Һейтгаһ мәсчитиниң хитай коммунист һакимийитини яқилиғучи хатиби өлтүрүлгән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2014.07.30
Heytgah-Imami-Jume-Tayir.jpg Хитай ислам дини җәмийитиниң муавин рәиси, қәшқәр һейтгаһ җамәсиниң имами җүмә таһир хитай мәркизий телевизийиси 1-қанилиниң зияритини қобул қилип “5-июл вәқәси” гә қатнашқан уйғур яшлирини әйиблимәктә.
CCTV

Чаршәнбә күни әтигәндә, хитай дөләтлик вә уйғур аптоном районлуқ ислам җәмийитиниң муавин рәиси, һейтгаһ мәсчитиниң хатиби җүмә таһир өлтүрүлгән.

Мәлум болушичә вәқә һейтгаһ мәсчитиниң алдида йүз бәргән, вәқәдин кейин қәшқәр шәһиригә кирип-чиқиш чәкләнгән, шәһәрдә дуканлар тақалған. Шәһәр асминида чарлаш елип бериватқан тик учар айропиланлар вә адәттин ташқири күчәйтилгән бихәтәрлик тәдбирлири, җүмә таһирни өлтүргән һуҗумчиларниң техи тутулмиғанлиқидин ишарәт бәрмәктә.

Җүмә таһирниң 5‏-июл вәқәси вә сериқбуя вәқәси қатарлиқ вәқәләрдә хитай тәрәптә туруп позитсийә билдүргәнлики үчүн уйғур җәмийитиниң күчлүк наразилиқиға учриғанлиқи илгири сүрүлгән иди.

Ройтрурусниң бүгүнки уйғурлар һәққидики хәвиридә баян қилинишичә, франсийәлик бир саяһәтчи қәшқәр һейтгаһниң алдида қан ичидә ятқан бир кишини вә қолида пичақ тутқан һалда қечип кетиватқан икки кишини көргән.

Франсийәлик саяһәтчи йәнә чүштин кейиндә қәшқәр шәһәр ичигә көп санда қораллиқ қисим әскәрлириниң шәһәргә кириватқанлиқини көргән вә оқ авазини аңлиған.

Биз ройтерсниң хәвиридики бу йип учиға асасән, қәшқәр шәһиридики аһалиләр вә хадимларға телефон қилдуқ.

Қәшқәргә саяһәткә кәлгән бир уйғур саяһәтчи, шәһәргә ичигә киргүзүлмәй 8 саәт шәһәр сиртида сақлиғанлиқи вә кәчқурун шәһәргә киришигә рухсәт қилинған болсиму меһманханиға елинмиғанлиқини баян қилди. Униң баян қилишичә, бүгүн қәшқәрдә дуканлар тақалған, кочилардин адәмләр тарқитиветилгән. Бу уйғур саяһәтчи бир әмәлдар достиниң ярдими билән бир меһманханиға орунлашқан. Мәлум болушичә сақчилар меһманханиларни 3 күнгичә херидар қобул қилмаслиққа буйруған. Телефонимизни қобул қобул қилған аһалиләрдин бири бүгүн қәшқәр асминида тикучарниң пәс һаләттә учуп чарлаш елип барғанлиқини вә шәһәрдә вәзийәтниң алаһидә җиддий икәнликини баян қилди. Аһалиләрдин 3 киши, һейтгаһ мәсчитиниң хатиби җүмә таһирниң бүгүн әтигән өлтүрүлгәнликини мәлум қилди.

Юқириқи мәлуматлар, бүгүн ройтерсқа чиққан хәвәрдики фирансийәлик йолучи тәминлигән учурларниң тоғрилиқини испатлимақта. Мәзкур саяһәтчиниң баянлиридин қариғанда, һуҗумчилар икки нәпәр болуп, улар җүмә таһирни боғузлап яки чанап өлтүргән. Әмма гумандарларниң тутулуп-тутулмиғанлиқи һазирчә мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.