Ислам вә милләтчилик

Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2013.08.26


Биз һәммимиз мусулманлиқ сүпитимиз билән чоң бир ислам аилисигә мәнсупмиз. Бизниң бу аилимиз “үммәт”дәп атилиду.

Биз шу үммәт билән пәхирлинимиз вә аллаһ тааланиң бизни шу үммәтниң қатаридин қилғанлиқиға миңлап шүкүр ейтимиз. Чүнки биз мушу үммәт сайисида инсанларға қулчилиқ қилишниң, һәр хил тәбиәт күчлиригә чоқунушниң харлиқидин қутулуп, аләмләрниң рәбби болған аллаһ таалаға қулчилиқ қилиштәк шәрәпкә вә әзизликкә ериштуқ. Бу орунда иккинчи хәлипә һәзрити өмәр ибни хәттабниң:“биз ислам билән иззәт тапқан бир қәвммиз. Шуниң үчүн биз исламдин башиқисини тилимәкчи болсақ, чоқум харлиққа мәһкум болимиз” дегән мәшһур сөзи йетәрлик.

Шундақтиму ислам дини мусулманларниң өз қәвми вә өз миллитини башқилардин бәкрәк сөйүшини, ярдәмни әң аввал шуларға қилишини вә һәммидин аввал шуларниң ғемини йейишини тосмайду. Чүнки ислам дини инсанларниң тәбиитигә вә мәнпәәтигә тамамән уйғун бир диндур. Инсанларниң тәбиитидики өз миллитигә болған сөйгү - муһәббәтни уларниң қәлбигә салған затму аллаһ тааладур. Бундақ болған икән, һәқлиқ рәвиштә өз миллитини сөйүш, өз миллитиниң ғемини йейиш вә өз миллитиниң мәнпәтини алдинқи орунға қоюш тамамән җаиздур, һәтта бәзи шараитларда зөрүрдур. Аллаһ таала пәйғәмбәр әләйһиссаламға:“аиләңдикиләрни намазға буйруғин вә өзүңму униңға чидамлиқ болғин” вә “йеқин туғқанлириңни агаһландурғин” дегән әмирлиридә яхшилиқни әң аввал өз йеқинлиридин башлашқа буйруған. Бир милләтниң әң йеқин кишилири униң өз әһли вә өз миллитидур. Буни һечким инкар қилалмайду.

Абдуләһәд һафиз билән сөһбәт

Истидатлиқ алим, сәуди әрәбистан радиосии түрк бөлүминиң мудири устаз абдуләһәд һафиз милләтчилик һәққидә мундақ деди:

- Аллаһ таала инсанларни бир ата вә бир анидин яратқандин кейин, өз һекмити билән уларни һәрхил қәбилә, һәрхил милләт қилип йәр шариға тарқатти.“)әй инсанлар! силәрни биз һәқиқәтән бир әр, бир аялдин (ибарәт) бир ата бир анидин яраттуқ, өз - ара тонушушуңлар үчүн силәрни нурғун милләт вә уруқ қилдуқ” шуниң билән аллаһ таала инсанларниң қәлбигә өз қәвмини ـ өз миллитини сөйидиған туйғу йәрләштүрди. Шу сәвәбтин һәрбир милләт вә һәрбир қәвм өз миллитини сөйиду вә башқилардин көрә өз қәвмини өзигә йеқин һес қилиду. Миллитиниң башқилар тәрипидин әйиблинишигә, кәмситилишигә вә бозәк қилинишиға чидап туралмайду. Бу һес ـ туйғу пүткүл инсанларда мәвҗут болған ортақ бир нәрсә болуп, уни инкар қилғили болмайду. Пәйғәмбәр әләйһиссалам таипқа чиққанда мушриклардин шундақ чидиғусиз әзийәтләрни көргәндин кейин, аллаһ таалаға дәрдини ейтип дуа қилғанда, аллаһ таала тағқа муәккәл пәриштини әвәткән. Пәриштә келип икки тағни мушрикларниң үстигә ташлайму дегәндә, пәйғәмбәр әләйһиссалам “яқ, чүнки миниң қәвмим билмәйду” дегән. Мана бу пәйғәмбәр әләйһиссаламниң өз қәвмини сөйидиғанлиқини көрситиду.

