Хитай һөкүмити җүмә таһирниң әрваһидин давамлиқ пайдиланмақта
2017.06.28

2014-Йили пичақлап өлтүрүлгән қәшқәр һейтгаһ җамәсиниң имами җүмә таһирниң әрваһи үч йилдин буян хитай һөкүмитиниң диний саһәдикиләргә тәшвиқ қилидиған “өгиниш үлгиси” гә айландурулмақта.
Бу йиллиқ роза һейт байримида уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секретари, аптоном районлуқ сиясий-қанун комитетиниң секретари җу хәйлун мәхсус қәшқәргә берип, йәнә бир қетим җүмә таһирниң аилә тавабиатлиридин һал сориған.
Дадисиниң орниға һейтгаһ җамәсигә имамлиққа тәйинләнгән җүмә таһирниң иккинчи оғли мәмәт җүмә җу хәйлунгә вәдә берип, өзиниң һәрқандақ әһвалда дадисиниң вәсийитигә варислиқ қилидиғанлиқини вә ислам динини хитайниң дөләт мәнпәитигә яриша шәрһиләшкә тиришидиғанлиқини билдүргән.
Хитайниң үч йилдин буян җүмә таһирниң әрваһини базарға селип, ислам диниға вә уйғур мусулманлириниң етиқадиға зораванлиқ билән арилишиши шундақла җүмә таһирниң оғлини аталмиш “вәтәнпәрвәр диний зат” сүпитидә көтүрүп чиқиши муһаҗирәттики уйғур җамаитиниң диққитини қозғиди.
Қәшқәрдә туғулуп-өскән, кичикидин тартип җүмә таһирниң кимликини билидиған, нөвәттә голландийәдә яшаватқан диний зиялий һүсәнҗан тәҗәлли қарим җүмә таһирниң 1990-йилларниң башлиридин буян хитай һөкүмити тәрипидин нуқтилиқ пайдилинилип келингән киши икәнликини билдүрди.
Униң тәкитлишичә, җүмә таһир 1990-йиллардин буян барин инқилаби, ғулҗа феврал вәқәси һәмдә хоңкоңниң хитайға қайтиши қатарлиқ зор вәқәләрдә хитайниң сиясий тәшвиқати үчүн вәз ейтқан. Һәтта у “падишаһниң әмри ваҗип” дегән сөзни базарға селип, пүтүн күчи билән хитайниң тәрипини алған. Шу йилларда қәшқәр яшлириниң уни таһарәт еливатқан йеридин тутуп һаҗәтханиға ташливәткәнлики мәлум.
Һүсәнҗан қарим йәнә, җүмә таһирниң ата-аниси вә келип чиқишиниң сирлиқ икәнликини, қәшқәр хәлқи арисида наһайити бурунла униң “хитайниң балиси” икәнлики һәққидә гәп-сөз тарқалғанлиқини, униң 1980-йилларниң ахирида қәшқәр шәһиридики аяқгүзәр мәсчитидә туюқсиз пәйда болған киши икәнликини илгири сүрди.
Қәшқәрдә туғулуп өскән, нөвәттә америкада яшаватқан әркин һаҗимму җүмә таһирниң сирлиқ арқа көрүнүши һәққидә қәшқәр хәлқи арисида 1980-йиллардин буян түрлүк гуманларниң мәвҗут икәнликини, әйни йиллири қәшқәр яшлириниң қәшқәр төшүк дәрваза мәсчитидә җүмә таһирниң имамәтчиликидә оқулған бир җиназа намазға қатнишишни рәт қилғанлиқини тилға алиду.
Мәккә мукәррәмдә олтурушлуқ диний зиялийлардин сираҗидин һаҗимму бу һәқтә пикир баян қилип мундақ деди: “ислам динида қара-қоюқ адәм өлтүрүш вә қан төкүш чәкләнгән. Һалбуки, җүмә таһир хитай һөкүмитиниң депини челип, ислам дининиң роһиға вә уйғур хәлқиниң миллий мәнпәитигә зиян кәлтүрди. Униң өлүмигә башқа һечким җавабкар болмайду, бәлки униң өзи җавабкар болуши керәк.”
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәндиму бу һәқтә пикир баян қилип, уйғур хәлқиниң нөвәттә җүмә таһирдәк инсанларниң маһийитини аллиқачан тонуп йәткәнликини, хитай униң әрваһини һәрқанчә тәшвиқ қилишқа урунсиму, әмма уйғур хәлқиниң қәлбини уталмайдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.
У, “җүмә таһирниң өлтүрүлүши тарихниң тәкрарлиниши, халас. Җүмә таһирниң тәқдири әмәлийәттә 1930-йилларда өлтүрүлгән миллий мунапиқ абдуғопур шаптул дамолла вә 1990-йилларда һуҗумға учриған хитайпәрәс һарунхан һаҗилар билән охшаш бир һекайә” деди.