаҗида йоқ дегәндә он - йигирмә адәмниң бәдәл һәҗ пули болидикән. Техи бу тиҗарәтниң тәмини тетип қалған айрим кишиләр һәр йили өмәкниң бәзи кадирлири билән келишип йүз яки икки йүз адәмниң бәдәл һәҗ пулини(йәни йүз миң яки икки йүзмиң доллар пулини) йиғип келидикән. Әмма ана вәтәндикиләр мәккидә турғанларни пәриштидәк көрүп пуллирини уларға хатирҗәм әвәткән билән бу пуллар җайиға тәгмәйдиған әһваллар йүз бәрмәктә.
Бу әһвалларни көрүп вә билип туруп буниңға сүкүт қилиш худди оғриға һәмкарлашқандәк бир иш әлвәттә. Шу сәвәбтин, мәккидики бу “бәдәл һәҗ тиҗарити” дики рәзилликләрни вә сахтипәзликләрни паш қилип өткән йили сәуди әрәбистанда туридиған уйғур алимлири вә зиялийлиридин тәркиб тапқан сәккиз киши тәрипидин“бәдәл һәҗ тиҗаритиниң һарамлиқи һәққидә очуқ сөз” дегән мавзуда бир китаб нәшр қилинған иди. Мәзкур китабта мундақ дәп йезилған:
“бәдәл һәҗ тиҗаритини қилидиғанлар омумән әһли илим қияпитигә киривалған, тәқвалиқ тонини кийивалған, тили татлиқ, әмма пикир - хияли ана вәтәндин кәлгән ақ көңүл кишиләрни қайил қилип, шуларниң ишәнчини қазинип, қоллиридики бәдәл һәҗгә атап елип кәлгән америка долларлирини еливелишта болидиған қоймичилар болуп, улар дәсләп һаҗиларни издәп улар чүшкән ятақларниң алдиға бариду. Андин бир юртлуқ яки қандақла бир йол билән тонушуп қалғанларни меһман қилғуси келиду - дә, уларниң қорсиқини раса тойдуриду, андин шәриәт әһкамлиридин сөзләйду, ахирида меһманларниң һәр биригә бирәрдин тәсбиһ, бирәрдин җайнамаз һәдийә қилип болуп, қандақла хизмити болса, халисанә аллаһ разилиқи үчүн қилишқа һазир икәнликини билдүриду. Бу арида меһманлардин “биздә бәдәл һәҗ үчүн елип кәлгән пул бар иди. Уни кимгә қилдурсақ боларкин мана, биз билмәйдикәнмиз, өзлири бу җайдики адәмләрни яхши билила, бизгә бир йол көрсәткән болсила әмди” дәйду. Чүнки бу қоймичиниң һәҗ мәвсумидики ата балиға, бала атиға қаримайдиған шу алдирашчилиқта бу һаҗиларни издиши, уларни бир йәргә җәм қилиши, меһман қилиши, уларға һәдийә тутқузиши қатарлиқ җапалириниң һәммиси улардин шу бир җүмлә сөзни аңлаш үчүн иди. Мубада бу меһманлардин сөз чиқмиса, қоймичи сөзни өзи башлайду. Шундақ қилип бәдәл һәҗ мәсилиси чоқум оттуриға қоюлиду. Шуниң билән мәқсәт һәл болиду. Һаҗиларниң белидики долларни елип болған қоймичи уларға кетидиған вақтида “бәдәл һәҗ гуваһнамиси” дин бирдин тутқузуп қойиду. Шуниң билән иш түгәйду.
Бәдәл һәҗ гуваһнамиси дегән немә?
