“оттураһал идийидә чиң туруп, әсәбий идийидин йирақ туруш” йиғининиң чақирилиши неминиң бешарити?

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2014.05.19
islamda-otturahal-idiye-yighin.jpg Хитайниң тунҗи қетим чақирған “оттураһал идийидә чиң туруп, әсәбий идийәдин йирақ туруш” мавзулуқ йиғинидин көрүнүш. 2014-Йили 15-май, үрүмчи.
chinanews.com

2014-Йили 5-айниң 14-күнидин 15-күнигичә, хитай ислам җәмийити тунҗи қетим өткүзгән ислам дини оттураһал йол тутуш идийиси муһакимә йиғини үрүмчидә өткүзүлди.

Хитайниң һәр қайси җайлиридин кәлгән мәшһур ислам дини затлири вә мәшһур өлималар бу йәргә җәм болуп, ислам динида оттураһал йол тутуш идийәсини муһакимә қилди һәмдә хитай мусулманлирини “оттураһал идийидә чиң туруп, әсәбий идийидин йирақ туруш” қа чақириқ қилди.

Хитай қандақ болуп бундақ мәзмундики бир йиғин чақириш еһтияҗи һес қилди? бу неминиң бешарити? ислам динида оттураһал идийә барму? ғәрб дөләтлиридә муназирә қилиниватқан мөтидил ислам билән алақиси барму? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн түркийә истратегийилик тәтқиқат мәркизи мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди вә түркийә қәһриманмараш сүтчи имам университети оқутқучиси доктор алимҗан буғда әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Доктор әркин әкрәм әпәнди хитайниң бурундин тартип һәрқандақ динни инкар қилип келиватқанлиқини, бундақ бир йиғинни чақириши динниң мәвҗудийитини қобул қилишниң бешарити икәнликини баян қилди. Доктор әркин әкрәм хитай дәватқан “оттураһал идийидә чиң туруп, әсәбий идийидин йирақ туруш” тики “оттураһал идийә” аталғусиниң куңзи идийәсидин кәлгәнликини, бир ишни яхшиму әмәс, яманму әмәс қилиш мәнисидә ишлитилгәнликини ейтти. У, хитайниң ислам динини өзиниң идийәсигә маслаштурушқа тиришиватқанлиқи көрсәтти.

Қәһриманмараш сүтчи имам университети оқутқучиси доктор алимҗан буғда әпәнди хитай “оттураһал идийидә чиң туруп, әсәбий идийидин йирақ туруш” намида бундақ йиғин чақиришидики мәқситиниң йәнила динни коммунист партийиси үчүн хизмәт қилдуруш икәнликини, уйғурлар ислам дининиң сүний ханепи мәзһипидин болғачқа әсәбий динчилиқниң йоқлуқини, әгәр пәйда болған болса буниң хитайниң хата дин сияситиниң мевиси икәнликини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.