Кишилик һоқуқ тәшкилатлири қарамайдики һиҗап чәклимисини тәнқид қилди

Мухбиримиз әркин
2014.08.07
hijap-romal-yaghliq-reshatka-jaza.jpg Төмүр решаткилиқ һойлиға соланған һиҗапланған уйғур аяллири.
RFA/Ruqiye

Америка уйғур бирләшмиси хитай даирилириниң қаримай шәһиридә 5 хил кишиләрниң коча аптобусиға олтурушини чәклигәнликини әйибләп, авам уйғур аммисини нишан қилған бу бәлгилимә ирқчилиқ вә кәмситиш сияситини очуқ -ашкара қоллиғанлиқ, дәп тәнқид қилған.

Мәзкур тәшкилат чаршәнбә күни елан қилған баянатида, бу бәлгилимә хитайда уйғурларниң һоқуқи башқа пуқраларға қариғанда азлиқини, уларниң өз юртидиму бу хил тәқдиргә дуч келиватқанлиқини көрситип, бу бәлгилимә адәттики хитай пуқралириниң уйғурларни кәмситишигә йешил чирағ йеқип бериду, дегән.

Қарамай шәһири 4‏-авғуст чиқарған бу бәлгилимидә, личәклик, ниқаблиқ вә җилбаплиқ аялларниң, сақаллиқ әрләрниң вә ай юлтузлуқ қизил, көк, қара вә яки ақ рәңлик майка кийгәнләрниң коча аптобусиға олтурушиға йол қоюлмайдиғанлиқини билдүргән.

Д у қ баш катипи, вәзийәт анализчиси нурмәмәт мусабай, мәзкур бәлгилимә мусулманларға, болупму уйғурларға қаритилғанлиқини билдүрүп, етиқад билән ойнашқан һечқандақ бир һакимийәт ғәлибә қилалмиғанлиқини агаһландурди. У мундақ деди:
Қаримайдики бу 5 хил кийингәнләр дегәнниң һәммиси миллий қияпәттин толарақ диний қияпәтни асас қилған. Улар динға қарши сәпәрвәрлик елан қилипту. Буниңға қарши уйғур хәлқи өзиниң етиқадини, кимликини қоғдаш үчүн тәдбир алиду. Буниңда хитай чоқум мәғлуп болиду. Чүнки, инсанларниң етиқади билән уруш қилған һәрқандақ һакимийәтниң һәммиси мәғлуп болған. Һазир, хитай шу хәтәрлик отни ойнаватиду, йәни уйғурниң етиқади билән ойнишиватиду. Бу йәрдә хитай ялғуз уйғурниң етиқади билән ойнашмайватиду. Әмәлийәттә, у дунядики бир йерим милярд хәлқниң етиқади билән ойнишиватиду. Демәк хитай чоқум мәғлуп болиду.

Хитай даирилириниң қарамай шәһиридә 5 хил диний қияпәтни чәклигәнлик хәвири америкиниң “ню йорк вақти”, “лос-анҗелис вақти” қатарлиқ атақлиқ гезит, журналлирида, японийә вә башқа ғәрб ахбарат васитилиридә кәң хәвәр қилинған.

“ню-йорк вақти гезити”ниң “шинҗаңдики шәһәрниң коча аптобусида яғлиқ вә сақалға орун йоқ” сәрләвһилик хәвиридә, бу чәклимә түркий тиллиқ мусулман уйғурларниң юрти-шинҗаңда әнсизлик күчәйгән бир мәзгилдә йолға қоюлғанлиқини илгири сүргән.

Хәвәрдә йәнә, хитай һөкүмити райондики җиддийчилик һәм қалаймиқанчилиқни шинҗаң вә чәтәлдики радикал исламчиларниң вә бөлгүнчиләрниң пәйда қилғанлиқини илгири сүрсиму, бирақ уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң җиддийчиликни хитайниң қаттиқ қоллуқи вә кәмситиш сиясити пәйда қилған, дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән.

“лос-анҗелис вақти гезити”ниң хәвиридә, хитайниң уйғур елида кишиниң немә йәйдиғанлиқи, қачан йәйдиғанлиқи, қандақ пасунда чач қойидиғанлиқи, қандақ кийинидиғанлиқи, айфон қатарлиқ алақә васитилиридә қандақ нахшиларниң барлиқини билип турушни истәйдиғанлиқини билдүргән.

Мәзкур гезитниң “диний тосқунлуқ: хитай террорлуқ һуҗумидин кейин уйғурларни мәҗбурий бәлгилимиләргә зорлиди” сәрләвһилик хәвиридә, ләнҗу университети мәркизи асия тәтқиқат институтиниң мудири яң шуниң сөзини нәқил алған. яң шу: сән бириниң яғлиқ артқанлиқи вә сақал қойғанлиқиға қарап, уларни зораван диний радикал десәң болмайду, дәп көрситип, диний ибадәткә қаттиқ қоллуқ билән қарши туруш тоқунушни кәскинләштүриду, дегән.

