Қирғизистандики уйғур җамаити мәрһум исмаил һаҗимни яд әтти

Ихтиярий мухбиримиз азад қасим
2015.11.05
Qarabalta-uyghur-ismail-turdiyew-hajim.jpg Қарабалта уйғурлириниң һөрмитигә сазавәр болған сахавәтчи мәрһум исмаил һаҗим турдийив. (Вақти вә орни ениқ әмәс)
Мәрһумниң пәрзәнтлири тәминлигән

3-Ноябир қирғизистанниң қарабалта шәһиридики уйғур җамаитиниң вәкиллиридин 300гә йеқин киши җәм болуп, қирғизистандики уйғурлар арисида алаһидә һөрмәткә сазавәр болған, өзиниң кәмтәрлики, хәлқпәрвәрлики, йетим-йесир кәмбәғәлләргә болған меһрибанлиқи билән җамаәткә тонулған мөтивәр ақсақал исмаил һаҗим турдийифниң роһиға атап хәтмә қуран паалийити өткүзди. Исмаил һаҗим 1-ноябир күни 85 йешида қарабалтида вапат болған иди.

Мәлум болушичә, исмаил һаҗим турдийиф 1930-йили уйғур илиниң сүйдүң наһийисидә дуняға кәлгән болуп, 1962-йили йүз бәргән күч-күчтә миңлиған-онмиңлиған уйғурларға охшаш оттура асияға көчүп чиққан.

Қарабалта уйғур җамаитиниң йигит беши бәхтияр һашимниң билдүрүшичә, исмаил һаҗим 1965-йили қарабалта шәһиригә келип орунлашқиниға узун болмиған исмаил һаҗим өз турмушиниң қийинчилиқта икәнликигә қаримастин, уйғур җамаитини уюштуруп, йетим-йесирларға, мейип балиларға вә аилисидә қийинчилиқи барларға ярдәм бериш йүзисидин көп қетимлап хәйри-сахавәт паалийәтлирини өткүзгән.

Униң билдүрүшичә йәнә, исмаил һаҗим “иттипақ җәмийити” ниң паалийәтлиригә актип қатнишиш билән бирликтә, уйғур яшлириниң пәнни билимләрни өгиниш билән биллә диний җәһәттә тәң йетилишини нәзәрдә тутуп, қарабалтаға өз хираҗити билән “һәзрити өмәр” намида мәсчит қурған.

У мундақ деди: “мән ойлаймән шуниң билән уйғур миллити өзиниң бир ярамлиқ оғланидин айрилди.”

“иттипақ җәмийити” қарабалта шөбисиниң сабиқ рәиси, пешқәдәм зиялий тәләт бақи мәрһум исмаил һаҗимниң һаят вақтидики иш-паалийәтлири һәққидә тохтилип мунуларни билдүрди: “мәрһум исмаил һаҗикам милләтпәрвәр, тәрәққийпәрвәр, йеңилиққа интилидиған, қоли очуқ, намрат, кәмбәғәлләргә ярдәмни айимайдиған сехий-мәрд адәм иди. Иттипақ җәмийити қурулғандин тартип бизниң паалийәтлиримизгә толуқ қатнишип, қолидин кәлгән ярдимини берип туратти. ‛иттипақ гезити‚ гә өзи йезилипла қалмастин, уруқ-туғқанлири вә қолум-қошниларни гезиткә йезилишқа дәвәт қилатти. Исмаил һаҗикам гәрчә аримиздин кәткән болсиму, униң вәтән, милләт һәққидики арзу-арманлири кейинкиләргә үлгә болуп қалиду, дәп ойлаймән.”

Игилишимизчә, өз вақтида исмаил һаҗимниң тәшәббуси вә уюштуруши билән “һәзрити өмәр” мәсчитиниң мәдрисисидә ислам диниға аит билимләрни пухта өгәнгән яшлардин бир қанчиси һазир қарабалтадики мәсчитләрдә имамәтчилик вә мәзинлик вәзипилирини өтимәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.