Йәнә саһабә кирамлардин туфәйл әддоси дегән киши мусулман болғанда қәвми уни наһайити қаттиқ уруп қейниған, бу әһвални көргән пәйғәмбәр әләйһиссалам дуаға қол көтүргәндә, саһабиләр дәвс қәбилиси һалак болди, дейишкән. Туфәйл мундақ дәйду: “мән у вақитта қәвмимниң һалак болушидин қаттиқ қорқуп кәткән идим. Әмма пәйғәмбәр әләйһиссалам қәвмимниң һидайити үчүн дуа қилған икән.” буму туфәйлниң өз қәвмини қанчилик сөйидиғанлиқини көрситиду. Лекин һәр қандақ нәрсиниң чәк ـ чегриси болғандәк, милләт вә қәвм сөйгүсиниңму чәк ـ чегриси болуши лазим. Әмма инсанлар бу чәк чегрини айриялмиса, өз миллитини һәммидин үстүн дәп дәва қилип, башқа милләтләрни көзгә илмаслиқтәк, кәмситиштәк яман адәт мәйданға келиду. Буниң нәтиҗисидә, инсанлар қәбиливазлиқ қилип бир ـ бири билән урушидиған, һәқ ـ наһәқ болушиға қаримастин, қарғуларчә өз миллитиниң тәрипини тутуп, бир ـ бирини өлтүридиған ишлар келип чиқиду. Ислам дини пүткүл ишларни инсан тәбиитигә әң уйғун шәкилдә рәткә салғинидәк, бу милләтчилик мәсилисиниму инсанниң яритилиш тәбиитидә бар болған милләт сөйгүсиниму йоққа чиқармастин, милләтчиликтин келип чиқидиған юқириқидәк зиян - зәхмәтләргиму йол қоймастин наһайити мувапиқ шәкилдә һәл қилған. Ислам дини дуняда мәвҗут болған барлиқ милләт вә қәбилиләргә кәлгән аләмшумул бир дин. Бу дин һәр милләт мусулманлириниң өзигә хас алаһидиликлирини вә өзгичиликлирини етирап қилиш билән биргә, барлиқ инсанларниң һөрмәттә охшаш икәнликини вә уларниң әслиниң бир икәнликини җакарлиған. Бу һәқтә пәйғәмбәр әләйһиссалам: “һәммиңлар адәм әләйһиссаламдин кәлгән вә адәм әләйһиссалам болса тупрақтин яритилған” дегән. Ислам йәнә кишиниң қайсибир милләттин болуши униңға өзгичә алаһидилик бәрмәйдиғанлиқини, пәзиләт вә алаһидиликниң пәқәт яратқучисини тонуп, униңға қулчилиқ қилишта икәнликини елан қилған. Бу һәқтә аллаһ таала мундақ дәйду: “һәқиқәтән аллаһниң дәргаһида әң һөрмәтлик болидиғиниңлар әң тәқвадар болғанлириңлардур.” пәйғәмбәр әләйһиссалам тунҗи вә әң ахирқи һәҗни қилған вақтида, әрәпатта туруп, оқуған вида хутбисидә мундақ дегән: “әй инсанлар! унутмаңларки, силәрниң рәббиңлар бир, атаңлар бирдур. Әрәбниң әҗәмдин, әҗәмниң әрәбтин артуқчилиқи йоқ, қизил тәнликниң қара тәнликтин, қара тәнликниң қизил тәнликтин артуқчилиқи йоқ. Артуқчилиқ пәқәт тәқвалиқтидур.”

Ислам дини инсанларни қәбиливазлиқ, мәһәлливазлиқ, юртвазлиқ вә тар милләтчилик иллитидин қутулдуруп, уларни әң алий туйғу вә йүксәк ғайидә бирләштүргән. У болсиму, исламий қериндашлиқ туйғусидур. Шуниң үчүн аллаһ таала пүткүл мусулманларни “бир үммәт” дәп атиған. Бу үммәтниң әзалириниң тиллири башқа, рәңги башқа, миллити башқа, яшайдиған йәрлири башқа, әмма әң алий ғайиси бир, йүзлинидиған қиблиси бир, йолбашчи пәйғәмбири бирдур. “әй инсанлар! бу силәрниң уммитиңлар һәқиқәтән бир үммәттур. Мән силәрниң рәббиңлармән, маңила қолчилиқ қилиңлар.” аллаһ таала йәнә мусулманларни һәммә бирдәк аллаһниң диниға мәһкәм есилип айрилмаслиққа чақрип мундақ дегән:“)һәммиңлар аллаһниң ағамчисиға мәһкәм есилиңлар, һеч айрилмаңлар”,“мөминләр һәқиқәтән өз - ара қериндашлардур.”

Мусулманлар һәммиси өз - ара қериндаш болған икән, һечбир милләтни, һечбир қәвмни яки һечбир җамаәтни кәмситишкә, мәсхирә қилишқа болмайду. Аллаһ таала бизгә бу һәқтә тәлим берип мундақ дәйду: “әй иман ейтқанлар! бир қәвм йәнә бир қәвмни мәсхирә қилмисун, мәсхирә қилинған қәвм мәсхирә қилғучи қәвмдин яхширақ болуши мумкин, силәрниң араңлардики аялларму өз - ара мәсхирә қилишмисун, мәсхирә қилинғучи аяллар мәсхирә қилғучи аяллардин яхширақ болуши мумкин, бир ـ бириңларни әйиблимәңлар, бир ـ бириңларни яман ләқәм билән чақирмаңлар, имандин кейин писқи билән аташ дәп аташ немидегән яман! (мундақ гунаһлардин) тәвбә қилмиғанлар һәқиқәтән залимлардур.”

