“шинҗаң гезити” ниң һиҗаб һәққидики мақалиси тәнқидкә учриди

Мухбиримиз әркин
2013.07.22
romal-ayal-kutupxana.jpg Ромал артқан аялларни кутупханиға киргүзмәслик тоғрисидики уқтуруш. 2013-Йили март, қәшқәр.
RFA/Ekrem

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң орган нәшрият әпкари “шинҗаң гезити” дә 19‏-июл бир мақалә елан қилинип, һиҗаблиқ аялларни тәнқид қилған. “қара чүмбәл тақап, пәрәнҗә артиш яхши хаһиш әмәс” намлиқ мәзкур мақалида, бәзи аялларниң кийиниши радикал диний түскә игә, дәп әйиблигән.

Мәзкур мақалә торда муназирә қозғап, бәзиләр мақалини тәнқид қилған, бәзиләр қоллиған. Бәзи тәнқидчиләр мақалида диний етиқад әркинликигә һуҗум қилинғанлиқини илгири сүргән. Төвәндә мухбирмиз әркин мәлумат бериду.

“қара чүмбәл тақап, қара пәрәнҗә кийиш яхши хаһиш әмәс,” намлиқ бу мақалини “шинҗаң педагогика университети” ниң қирғиз профессори мәмбат турди қәләмгә алған. Мәзкур мақалә хитай һөкүмити уйғур елидә чүмбәл артиш, пәрәнҗә кийиш вә сақал қоюшни диний әсәбийликниң символи, дәп қарап, қаттиқ бастуруватқан бир мәзгилдә елан қилинған. Даириләр аһалиләр комитети вә аманлиқ хадимлирини сәпәрвәр қилип, аилә, аммиви сорун, иҗтимаий мулазимәт орунлирида вә һөкүмәт органлирида һиҗабни чәклигән. Җәнубтики йеза-кәнтләрдә аһалиләр комитети вә аманлиқ хадимлириниң аилиләргә кирип, һиҗаблиқ аялларни һиҗабсиз йүрүшкә мәҗбурлиши қаршилиққа учрап, бәзидә қанлиқ тонушларни кәлтүрүп чиқарған.

Мәмбәт турдо мақалисидә, чүмбәл, пәрәнҗә вә сақални тәнқид қилип, бизниң әҗдадлиримиз қара чүмбәл тақап яшимайтти, қара пәрәнҗә кийип йол йүрмәйтти. Бизниң яш қиранлиримиз бомба сақал қоювалмайтти.......... Һазир, җәнубтики йеза-кәнтләрдила әмәс, үрүмчигә охшаш шәһәрдиму, қара чүмбәл тақап, қара пәрәнҗә кийип йүридиған аялларни учратқили болиду. Бу яхши хаһиш әмәс, дегән.

Лекин, мәмбәт турдиниң мақалиси чәтәлдики уйғур паалийәтчилириниң дәрһал тәнқидигә учриди. Д у қ ниң баш катипи нурмуһәммәт мусабай, мәмбәт турдиниң миллий өрп-адәт билән диний етиқадни арилаштурувәткәнликини әскәртип, чүмбәл артиш, пәрәнҗә кийишниң мусулман аяллар үчүн бир хил диний таллаш һоқуқи икәнликини билдүрди.

Мәзкур мақалә йәнә торда һәр хил инкасларни қозғиди торға инкас язғучилардин бири апторни тәнқидләп, чүмбәл тақаш уларниң миллий өрп адити, яхши хаһиш, яман хаһиш, дегән мәсилә мәвҗут әмәс. Бу тәбиий әһвал! буниң мусибәт билән немә алақиси бар. Рәһбәрләр бәзидә қара рәңлик кастум-бурулка кийидиғу. Әҗәба, улар буни пәқәт дәпинә мурасими үчүн кийәмду? буни язған адәмниң психологийәсидә мәсилә бар. Кичикидә қара рәңдин қорқуш кесили болса керәк., дәп көрсәткән.