Бәдәл һәҗ гуваһнамиси дегән шәхсләр тәрипидин тәйярлинип, үстигә йоған қилип“бәдәл һәҗ” дәп йезилған мәхсус қәғәз болуп, уни адәттики дәптәр - қәләм сатидиған дуканлардин бир данисини 2 риялдин(60 сент доллардин) сетип алғили болиду. Бәдәл һәҗ қоймичилири бу қәғәздин бирәр топтин елип, ичидики җәдвәлгә “палани палани үчүн бәдәл һәҗ қилди” дегән әрәбчә бир қур хәтни маймақ - сәйнақ қилип язиду, язалмиса башқисиға яздуриду. Қәғәздики аталмиш “бәдәл һәҗ қилған” ларниң исимлириниң һәммиси хиялий исимлардин болиду. Бу исимларниң абдураһман, абдуреһим яки мәмәт, сәмәт дегәнләргә охшаш бир - биригә йеқин болуп чиқишидики сәвәб бу йәрдә. Чүнки сәуди әрәбистанда мәйли дөләт тармиқида болмисун, мәйли шәхсләр тәрипидин болмисун, бәдәл һәҗ қилдуридиған қанунлуқ яки қанунсиз бирәр муәссәсә йоқ. Бу ишларниң һәммиси шәхсләр тәрипидин болуватиду.“
Бәдәл һәҗ қандақ қилиниватиду?
Мәзкур китабта йәнә мундақ дәп йезилған:“әмди бәдәл һәҗ пулини йиғқан қоймичи бунчилик көп адәмниң һәҗ бәдилини өзи ялғуз қандақ ада қилиду? раст гәпни ейтқанда, бәдәл һәҗ пулини йиғқан қоймичи бириниңму һәҗини қилмайду. Мубада өзиниң йеқин туғқини болуп қалған бирәр адәмниң һәҗ бәдилини қилиши мумкин. Әмма униңдин артуқ қилай десиму қилалмайду. Чүнки бир адәм бир һәҗдә пәқәт бирла адәм үчүн һәҗ қилалайду әмәсму? ундақта бунчә көп адәмниң һәҗ бәдилини қандақ қилиду? буниң мундақ икки хил йоли бар: бири һечбириниң һәҗ бәдилини қилмаслиқ, йәнә бенгаллиқларға әрзан баһада сетип ишни пүттүрүштин ибарәттур.
1. Һечбириниң һәҗ бәдилини қилмастин тикиветиш, навада мәҗбур болуп қалса, һәҗдин кейин бирәрдин “бәдәл һәҗ” қәғизини юқирида ейтилғандәк тәйярлап, пул бәргәнләргә тутқузуп қоюп қутулуштин ибарәт болуп, бу йолни таллиғанлар бәдәл һәҗ қоймичилириниң көп санлиқини игиләйду. Чүнки бу наһайити асан усул әмәсму?
2. Бенгаллиқ, бермилиқ, һиндистанлиқ, пакистанлиқ вә африқилиқ ишчилар билән келишиш йолини таллаш болуп, мәзкур ишчилар билән һәрбир бәдәл һәҗ үчүн юқириси200 доллар, төвини 150, һәтта100долларғичә келишиш биләнла пүтиду. Пулни алғанлар қоймичидин бәдәл һәҗ қилинидиғанларниң исимликлирини алиду. Шуниң билән тикиветиду. Улар шуниң билән көздин ғайиб болиду. Бәдәл һәҗ қилдиму яки өйидә ухлидиму? уни һечким билмәйду вә билишниму халимайду. Әмди юқириси 200доллардин пул елип бәдәл һәҗ қилимән дегән адәм растинила бу һәҗни қиламду? һәргиз қилмайду. Чүнки улар қанчилик кәмбәғәл қанчилик пулға моһтаҗ болуп кәтсиму һәҗ паалийитини орундаш җәрянидики 5 - 6күнлүк җапа - мушәққәтни бундақ аз пулға сетип алмайду.”
Бәдәл һәҗ дегән немә?
