Ислам әллири уйғур вәзийитигә кәлгәндә сүкүтни таллиди

Мухбиримиз сада
2018.09.24
saqchi-mehbus-yalap-mangghan.jpg “йепиқ тәрбийәләш лагери” дин ялап елип кетиливатқан уйғурлар.
Social Media

Нөвәттики уйғур вәзийити хәлқараниң омумйүзлүк диққитини тартиватқан бир мәзгилдә, бәзи ислам дөләтлириниң бу мәсилә һәққидә сүкүттә турувелиши күчлүк ғулғула қозғиди. Бу һәқтә муһаҗирәттики бәзи уйғурларму өзиниң чүшәнчисини баян қилип, ислам дөләтлириниң уйғурларниң вәзийитидә сүкүттә турувелишини әйиблиди.

Нөвәттә хитайниң уйғур диярида елип бериватқан сиясий бастурушлири вә милйонлиған уйғурни сәвәбсиз аталмиш “тәрбийәләп өзгәртиш лагерлири” ға солиши уйғур ели ичи вә сиртидики уйғур җәмийитиниң қаттиқ әндишисини қозғимақта. Шуниңға әгишип “вал стрет журнили”, “вашингтон почтиси” қатарлиқ даңлиқ чәтәл таратқулирида елан қилиниватқан уйғурларға даир һәрхил мақалә вә хәвәрләр пүтүн дунядики уйғурлар мәсилисигә йеқиндин диққәт қилип келиватқан шәхс вә органларниң қизиқ нуқта темисиға айлиниватқанлиқи мәлум.

Йеқиндин буян америка вә явропа әллиридин башқа кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, бирләшкән дөләтләр тәшкилати қатарлиқ муһим органлар елан қилип келиватқан доклат яки баянатлар хәлқарада уйғурларниң нөвәттики вәзийитидин хәвәрсиз бәзи әлләрни хитайниң уйғур дияридики бигунаһ уйғурларниң һәқ-һоқуқини халиғанчә дәпсәндә қилиш, уларниң күндилик турмушини тәқиб астиға елиш қатарлиқ чекидин ашқан һәрикәтлиригә қарши ипадә билдүрүшкә, шундақла һәр қайси әлләр бирликтә күч чиқирип, уларниң нормал һоқуқини қоғдашқа ярдәмчи болушқа чақирмақта.

Мушундақ тиришчанлиқлар арқисида, һиндистан вә бенгалдики мусулманлар өз алдиға намайиш өткүзүп, уйғур дияридики дәһшәтлик хорлашларға қарита наразилиқини ипадилигән. Униңдин башқа йәнә, 12-сентәбир күни малайсия хәлқ адаләт партийәсиниң башлиқи, малайшияниң сабиқ баш министири әнвәр ибраһим ахбаратқа сөз қилип, хитайниң уйғурлар мәсилисини “ички ишимиз” дейишигә рәддийә билдүргән.

Әмма әпсуслинарлиқи шуки, түркийә, сәуди әрәбистан, пакистан, иран вә афғанистан қатарлиқ нурғун ислам дөләтлири уйғур дияриниң нөвәттики вәзийити вә уйғур мусулманлириниң хитай һөкүмити тәрипидин қийин-қистаққа елинишиға һечқандақ инкас қайтурмай кәлмәктә.

14-Сентәбир, америка ташқи ишлар министири майк помпийо твиттерға чаплиған учурида, иранниң алий рәһбирини хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан инсан һәқлири дәпсәндичиликигә наразилиқ билдүрмәслик билән қаттиқ әйиблигән.

Биз иран һөкүмитиниң мусулман дөлити болуш сүпити билән уйғурлар мәсилисидә немә үчүн һазирғичә инкассиз турувалғанлиқини билип беқиш мәқситидә, америка пайтәхти вашингтонда турушлуқ әлчиханисиға телефон қилдуқ. Бирақ телефонимиз җавабсиз қалди.

21-Сентәбир, йәни җүмә күни UNPO ниң тор бетидә пакистан һөкүмитиниң хитайни уйғурларға йүргүзүватқан чәклимисини пәсәйтишкә чақирғанлиқ һәққидә мақалә елан қилинған. Бирақ шәнбә күнигә кәлгәндә, пакистан диний ишлар министири норул һәқ қадири “әрәб хәвәрлири” гә қилған сөзидә, хитай әлчиси яв шиң билән көрүшкәндә уйғурлар мәсилисини пәқәт сөзләшмигәнликини билдүргән.

Биз пакистан һөкүмитиниң бундақ ипадидә болушиниң сәвәбини ениқлаш мәқситидә, вашингтондики баш әлчиханисиға телефон урдуқ. Телефонимизни алған бир аял хадим телефонни мунасивәтлик ишханиға улап бәрди, бирақ униңдин кейин телефонимиз охшашла җавабсиз қалди.

Биз йәнә сәуди әрәбистан вә афғанистанниң вашингтондики баш әлчиханисиға телефон қилип, уларниңму уйғурлар вәзийитигә қарита позитсийәсини билишкә тириштуқ. Сәуди әрәбистан әлчиханисиға қилған телефонимизни алидиған адәм чиқмиди. Афғанистан әлчиханисиға телефон урғинимизда, бир әр хадим өзиниң бу мәсилигә җаваб берәлмәйдиғанлиқини, мунасивәтлик бөлүмгә телефон қилип соришимизни ейтти вә алақилишиш номурини ейтип бәрди. Вәһаләнки, телефонимиз йәнила инкассиз қалди.

Биз муһаҗирәттики уйғур зиялийларниң “ислам дөләтлири немә үчүн уйғурлар мәсилисигә инкас қайтурмайду” дегән нуқтиға қарита инкаслирини елиш мәқситидә, малайшияда хәлқара ислам, пул-муамилә университетиниң докторлуқ унваниға еришкән, һазир түркийәдики истанбул саһабәттин заим университетида ислам, иқтисадий пул-муамилә бөлүминиң дотсенти болуп ишләватқан бурһан сети әпәндим билән телефон зиярити елип бардуқ. У, юқириқи мәсилини төт нуқтидин шәрһлиди.

Униң қаришичә, мусулман дөләтлириниң хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясәтлиригә инкас қайтурмаслиқи уларниң хитай билән болған иқтисадий мунасивәтлиригә берип тақилидикән.

Һалбуки, исламабад ислам университетиниң магистири, нөвәттә шиветсийәдә яшаватқан қурбанҗан мудаш әпәнди ислам әллириниң хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясәтлиригә инкас қайтурмаслиқини әйиблиди вә буни диний вә инсаний нуқтидин қобул қилишқа болмайдиғанлиқини билдүрди.

У ислам әллириниң җим турувелишини әйибләп мундақ деди: “нөвәттә уйғурларниң бешиға кәлгән күлпәтни пүтүн дуня билип йәтти, бәзи ислам әллири инкас қайтурған болсиму, йәнила йетәрлик әмәс. Пакистанға охшаш уйғурни яхши тонуйдиған бир дөләтниң бу мәсилидә җим турувелиши қобул қилғили болмайдиған бир мәсилә.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.