Ислам вә вәтәнпәрвәрлик

Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2013.08.20

Һәр қандақ бир хәлқниң вәтини униң әң қиммәтлик нәрсиси болуп, пул-мелини, җенини вә қиммәтлик һәр нәрсисини пида қилишқа әрзийду. Бир мусулманниң вәтини вә хәлқигә қаритилған әң аддий бурчи вәтини билән хәлқини дүшмәнлириниң суйиқәстлиридин җан тикип қоғдиши, вәтинигә вә хәлқигә хиянәт қилмаслиқи вә бу иккисини худди өзиниң аилисидикилирини қоғдиғандәк қоғдишидин ибарәттур.

Аллаһ таала вә униң пәйғәмбириниң сөйгүсидин қалса, әң шәрәплик вә улуғ сөйгү вәтән сөйгүсидур. Һәқиқий мусулман киши өз вәтинигә садиқ болиду. Чүнки мусулманлиқниң тәқәззаси вападарлиқни тәләп қилиду. Худди ибадәтләрму инсанни башқа мәхлуқатлардин алаһидә пәрқлиқ бир мөҗизат сүпитидә яритип, униңға бу каинатниң яхшилиқлирини вә йәр йүзиниң хоҗайинлиқини ата қилған кәрәмлик аллаһқа шүкүр вә миннәтдарлиқ изһар қилиш йүзисидин қилинидиған бир вапа бурчи болғандәк, вәтәнни сөйүш вә униң йолида мал мүлкини, җенини вә һәр нәрсисини пида қилиш һәр қандақ бир пуқраниң уни иллиқ қойнида өстүрүп йетилдүргән ана вәтәнгә өтәшкә тегишлик вапа бурчидур.

Вәтән сөйгүси виҗдан вә вапа бурчидур

Виҗданлиқ инсан вәтинини сөйүшни инсанлиқ бурчи дәп билиду. Чүнки инсан характери яхшилиққа яхшилиқ қайтурушни, яхшилиқ қилғанни сөйүшни тәбиий зөрүрийәт дәп тонуйду. Дуняда инсан үчүн униңға иллиқ бағрини ечип, уни түрлүк немәтлири билән күтүвалған, уни барчә яхшилиқлиридин бәһримән қилған, көкси кәң, қойни иссиқ ашу ана вәтинидинму сөйүмлүк бири барму?! яхшилиқини яхшилиқ қилиш билән қайтуруш үчүн униңдинму әла бири барму?!

Вападар инсан чоқум өз вәтинини сөйиду. Чүнки, һәркимниң өз вәтини худди анисиниң қойнидәк иссиқ вә юмшақтур. Шуңа уни “ана вәтән” дәймиз. Анимиз хәвпкә учриса бизниң қанчилик биарам болуп кетидиғанлиқимиз вә уни қутқузуш үчүн җиддий һәрикәткә өтидиғанлиқимиз турған йәрдә, вәтәнму шундақ қәдирлик ана! бәлки у бизни туғқан анимиздинму қәдирлик вә қиммәтлик анимиздур. Чүнки, аниларни өстүргән тупрақму әнә ашу вәтән әмәсму?

