Мәккидики бир тиҗарәтчи: үркүтмәслик үчүн уйғур һаҗиларға хитайчә гәп қиливатимиз
2017.08.30

Гәрчә, хитай даирилири сәуди әрәбистанға елип кәлгән уйғур һаҗиларни күчлүк тәқиб астиға алған вә муһаҗир уйғурлар билән көрүшмәслик һәққидә еғир тәһдитләрни селип туруватқан болсиму, өзлириниң һаҗиларға қиливатқан зораванлиқлирини җәмийәттин йошуруп болалмиди. Бүгүн өмәк тәркибидин йошурунчә чиқип, бир уйғур ашханисида ғизаланған икки уйғур һаҗи, һәҗ сәпиридә бешидин өткәнләрни ресторан хоҗайиниға сөзләп бәргән, бу җәрянда улар көз яшлирини туталмиған. Һәҗ өмикидики бир туғқинини көрүш үчүн, өмәк туруватқан меһманханиға киришкә урунуп баққан вә нәтиҗисиз қалғандин кейин, әтрапни 10 нәччә саәт көзәткән бир уйғур муһаҗирму, уйғур һаҗиларниң пүтүн дунядин кәлгән һаҗилар арисида әң бичарә һаләт вә чүшкүн кәйпиятта икәнликигә шаһит болған.
Исламдики 5 пәрзниң бири болған һәҗ ибадити ислами материялларда “әң һекмәтлик, әң сәлтәнәтлик, әң көркәм бир ибадәт” дәп тәрипләнгән. Шу сәвәбтин бу ибадәтниң җәряни һаҗи намзатлири көңүллиригә арамбәхш, кәйпиятиға үстүнлүк, роһиға җушқунлуқ ата қилған. Нөвәттә мусулман дунясидин һәҗ ибадити үчүн сәудиға йетип кәлгән 2 милйон киши бу қутлуқ ибадәтниң шу һузурини сүрүватқан пәйтләрдә, гуваһчиларниң дейишичә, уйғур һаҗилар, хаталишип қелиштин сақлиниш, йәни юртиға қайтқанда тутқун қилиниш вә түрмидә йетиштин сақлинишниң койида күн өткүзмәктә.
Мәлум болушичә, күн бойи меһманханиға солинип қалған, мәккидиму хитай компартийисиниң тәшвиқатлиридин қутулалмиған һаҗилардин икки нәпири бүгүн меһманханидин оғрилиқчә чиқип, бир уйғур ресторанида ғизаланған. Өзлиригә селинған тәһдит вә бесимни тилға алғанда көз йешини туталмиған бу икки киши, әгәр түзүмгә хилаплиқ қилса, өзлириниң айродромға чүшкәндила тутқун қилинидиғанлиқини ашкарилиған.
Һәр йили һәҗгә кәлгән уйғурлар үчүн мулазимәт қилип, бир йиллиқ турмуш хираҗитини қамдап келиватқан, бир ресторан саһиби бу йил бу тиҗарәттә 30 миң рияд зиян тартқанлиқини ашкарилиди.
Муһаҗирлардин бири, өз юртдиши билән көрүшүш үчүн хели тиришқандин кейин телефонда сөзлишишкә мувәппәқ болған, әмма дидарлишалмиған. У, бу сөһбәт давамида һаҗиларниң юрттин чиқиштин аввал муһаҗир уйғурлар билән көрүшмәслик һәққидә бир келишимгә имза қойған. Келишимдә, өмәк бәлгилигән ресторанниң сиртида бир қетим тамақ йесә юртқа қайтқанда 10 миң сом җәриманә қоюлидиғанлиқи, башқа қаидиләрни бузса түрмигә ташлинидиғанлиқи әскәртилгән.
Көргүчиләрниң баян қилишичә, уйғур һаҗилар, уқушмастин уйғурлар ачқан дуканларға кирип қалса, кәйпиятида җиддийлишиш вә һодуқуш аламәтлири көрүлгән. Бир уйғур дукандар дукиниға киргән уйғур һаҗиларни үркүтүп қоймаслиқ үчүн, уларға хитайчә гәп қилишқа мәҗбур болған. Мәлум болушичә, һәтта бәзи уйғур һаҗилар, өзлирини өмәк башлиқлириға гунаһсиз көрситиш үчүн өзлиригә илтипат қилған уйғур муһаҗирларға қопал муамилиләрдә болған. Мәккидә йәнә, бир һәптидин буян уйғур һаҗиларниң уйғур таксичиларниң таксисиға уқушмай чүшүп қелиш вә шопурниң уйғурлуқи байқалғандин кейин, таксидин чүшүвелиш һадисиси бирқанчә қетим йүз бәргән.
Нөвәттә, уйғур һаҗиларниң күндилик турмуши һәққидә мәккидики уйғурлар арисида һәр хил һекайиләр еғиздин- еғизға тарқалмақта. Дейилишичә, бу қетим уйғур районидин кәлгән һәҗ өмики тәркибидә хитайниң дөләт бихәтәрлик хадимлириму бар болуп, булардин бири бир дуканға кирип зораванлиқ қилған чеғида уйғур дукандардин дәккисини йегән.
Бүгүн түркийә радийо-телевизийә дуняси агентлиқида “хитай уйғурларни немә үчүн һәҗдин тосиду?” мавзулуқ инглизчә мақалә елан қилған, америкидики уйғур оқуғучи, муһаҗир айдин әнвәр, өз мақалисидә, уйғурларниң өз вәтинидә өз вәзийити һәққидә ялған сөзләшкә мәҗбурлиниватқиниға охшаш, чәтәлләрдиму күчлүк тәқиб вә тәһдитләр сәвәбидин өз әһвали һәққидә раст гәп қилишқа амалсиз қеливатқанлиқини қистуруп өткән.