Әнгилийәниң пайтәхти лондонда “хитайдики ислами аваз” мавзулуқ йиғин чақирилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2014.01.10
xitaydiki-islami-awaz.jpg “хитайдики ислами аваз” мавзулуқ йиғинниң чақириқи. 2014-Йили 10-январ, лондон.
RFA/Erkin Tarim

10-январ күни әнгилийәниң пайтәхти лондонда “хитайдики ислами аваз” мавзулуқ йиғин чақирилди. Лондон университети африқа вә шәрқшунаслиқ институтида чақирилған бир күн давамлашқан бу илмий муһакимә йиғиниға америка кансан университети оқутқучиси профессор доктор ариәннә двйәр ханим, лондон университети оқутқучиси рачәл харрис ханим, хитайниң шәнши университети оқутқучиси ма чяң, шинҗаң университети оқутқучиси доктор раһилә давут, канададин айнур қадир, америкидин лиса рус ханим, истанбул университети җәмийәтшунслиқ факултети оқуғучиси мутәллип иқбал, франсийидин муқәддәс миҗит ханимлар қатнашқан вә илмий доклатини оқуп өткән.

Бу илмий муһакимә йиғинида нуқтилиқ һалда хитайда яшаватқан уйғур вә туңган мусулманларниң диний мәдәнийитиниң шәкиллиниши вә бүгүнки әһвали оттуриға қоюлған. Биз йиғин тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн нәқ мәйданға телефон қилип әзиз әйса билән сөһбәт елип бардуқ.

Бу йиғин лондон университети африқа вә шәрқшунаслиқ институти оқутқучиси рачәл харрис ханимниң тәшәббуси билән уюштурған болуп, буниңдин кейинки йиллардиму уюштурулидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.