“ вәтән инсанниң киндик қени төкүлгән, муһәббити бағланған макани, униң мүлки, номуси вә шәрипидур. Инсан вәтән туприқида һаят кәчүриду, шу тупрақта аллаһ таалаға ибадәт қилиду, алланиң намини юқири көтүриду, алланиң дининиң байриқини шу йәрдә тикләйду. Вәтәнниң туприқи, сүйи вә һаваси инсанға һузур вә бәхт беғишлайду. Инсанниң дунядики қиммити вәтини билән болиду; вәтини билән тонулиду. Вәтини болмиса уни һечким тонумайду; сөзи өтмәйду; иши ақмайду. Вәтини күчлүк, әзиз болса, беши тик, етибари юқири, қәдри үстүн болиду. Қәйәргә барса “мән палан йәрниң пуқраси” дәп, ғурур билән беши тик, көңли хатирҗәм кезиду. Шуниң үчүн вәтән, аллаһ тааланиң инсанға ата қилған сан санақсиз немәтлириниң әң чоңлиридин биридур. Аллаһ таала инсанни яритишта униң қәлбигә вәтинини сөйүш туйғусини йәрләштүргән. Бу туғма муһәббәт инсанни вәтинигә бағлайду. У мәҗбур болуп қалмиғучә вәтинидин айрилишни халимайду. Шуниң үчүн пәйғәмбәр әләйһиссалам өз вәтини болған мәккидин айрилип мәдинигә һиҗрәт қилишқа мәҗбур болуп йолға чиққанда: “әй мәккә! сән аллаһқа вә маңа әң сөйүмлүк шәһәрсән, әгәр хәлқиң мени чиқармиған болса иди, мән һәргиз сәндин айрилип чиқип кәтмәйттим” дегән. Вәтәндин айрилиш инсан нәпсигә әң еғир келидиған, наһайити қийин бир иш болғачқа, муһаҗирларниң пәзилити һәммидин үстүн болған. Чүнки улар аллаһ йолида вәтәнлиридин айрилип, мәдинигә көчүп барған. Шуниң үчүн муһаҗир саһабиләрниң әнсар саһабиләрдин артуқчилиқи уларниң вәтәнлирини тәрк әткәнликидур. Аллаһ таала муһаҗирларни алаһидә мәдһийиләп мундақ дегән: (у ғәниймәтниң бир қисми) дияридин һәйдәп чиқирилған, мал мүлкидин айрилған пеқир муһаҗирларға хастур, улар алланиң пәзлини вә разилиқини тиләйду, аллаһқа вә униң пәйғәмбиригә ярдәм бериду, әнә шулар (иманида) растчил кишиләрдур.

Вәтәндин айрилиш әң еғир җаза вә әң қаттиқ азаб болғачқа, ислам җаза қанунида җинайәтчини вәтәндин палаш, өлүм җазаси билән тәң тутулиду. Аллаһ таала мундақ дәйду: аллаһ вә униң рәсули билән уруш қилидиғанларниң, йәр йүзидә бузғунчилиқ қилидиғанларниң җазаси шуки, улар өлтүрүлүши яки дарға есилиши яки оң қоллири вә сол путлири кесилиши яки юртидин сүргүн қилиниши керәк. Йәнә қуран кәримидә вәтән сөйгүси җан сөйгүси билән бирликтә тилға елиниду. Әгәр биз уларға: “өзүңларни өлтүрүңлар яки юртуңлардин чиқип кетиңлар” дәп әмр қилған болсақ, уларниң азғинисидин башқиси буни иҗра қилмайтти. Йәнә бир айәттә мундақ дәйду: куффарлардин силәр билән уруш қилмиған вә силәрни юртуңлардин һәйдәп чиқармиғанларға кәлсәк, аллаһ уларға яхшилиқ қилишиңлардин, уларға адаләтлик болушуңлардин силәрни тосмайду, шүбһисизки, аллаһ адаләтлик болғучиларни дост тутиду. Әнәс ибни малик рәзийәллаһу әнһу мундақ дәйду: “пәйғәмбәр әләйһиссалам бир сәпәрдин қайтса, мәдининиң төпилирини көрүш биләнла алдирап төгисини тизлитәтти.” мана буларниң һәммиси вәтән вә юрт сөйгүсиниң инсанниң яритилишида бар болған тәбииий бир сөйгү икәнликини билдүриду. Лекин бу муһәббәт вә сөйгүниңму чәк чегрисини айриш керәк. Шуңа вәтәнпәрвәликниму иҗабий вәтәнпәрвәрлик вә сәлбий вәтәнпәрвәрлик дәп икки түргә айришқа болиду.

