Хитайниң уйғурларға қаратқан һәҗ сиясити

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2013.03.07
xitay-hej-siyasiti.jpg “2012-йилидики тәшкиллик һәҗ хизмитини яхши ишләш тоғрисидики уқтуруш” намлиқ тамғисиз қизил башлиқ һөҗҗәт.
RFA/Erkin Tarim

Хотән вилайәтлик диний ишлар идариси тарқатқан “2012-йилидики тәшкиллик һәҗ хизмитини яхши ишләш тоғрисидики уқтуруш” намлиқ тамғисиз қизил башлиқ һөҗҗәттә һәҗ қилидиғанларниң һазирлашқа тегишлик шәртлири вә һәҗ қилишқа болмайдиған кишиләрниң алаһидилики һәққидә маддилар оттуриға қоюлған.

Һөҗҗәткә қариғанда һәҗ қилидиғанлар орундашқа тегишлик сәккиз маддилиқ шәртләрниң биринчиси һәҗ қилидиған кишиниң җуңго коммунистик партийисиниң рәһбәрлики һәмдә сотсиялизм түзүмини һимайә қилидиған, дөләтниң бирлики шундақла милләтләр иттипақлиқини қоғдайдиған, дөләтни сөйүп қанунға риайә қилидиған әхлақ пәзиләтлик киши болуши керәклики көрситилгән. Һәҗ қилидиғанларниң һазирлашқа тегишлик шәртлири ичидә йәнә муну маддиларму бар икән. Йәни, вәтәнпәрвәр диний затлардин өмәккә қатнишип һәҗ қилишқа илтимас қилғучи чоқум партийә вә һөкүмәт билән һәмкарлашқан, партийиниң түрлүк сиясәтлирини кәң аммиға актип тәшвиқ қилған, ипадиси көрүнәрлик яхши болған, өзи вәзипә өтәватқан мәсчиттики амма арисида йеқинқи үч йилдин бери қанунсиз диний паалийәт көрүлмигән болуши бәлгиләнгән.

Буниңдин башқа йәнә һәҗ қилғучи йәр тәврәшкә чидамлиқ өй салған, партийиниң сотсиялистик йеңи йеза бәрпа қилиш чақириқиға актип аваз қошқан болуши керәк икән.

Йәнә бир маддида болса җәмийәт муқимлиқини қоғдаш җәһәтләрдә көрүнәрлик төһпә қошқанларға мувапиқ етибар берилидиғанлиқи әскәртилгән.

Хотән вилайәтлик диний ишлар идариси тарқатқан бу уқтуруштики һәҗ қилса болмайдиған кишиләр әйнән төвәндикидәк көрситилгән:

  1. Мәзкур киши җуңго коммунистик партийә әзаси яки һәҗ қилишни дәп җуңго коммунистик партийисидин чекингәнләр.
  2. Дөләт хизмәтчиси, һөкүмәт беқиватқан кишиләр, дөләт хизмәтчисиниң биваситә уруқ-туғқанлири вақтинчә орунлаштурулмайду.
  3. Партийә һөкүмәт орунлири, аммиви тәшкилат, дөләт карханиси, кәспий орунлардин пенсийигә чиққанлар шундақла биваситә уруқ-туғқанлири вақтинчә орунлаштурулмайду.
  4. Аилисиниң иқтисадий әһвали начар, төвән турмуш капалитидин бәһримән болидиғанлар.
  5. Кесәл, бәдини аҗиз, һәрикәт қилиш қулайсиз, әқли-һоши җайида болмиғанлар.
  6. Һәҗ қилиш паалийитигә қатнишип болғанлар.
  7. Сирттин нопусини көчүрүп киргили үч йил тошмиғанлар.
  8. “23-март”, “5-июл”, “9-авғуст” қатарлиқ дөләт бихәтәрлики, җәмийәтниң сиясий муқимлиқиға зиян йәткүзидиған, миллий бөлгүнчилик шундақла әксийәтчил диний паалийәтләргә қатнашқан, “һизбут”, “һиҗрәт”қатарлиқ тәшкилатларға четишлиқ кишиләр, “ваһаби” идийисидики кишиләр һәм уларниң биваситә уруқ-туғқанлири.
  9. Аилә әзалири вә биваситә уруқ-туғқанлири ичидә ропач болувалғанлар.
  10. Қанунсиз дин оқутуш нуқтисини тәшкиллигүчи, өй билән тәминлигүчи, өгәткүчи, тонуштурғучи, шундақла өгәнгүчиниң һамийси һәм уларниң биваситә уруқ-туғқанлири.
  11. Һәҗ қилишни дәп аҗришип кәткән шундақла йешини өзгәрткүчиләр.
  12. Йәр тәврәшкә чидамлиқ өй салмиғанлар.
  13. Түрлүк сәвәбләр билән җазаланғанлар.

 

Биз ислам динидики бәш пәрз әмәлниң бири болған һәҗ қилишқа зади қандақ кишиләрниң қатнашса болидиған қандақ кишиләрниң қатнашса болмайдиғанлиқиға қарита диний өлчәмләргә асасән бекитилгән шәртләрни игиләш үчүн диний алим мөминҗан әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.