Юқириқилардин мундақ хуласә чиқиришқа болиду, милләтчиликни икки қисимға айрип чүшиниш керәк: бири иҗабий йәни исламға уйғун болған милләтчилик, йәнә бири сәлбий йәни ислам мәни қилған милләтчилик.

Иҗаби милләтчилик

Иҗабий милләтчиликни төвәндикидәк хуласиләшкә болиду:

1.Әң аввал өз миллитиниң ғемини йейиш, яхшилиқни, ярдәмни аввал өз миллитидин болған мусулман қериндашлириға қилиш. Буниң шәрти башқа милләт мусулманлириниң һәққини еливалмаслиқ.

2. Һәр милләт мусулманлири өз миллитидин болған мусулманларни башқа мусулманлардин бәкрәк сөйүши. Буниң шәрти башқа мусулман милләтләр яман көрмәсликтур.

3.Өз миллитидин болған мусулманларға хизмәт вә ярдәм қилишни алдинқи орунда қоюши. Буниң шәрти башқа мусулман қериндашлириға һәқсизлиқ қилмаслиқтур.

4.Өз миллитиниң иш излиридин, инсанийәт җәмийитигә қошқан төһпилиридин, қолға кәлтүргән утуқлиридин пәхирлиниши, кишиләрни ишләшкә, тиришишқа, һәр түрлүк қийинчилиқларни йеңишкә тәрғиб қилиш үчүн миллитиниң өтмүштики ғәлибилирини әслитиши вә тарихий шәхслирини мәдһийилиши.

Сәлбий милләтчилик

Ирқчилиқ, башқа милләтләрни кәмситиш болуп буни пәйғәмбәр әләйһиссалам “әсәбийәт” дәп атиған вә униң исламға пүтүнләй зит келидиған җаһилийәтниң қилиқи икәнликини елан қилип, мусулманларни униңдин мәни қилған.

Сәлбий милләтчиликниң бәзи көрүнүшлири вә униң зиянлири

1.Мән палани милләттин, дәп өз миллитини махтап, башқа милләтләрни сөкүш. Бу мусулманлар арисида бөлгүнчилик пәйда қилидиған, бузғунчилиқ характерлик қилиқтур. Чүнки биравниң өз миллитини үстүн көтүрүп, башқа милләтләрни йәргә уруши мусулманлар арисида дүшмәнликни пәйда қилиду.

2. Өз миллитини һәммидин үстүн дәп қарап, башқа милләтләргә тәкәббурлуқ қилиш. Чүнки кибирләнгән киши башқиларни көзигә илмайду, башқа милләтләрни кәмситиду. Бундақ қилиш мусулманлар оттурисида чоң тоқунушларға йол ачиду.

3. Өз миллитидин болған мусулман әмәсләрни башқа милләттин болған мусулманлардин үстүн көрүш.

4.Һәқсиз һалда өз миллитиниң тәрипини тутуш. Бундақ қилиш һәқсизлик вә зулумдур. Һәдис қудсийда аллаһ таала: “и бәндилирим! мән зулумни өзүмгә һарам қилдим, силәрму бир ـ бириңларға зулум қилмаңлар” дегән. Пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән: “зулумға учриған адәм гәрчә капир болсиму, униң дуасидин һәзәр қилиңлар, чүнки зулумға учриған адәм билән аллаһниң оттурисида пәрдә йоқтур.( Пәйғәмбәр әләйһиссалам йәнә мундақ дәйду: “кимки биравниң һәқсиз икәнликини билип туруп, шу залимға ярдәм қилиш үчүн маңса, у исламдин чиқип кетиду.” йәнә мундақ дәйду: “кимки бир залимға һәқни йоқитиш үчүн ярдәм қилса, у аллаһтин вә пәйғәмбәрдин ада җуда болған болиду.”

5.Әсәбийәткә есиливелиш вә униңға чақириш. Бу динимизда қаттиқ мәни қилинған, инсанийәтчиликкиму ятмайдиған яман иштур. Пәйғәмбәр әләйһиссалам:“кимки әсәбийәткә чақиридикән, у биздин әмәс, кимки әсәбийәт үчүн урушидикән, у биздин әмәс, кимки әсәбийәт үстидә өлидикән, у биздин әмәс” дегән.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.