Ислам қоллайдиған иҗабий вәтәнпәрвәрлик

Исламда вәтәнпәрвәрлик-юрт вәтәнни сөйүш, вәтәнниң һәқ һоһуқини ада қилиш, вәтинигә вападар болуш, вәтининиң тәрәққий қилиши вә гүллиниши үчүн ишләш, вәтинини дүшмәнгә қарши мудапиә қилиш, әгәр вәтини асарәткә чүшүп қалған болса вәтәнни азад қилиш үчүн иссиқ җенини, татлиқ мелини вә қиммәтлик вақтини пида қилип җиһад қилиш, вәтәндә бирликтә яшайдиған барлиқ кишиләр арисида ислам пәрз қилған қериндашлиқ риштисини мустәһкәмләш, вәтәндашлириниң ортақ мәнпәитини шәхсий мәнпәитидин әла билиш қатарлиқ ишлардур. Һәр бир мусулманға өз вәтинигә қарита мушундақ ишларни қилиши пәрз әйндур вә пүткүл дуня мусулманлириға пәрз купайидур.

Ислам рәт қилидиған сәлбий вәтәнпәрвәрлик

Ислам дини юртвазлиқни, мәһәлливазлиқни вә тар милләтчиликни рәт қилиду. Чүнки булар дүшмәнләрниң, истелачиларниң ишини оңайлаштуруп беридиған илләтләрдур. юртвалиқ вә мәһәлливазлиқтин бир вәтәнниң грәжданлири туруп, бир бирини яратмайдиған, бир бирини кәмситидиған, өз юртидин яки өз мәһәллисидин болғанға ян бесип, башқа юрттин болған дини қериндишини йәкләйдиған, башқа йәрдики қериндашлири билән кари болмайдиған, һәқсиизлиққа учриғанға яр йөләк болмайдиған, қийин әһвалда қалғанларға ярдәм қилмайдиған әһваллар келип чиқиду.

Вәтәнпәрвәрликниң мәнбии ислам әқидисидур

Мусулманниң вәтәнпәрвәрлики ислам әқидисидин келиду. Ислам вәтән туйғусини әқидигә бағлайду. Йәни ислам нәзиридә вәтән һәрбир мусулманниң хас вәтини билән пүткүл мусулман қериндашлири яшайдиған омумий вәтәнни өз ичигә алиду. Йәни йәр шариниң һәр қайси җайлиридики мусулманларниң юртлири барлиқ мусулманларниң омумий вәтинидур. Дуняниң қайси бир йеридә мусулманларниң вәтини дүшмәнләрниң таҗавузиға учриса, барлиқ мусулманларға у вәтәнни дүшмәнниң таҗавузидин мудапиә қилип, мусулман қериндашлирини қутулдуруш пәрз болиду. Буниң билән ислам хусусий вәтән туйғуси билән омумий вәтән туйғусини бирләштүриду. Буларниң қайси бирини тәрк етиш исламға уйғун вәтәнпәрвәрлик болмайду. Исламниң вәтәнпәрвәрлик билән болған мунасивити наһайити күчлүк вә көп тәрәплимиликтур. Мусулманниң вәтинини сөйүши һаятни сөйүши билән баравәр, униң вәтинидин чиқирилиши бу һаяттин айрилиш билән тәңдур. Демәк иҗабий вәтәнпәрвәрлик исламда җаиз болупла қалмастин, бәлки ислам тәрғиб қилидиған пәрз ишлардиндур. Исламда қоғдашқа вә у йолда җан беришкә тегишлик бәш нәрсә бар, у ислам фиқһида “бәш зурурийәт” дәп атилиду. У дин, җан, мал, номус вә әқилдур. Буниң ичидики мал вә номус вәтәнни өз ичигә алиду. Йәни вәтән йолида өлгән мусулман шеһит болиду. Пәйғәмбәр әләйһиссалам: “мал-мүлкини қоғдаш йолида өлтүрүлгән адәм шеһит болиду.” дегән. Вәтинимиз бизниң мүлкимиз, шәрипимиз, номусимиз вә һәр нәрсимиздур. Вәтәнни қоғдаш униң ғемини йейиш бизниң әң алдинқи диний вә миллий борчимиздур.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.