Нурмәмәт мусабай, хитай һөкүмитиниң 65 йиллиқ шәрқий түркистан һөкүмранлиқ тарихида өзи садир қилған нурғун хаталиқларни уйғурларға артип қоюватқанлиқи, әмәлийәттә һазирқи зораванлиқ вәқәлирини униң сиясити кәлтүрүп чиқарғанлиқини билдүрүп, хитай даирилирини бу хаталиқни түзитишкә чақирди.

У мундақ деди: чүмбәл артиш, аяллар узун көңләк кийиш бизниң миң йиллиқ адитимиз. Хитай бүгүнки күндә қаршилиқниң күчийишини өзиниң сияситидин көрмәй, уйғур хәлқиниң етиқадидин көрүп, етиқадни суслаштурсам уйғурни йоқитимән, дәватиду. Немә үчүн һазирға кәлгүчә хитайға қарши әң қаттиқ қаршилиқ ислам етиқади күчлүкләрдин келип чиқиду. Шуңа, хитай йеқинда уйғур яшлириниң 8 йиллиқ мәҗбурий маарипини 10 йилға көпәйтип, уларни пәнний маарип билән тәрбийилисәм оңшилиду, дәйду. Лекин мәсилиниң негизи хитайниң уйғурға қаратқан миллий, диний сияситиниң хаталиқидин келип чиқмақта.

Хитай өзиниң 60 йиллиқ шәрқий түркистан сиясити кәлтүрүп чиқарған бүгүнки қалаймиқанчилиқни радикаллиққа дөңгәп қоюп, җавабкарлиқтин өзини қачурмақчи. Йәни у өзиниң садир қилған хаталиқини оңшимай, уни уйғурға иттирип қоюватиду.

Нурмәмәт мусабай, йәнә, уйғур хәлқиниң хитай һөкүмити тарқатқан төвән капаләтлик турмуш пулиға еһтияҗлиқ әмәсликини әскәртип, уйғур хәлқи шәрқий түркистанниң маарип, мәдәнийәт, иҗтимаий, иқтисади вә тәбиий байлиқини қандақ ечишни қарар қилиш һоқуқиға еһтияҗлиқ, дәп көрсәтти.

У мундақ деди: хитай шәрқий түркистанни бесивалғандин буян, биз буларға немә яхшилиқ әкәлдуқ, улар немә раһәт көрди. Биздин немә пайда көрди дегәнни ойлап, өзиниң 65 йиллиқ тарихини һесаблап беқиши керәк. Биз мәктәп салдуқ, йол ясидуқ, дегән билән у йолдин, бу мәктәпләрдин уйғур хәлқи қанчилик бәһримән болуватиду? уйғур хәлқиниң турмушини бизниң мәмликәткә түнүгүн көчүп кәлгән хитайларға селиштуруп бақса қанчилик пәрқ бар? хитайниң сәдиқә пулиға моһтаҗ әмәс уйғурлар.

Уйғурлар өзиниң байлиқидин өзи мәлум дәриҗидә пайдилансиму яхши турмушқа еришиду. Лекин хитай бу һоқуқни бәрмәйватиду. Йәни, хитай шәрқий түркистандики уйғурларниң кархана ечиш, өзиниң йәр байлиқи, маарип, пән-техника саһәлиридики һоқуқиға капаләтлик қилиш керәк. Өз өзини идарә қилидиған, өзөзини йетәкләйдиған һаләтни уйғурларға бериши керәк. Ундақ қилмай диваниға пул бәргәндәк 80 сом, 100 сом пул берип қоюп, биз уйғурларға андақ қиливатимиз, мундақ қиливатимиз десә болмайду. Биз хитайниң сәдиқисигә қарашлиқ әмәс.

Қарамай шәһири чиқарған мәзкур бәлгилимидә, тәкшүрүш хадимлириға һәмкарлашмиған диний қияпәтлик 5хил кишиләрниң дәрһал сақчиға тапшуруп берилидиғанлиқини билдүргән. Даириләр, уйғур аптоном районлуқ 13‏-нөвәтлик тәнтәрбийә йиғини мәзгилидә, қарамай шәһиридики 59 коча аптобус бекитигә көзәтчи қоюп, аммиви қатнаш бихәтәрликини қоғдайдикән. Уйғур аптоном районлуқ 13‏-нөвәтлик тәнтәрбийә йиғини 20‏-авғуст ахирлишиду. Бу паалийәт 28‏-июл йәкән наһийәсиниң елишқу қатарлиқ йезилирида қанлиқ тоқунуш йүз берип, нурғун адәм өлгән мәзгилгә тоғра кәлгән.

Хитай һөкүмити вәқәдә 96 адәм өлгәнликини елан қилған болсиму, бирақ д у қ хитай аманлиқ күчлириниң елишқу, хаңди йезилиридики қирғинчилиқида аз дегәндә 2000 уйғур өлтүрүлгәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.