Мәзкур китабта йәнә мундақ дәп йезилған:“бәдәл һәҗ - һәрәмгә келәлмәйдиған бири үчүн башқа бириниң һәҗ паалийитини ада қилип қоюши дегәнликтур. Бундақ қилған һәҗниң саваби қилдурғучиға болиду. Бәдәл һәҗни қилғучиғуму униң нийити вә ихласиға чушлуқ саваб йезилиши күтүлиду. Бир һәдистә келишичә, бир аял пәйғәмбәр әләйһиссаламниң һузуриға келип, униңдин:“анам һәҗ пәрзини ада қилишқа бәл бағлиған болсиму, уни ада қилалмай өлүп кәтти, шуңа анам үчүн мән һәҗ қилип қойсам боламду?” дәп сориғанда, пәйғәмбәр әләйһиссалам униңға җаваб берип “һәә, аниңиз үчүн һәҗ қилип қойсиңиз әлвәттә болиду. Ейтиңчу, навада аниңизниң бойнида қәрзи болған болса, уни ада қиламтиңиз? аллаһниң һәққини ада қилиңлар! чүнки аллаһниң һәққи ада қилишқа әң һәқлиқ” дегән. Буниңға асасән, һәҗ қилишқа бәл бағлиған болсиму, қайсибир сәвәб билән һәҗ қилалмай өлүп кәткән адәм үчүн униң балилири яки башқилар һәҗ қилип қойса болиду. Әмма һәҗ қилишқа шараити толуқ туруп, һаятида бирәр қетим болсиму һәҗ қилишни ойлап қоймиған, йолиниму маңмиған вә шу һалити билән өлгән адәм үчүн қилинған бәдәл һәҗ қобул болмайду. Чүнки адәмниң өзи биваситә қилған ибадәтлиридинму бәзиси түрлүк йетәрсизликләр түпәйли қобул болмайдиған турса, бирав өзи орундашни халимиған бир ибадәтни башқа бири келип зориға униңға теңип орундап қойса аллаһ таала уни униңдин қобул қиламду? униң үстигә ибадәт дегән һәр ким өзи қилиш биләнла ада тапидиған нәрсә турса. Әгәр пул билән адәм яллап ибадәтниң мәсулийитидин чиққили болидиған иш болса иди. Пули бар милйонерлар әң аввал җәннәткә кирсә болатти.”
Бәдәл һәҗ қилдурмақчи болғанлар үчүн тәклип
Мәзкур китабта йәнә мундақ дәп йезилған:“аләмдин кәткән ата - анисини хош қилмақчи болғанларға бәдәл һәҗ қилдуруштинму саваблиқ ишлар бар. Мәсилән:
(1) Ата - анисини савабтин бәһримән қилай дегән адәм бәдәл һәҗ үчүн атиған пулини җәмийәттики йетим - йесирларға, тул аялларға, мәдрисә талиблириға, туғқанлириниң яки қошнилириниң яки көңли тартқан кишисиниң алий мәктәптә пул қийинчилиқи тартиватқан балилири болса, шуларға хәҗләп бәрсә, уни бәдәл һәҗ қоймичисиға бәргәндин яки қоймичи болмисиму бирла адәмгә берип уни бәһримән қилғандин нәччә һәссә артуқ саваб вә әҗир әзим тапидиғанлиқини билсә иди, һечким атиған пулини саваб болуши намәлум болған ишқа сәрп қилмай, йоқсулларни йөләштин ибарәт саваби ениқ вә капаләтлик ишқа хираҗ қилған болатти.
(2) Закатни, сәдиқини вә һәр қандақ бир хәйр - еһсанни йирақларға бәргәндин көрә, өзиниң туғқанлири яки қошнилири яки тонушлири арисидики еһтияҗ игилиригә бәрсә һәм сәдиқиниң һәм силә - рәһимниң савабидин ибарәт икки қат саваб қазинидиғанлиқини пәйғәмбәр әләйһиссалам ейтқан. Әһвал бундақ икән, растинила саваб издигән адәм өзи тонумайдиған адәмләргә бәдәл һәҗ қилдуруп саваб тапимән демәстин, көз алдидики нәқ саваб болидиған ишларға пул сәрп қилиду. Бу икки қат савабни һәрким өлүп кәткән ата - анисиға атиса, бу саваб уларға нәқ йетиду әмәсму?
(3) Җәмийәттики еһтияҗ игилириниң һалидин хәвәр тепиш шу җәмийәттики қол иликидә бар кишиләрниң үстигә пәрз болупла қалмастин, бәлки иманниң тәләплиридин биридур. Пәйғәмбәр әләйһиссаламниң:“қошнисиниң ач қалғанлиқини билип туруп, өзи тоқ ятқан адәм мөмин болалмайду” дегән һәдиси буни ипадиләйду. Расттинла ата - анисиға саваб қазандурушни истигән адәм саваби капаләткә елинмиған бәдәл һәҗни қилдуримән дәп йүрмәстин, атиған пулини мундақ зөрүр болған иҗтимаий пәрзни ада қилишқа сәрп қилиду. Бу арқилиқ у адәм ата - анисини тәсәввур қилғинидинму артуқ савабқа ериштүриду. Чүнки пәрзни ада қилғанниң саваби нәплини ада қилғанниңкидин әлвәттә артуқ болидиғанлиқини һечким инкар қилалмайду.
