Истанбулдики уйғурлар роза һейт паалийитидә юртидики қериндашлирини яд әтти
2013.08.09

Һейтниң иккинчи күни йәни 2013 - йили 9 - авғуст җүмә күни истанбулда яшаватқан уйғурлар җәм болуп роза һейт байримини бирликтә өткүзди.
Шәрқий түркситан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән истанбулдики түрк дуняси мәдәнийәт бағчисиға җайлашқан зиннәт ристоранда роза һейт байримини тәбрикләш паалийити өткүзүлди.
Бу паалийәткә истанбулда яшаватқан уйғурлардин әр - аял болуп көп санда киши қатнашти.
Паалийәт қуран кәрим тилавәт қилиш билән башланди. Кейин җәмийәтниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан ечилиш нутиқи сөзлиди вә йиғин әһлиниң роза һейт байримини тәбриклиди.
Арқидин пишқәдәм вәтәнпәрвәр зат абдуләзиз әпәнди сөз қилип, вәтән ичидики уйғурларниң роза - рамизан ибадәтләрни қийин әһвалда өткүзүватқанлиқини, диний вә миллий байрамларни хошал - хорам өткүзүш пурситигә игә әмәсликини билдүрди.
Паалийәттә йәнә, уйғур өсмүрләр өзлири тәйярлап кәлгән һәр хил мәзмундики шеирларни җараңлиқ декламатисийә қилди. Йиғин әһли өсмүр балиларни қизғин алқишлиди. Уйғур паалийәтчи муһәммәд торсун уйғур әпәнди, “мән ақ байрақ әмәс” дегән шеирни җараңлиқ декламатисийә қилди.
Йиғин залиниң ичидә аяллар, сиртида әрләр олтурған болуп, йиғин әһли өз - ара қучақлишп курушти. Һал - әһвал сорашти. Роза һейит барамни қизғин тәбрикләшти. Иш вә хизмәт алдирашчилиқида узун заман учришалмиған тонуш билиш, дост - яранләр бу күндә учришип өз - ара бир - бириниң байримини тәбрикләшти.
Биз бу паалийәт тоғрисида пикир - қарашлирини елиш үчүн уйғур зиялийси доктор мурат орхун әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Мурат орхун әпәнди, роза һейт байрими өз юртида, ата - ана уруқ - тоғқанлар билән мәһәллидә өткүзүлсә көңүллүк болидиғанлиқини, әмма, ана вәтәндин айрилип ғерип - мусапирлиқта өтүватқан һаятта, роза һейтни күтивелишниң қийин икәнликини, лекин ят әлдә болсиму уйғурлар өз - ара җәм болуп өткүзгән бу хил һейт байрамларниң бир дәмлик болсиму мусапирлиқни унтулдуруп көңлини хошал қилидиғанлиқини, бу паалийәткә қатнишип яхши бир һейт байрам һес қилғанлиқини ипадилиди.