Тарқақ һәҗ вә башқа диний сәвәбләр билән нәччә йүз уйғур қамалған
2017.07.05

Йеқинда уйғур илиниң санҗи шәһиридә олтурушлуқ бир адвокат радийомизда санҗи шәһәрлик қамақханиға тарқақ һәҗ қилған, дегән сәвәб билән 300 гә йеқин уйғурниң солап қоюлғанлиқини ашкарилиди.
Бу адвокатниң 4-июл радийомизниң хоңкоңда турушлуқ мухбириға билдүрүшичә, у бу йил 3-айда бир кишиниң әрзийәт иши билән санҗи шәһәрлик қамақханиға берип, шу йәрдә “қанунсиз һәҗ қилған” дегән сәвәб билән 200-300 дәк уйғурниң солап қоюлғанлиқини көргән.
Биз чаршәнбә күни мәзкур адвокат тәминлигән учурни ениқлаш үчүн санҗи шәһәрлик қамақханиға телефон қилип, тутқунларниң кимликини вә уларниң һазирқи әһвалини сүрүштүрдуқ. Қамақханиниң бир кәчлик нөвәтчи әмәлдари мәзкур қамақханида диний тутқунларниң барлиқини инкар қилмиған болсиму, бирақ өзиниң соалимизға җаваб бериш салаһийити йоқлуқини билдүрүп, бу мәсилә һәққидә тохтилишни рәт қилди.
У: “бу санҗи шәһәрлик қамақхана. Буни сорашқа болмайду. Сиз дегән бу нәрсиләрни мениң билиш һоқуқум йоқ. Буни мәндин сорисиңиз пайдисиз. Мән билгән тәқдирдиму, сизгә ейтип бәрсәм болмайду. Уларни қайси орун тутуп туруватқанлиқини сизгә дәп берәлмәймән. Мән сизгә дедимғу, уларниң санини сизгә дәп бериш һоқуқум йоқ. Бу ишларни мәндин соримаң, боламду” дәп көрсәтти.
Лекин д у қ ниң билдүрүшичә, санҗи шәһәрлик сақчиханидики тутқунларниң мутләқ көп қисми уйғур, бир қисми туңган болуп, улар һәр хил сәвәбләр тутқун қилинған. Д у қ баянатчиси дилшат ришит чаршәнбә күни радийомизға бәргән учурида, уларниң тарқақ һәҗ қилиш, оттура шәрқтики дөләтләрдә оқуш яки тиҗарәт қилиш, қәшқәр қатарлиқ җайлардин келип, диний тәблиғ сөзләш вә яки диний паалийәтләргә қатнишиш... Қатарлиқ һәр хил сәвәбләр билән тутқун қилинғанлиқини билдүрди.
Дилшат ришит мундақ дәйду: “бизгә кәлгән учурларда, буларниң бәзәнлири әрәб дунясидики охшимиған дөләтләрдә оқуған балилар. Бәзәнлири чәтәлгә чиққан, тиҗарәткә барған, туғқан йоқлашқа чиққан вә өзи чиққан дөләттин атлап әрәб дөләтлиригә барғанлар. Уларниң ичидә йәнә, башқа бир сәвәб билән чәтәлгә чиқип, әрәб дөләтлиригә вә һәҗгә барғанлар бар. Хитай һөкүмити бу йилниң башлиридин тартип уйғурларниң паспортини йиғиватиду. Йиғивелинған паспорт сәвәблик нурғун кишиниң әрәб әллиригә барғанлиқи паш болуп қалди. Санҗи қамақханисидикиләр 300 гә йеқин адәм. Уларниң ичидә туңганлар бар, хели көп, уларниң 20-30% туңган.”
Хитай һөкүмити уйғур районида бу йилниң башлирида қозғиған “диний әсәбийлик” кә зәрбә бериш һәрикитиниң көлимини кеңәйтип, оттура шәрқ дөләтлиридики диний мәктәпләрдә оқуватқан уйғур оқуғучилириға қаратқан. Йәрлик даириләр бу оқуғучиларни юртидики ата-ана, уруқ-туғқанлирини гөрүгә тутувелип, нурғун оқуғучиларни амалсиз юртиға қайтип келишкә мәҗбурлиған иди.
Уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң билдүрүшичә, юртиға қайтип барған бәзи оқуғучиларниң паспорти тартивелинип, өзлири сиясий тәрбийә курслириға әвәтилгән яки из-дерәксиз йоқап кетип, һазирға қәдәр хәвири йоқкән.
Санҗидики адвокатниң радийомизда билдүрүшичә, даириләр һазир уйғур илидики мусулман аилиләрниң һәрқандақ диний паалийитини қанунсиз, дәп бир тәрәп қилмақтикән. У, 4-июл радийомизға бәргән учурида, уйғур аптоном районлуқ сиясий қанун комитетиниң бу тоғрисида һәр қайси сот мәһкимилиригә чүшүргән һөҗҗити барлиқини ашкарилиди.
Униң қәйт қилишичә, аптоном районлуқ сиясий қанун комитети һөҗҗитидә, сот мәһкимилириниң аилиләрдики ғәйрий рәсмий диний йиғилишларни чоқум бир тәрәп қилиши тәләп қилинған. У, санҗи шәһәрлик соттики бир сотчиниң өзлиригә “мусулман аилиләрдики һәрқандақ диний характерлик йиғилиш қанунсиз” дегәнликини билдүрди.
Санҗи областидики мәлум бир сақчи понкитиниң кәчлик нөвәтчи хадими чаршәнбә күни мухбиримизға һазир аилидә һечқандақ диний паалийәт өткүзүшкә болмайдиғанлиқини дәлиллиди.
У мундақ дәйду: “һазир өйдә ундақ диний паалийәт қилса, қуран оқутса болмайду. Һазир уни қанунсиз дәп һесаблайду.”
Мухбир: нормалда рухсәт сорап қилишқиму болмамду? мәсилән, силәргә дәп қоюп яки мәһәллә комитетиға дәп қоюп, хәтмә-қуран қилимән, дәп. Униңға болмамду?
Нөвәтчи: ундақ қилса болмамдикинтаң һазир. Һазир бу вәзийәт сәл мундақ болғандин кейин унимайду иш қилип.
Д у қ баянатчиси дилшат ришитниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмитиниң “диний радикаллиқ” ни мүҗмәл вә кәң даирилик чүшәндүрүши, уйғур районида нурғун мусулманларниң наһәқ тутқун қилиниши вә җазалинишини кәлтүрүп чиқармақтикән.
У мундақ дәйду: “бу йәрдә қанунсиз диний паалийәт дәйли, радикаллиқ дәйли, террорлуқ дәйли, буниңға хитайниң өзиниң бир өлчими йоқ. Омумйүзлүк гумандар яки турмуш өрп-адәтлириниң һәммисини бу рамкиға әкиривалған. Буниң ортақ қануни өлчими йоқ. Униң пәқәт сиясий өлчими бар. Шуңа, у халиған адәмни террор дейәләйду, халиған адәмни радикал дәйду. Халиғанни қанунсиз диний паалийәт дәп ейтиватиду. Бу немә дегәндә, униң өз қанунини һөрмәт қилмиғини.”
Хитайниң диний радикаллиққа бәргән тәбири вә уйғур районида қолланған тәдбири йәнә, хәлқара кишилик һоқуқ вә диний әркинлик тәшкилатлириниң тәнқидигә учрап кәлди. Америка хәлқара диний әркинлик комитети чаршәнбә күни елан қилған баянатида, хитайниң уйғур районида бу йил рамизанда йолға қойған диний чәкләш тәдбирлирини тәнқидлигән. Мәзкур комитетниң рәиси даниал марк, “хитай һөкүмити бу йил рамизанда йәнә, илгири көрүлүп бақмиған тәдбирләрни йолға қоюп, уйғур мусулманлириниң, болупму рамизан ейидики диний әркинликигә тосқунлуқ қилди” дегән.