4. Ата - аниси аләмдин өтүштин бурун өзи үчүн һәҗ қилип қоюшни вәсийәт қилған болса, униң қалдурған мал - дунясиниң үчтин биридин көп хираҗ қилмаслиқ шәрти билән бәдәл һәҗ қилиш яки қилдуруш балиларниң үстидә қәрздур.
5. Биравға бәдәл һәҗ қилип қоймақчи болған адәмниң аввал өзиниң үстидики пәрз һәҗни ада қилип болған болуши шәрт.
6. Тирикләрдин қаттиқ яшинип қалғанлиқтин яки сақаймайдиғанлиқи ениқланған кесәлгә гириптар болғанлиқтин, өзиниң һәҗ сәпиригә чиқишидин үмид үзүлгән вә һәҗ пәрзини ада қилишқа йетәрлик иқтисади болған адәм үчүн униң балилиридин бирәри бәдәл һәҗ қилип қойса болиду.
Навада балилири болмиса яки улар һәрәмгә баралмиса, диянитигә ишинилидиған кишиләрдин бирәригә бәдәл һәҗ қилдурса болиду.
Шундақ әмәсму? өзиниң дадиси яки аниси үчүн һәҗ қилған адәм билән пулға яллинип һаятида бир қетимму көрүп бақмиған бир адәм үчүн һәҗ қилған адәмниң һәҗ кәйпияти бир хил боламду? һалбуки, һәҗ дегән йүрәктин чиқмисиму болушичә беҗирип қойса болуверидиған рәсмийәт әмәс, бәлки һәҗму худди намазға охшаш әқил, қәлб вә башқа органларниң иштираки билән орундилидиған ибадәттур.
6. Паспорт беҗириш имканийитиниң йоқлуқи яки өзи һөкүмәт кадири болғанлиқтин, һәҗгә баралмайдиғанлиқини баһанә қилип, өзи үчүн адәм яллап бәдәл һәҗ қилдуруш җаиз әмәс.
Паспорт беҗириш имканийити йоқ адәмгә һәҗ пәрз әмәс. Чүнки биравға һәҗниң пәрз болуп бәлгилиниши үчүн униң һәҗ сәпири үчүн йоли очуқ болуши шәрт. Паспорт алалмиған адәмниң йоли очуқ болмиған болиду. Шуңа у һәққидә һәҗ пәрз болушиниң шәртигә чүшмәйду.
Әмди кадирға кәлсәк, мааштин башқа кирими йоқ, балилириниң турмуши, оқуши вә барлиқ чиқимлири шу бирла маашқа қарашлиқ болуп қалған, әгәр һәҗгә барған тәқдирдә, маашидин айрилип қелип балилириниң турмушини вә оқуши вәйранлиққа учраш хәвпидики адәмләргә һәҗ пәрз әмәс. Чүнки һәҗ дегән һәҗ сәпиригә чиққанлиқ сәвәби билән өзигә яки бала - чақилириға маддий яки мәниви зиян - зәхмәт йәтмәйдиған шараиттики адәмләргила пәрз болуп бәлгилиниду.
Униң үстигә һәҗ пәрзи намазға охшаш бир пәрз әмәс. Намазни қандақла шараитта болмисун чоқум ада қилиш пәрз. Әмма һәҗ униң йолиға күчи йәткән адәмгә пәрздур.
Әһвал бундақ икән, паспорт алалмиғанлар билән һәҗ сәпиригә чиқалмайдиған шараиттики ишчи - кадирларниң бәдәл һәҗ қилдуруши җаиз әмәс. Чүнки уларниң күнләрниң биридә һәҗ қилиш имканийитигә игә болуп қелиш еһтимали бар. Һәҗ қачан шәрт - шараит тепилса шу чағда пәрз болиду. Шуниң үчүн һазир имканийитим йоқ дәпла бәдәл һәҗ қилдуруш җаиз әмәс.”