Йәнә бир пикир язғучи уйғур елидики вәқәләрниң мәтбәәсини һөкүмәтниң чирикликигә бағлап, шинҗаң йәрлик һөкүмитиниң башқуруш даириси яман кәңрип кәттиму-қандақ? мениң шуниңға һәқиқий гуман барки, уларниң чериклик вә қабилийәтсизлики исянниң асаслиқ мәнбәси, дәп тәкитлигән.

Бирақ йәнә бир инкасчи, һиҗаб уйғурларниң миллий өрп адити әмәсликини илгири сүргән. Башқа бир инкасчи болса, хәнзуларниң гүзәллик қарши билән уйғур мәдәнийитини чүшәндүрүш әҗәблинәрлик икәнликини билдүргән.

Нурмуһәммәт мусабайниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмитиниң һиҗаблиқ уйғур аяллириға һуҗум қилишидики сәвәб, уйғурларниң диний етиқадини суслаштуруш, бу арқилиқ уларни ассимилятсийә қилишни тезлитиштур.

Бирақ, мәмбат торди мақалисидә, қара рәңниң кишиләрдә үмидсизлик туйғуси пәйда қилидиғанлиқини илгири сүрүп, қара пәрәнҗиниң бәхтлик турмуш билән һечқандақ алақиси йоқ. Қара рәң даим кишиләргә мусибәт туйғуси берип, кишиләрниң ирадисини аҗизлаштуриду. Турмушқа болған қизғинлиқни совутиду, һәтта әмчәктики бовақ балиларда вәһимә пәйда қилиду. Нөвәттә, аримиздики бәзи кишиләр диний әсәбийликниң тузиқиға чүшүп кәтти. Бәзи яман нийәтлик кишиләр бизниң билимсизлик вә хурапатлиқимиздин пайдилинип, өзлириниң ғәйрий нийитигә йәтмәкчи, дегән. Униң илгири сүрүшичә, мәйли илмий нуқтидин болсун яки диний нуқтидин болсун, башқиларниң яшаш һоқуқиға зиянкәшлик қилмаслиқ әң муһим мәсилә.

Бирақ нурмуһәммәт мусабай, кишиләрниң яшаш һоқуқиға әсли хитай һөкүмити зиянкәшлик қиливатқанлиқини әскәртип, уйғурларниң диний етиқади, кийим кечики, йүрүш-турушиға арилишивелиши қаршилиқ һәрикәтлирини кәлтүрүп чиқириватқанлиқи, әгәр хитай һөкүмити һазирқи сияситини давамлиқ йүргүзсә, техиму зор көләмлик қаршилиққа учрайдиғанлиқини агаһландурди.

Мәмбәт турди, мақалисидә, бигунаһ кишиләрни өлтүрүш сандики “зораван террорчилар” ниң қилмиши икәнликини илгири сүргән болсиму, бирақ қандақ сәвәбләрниң бу кишиләрни аталмиш зораван террорлуқ һәрикитигә мәҗбурлиғанлиқини тилға алмиған. У мақалисиниң ахирида тәкитләп, биз есил миллий әнәнимиз, мунәввәр мәдәнийитимиздин иптихарлинишимиз, униңға варислиқ қилиш вә тәрәққий қилдуруш үчүн тиришишимиз керәк. Бизни оттура әсир хурапатлиқиға елип бармақчи болған рәзил күчләр гә қарши батурлуқ билән күрәш қилишимиз лазим, дегән.

Лекин, нурмуһәммәт мусабай, уйғур мәдәнийитини қоғдаш вә униңға варислиқ қилиш билән диний етиқадини қоғдаш өз ара айрилмайдиғанлиқини билдүрди. У, хитай уйғурларға қаратқан сиясити қаттииқлашқансери, уларни диний вә мәдәнийитидин айриветишкә урунғансери, уйғур хәлқи өзиниң диний вә мәдәнийитигә чиң есиливатиду, дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.