Җүмә таһирниң өлүмигә икки йил болғанда охшимиған инкаслар оттуриға чиқти
2016.11.22

Қәшқәр һейтгаһ җамәсиниң имами җүмә таһир 2014-йили 30-июл күни пичақлап өлтүрүлгән иди.
Аридин икки йил өткәндә, йәни бу йил 17-ноябир күни уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секретари җу хәйлун мәхсус қәшқәргә берип җүмә таһирниң аилисидин һал сориған.
У җүмә таһирниң аилисидикиләргә өзиниң чен чүәнгониң алаһидә һавалиси билән аптоном районлуқ партком вә хәлқ һөкүмитигә вакалитән улардин һал сорап кәлгәнликини ейтқан.
Җу хәйлун мундақ дегән: “җүмә таһир дамоллам пүтүн шинҗаңдики вәтәнпәрвәр диний затларниң өгиниш үлгиси. У өзиниң интайин юқири диний билими билән етиқадчи аммиға диний дәстурларни тоғра чүшәндүрүш вә шәрһләштә үлгә көрсәткән. Һәл қилғуч пәйтләрдә байриқи рошән һалда миллий бөлгүнчиликкә вә ‛үч хил күч‚ кә қарши турған. Кәң етиқадчи аммини тоғра йол вә тоғра йөнилишкә йетәкләп, вәтәнниң бирликини қоғдаш үчүн зор төһпә қошқан.”
Чен чүәнго уйғур аптоном райониға партком секретари болуп узун өтмәйла немә сәвәбтин җүмә таһирни әсләп қалди? униң мәхсус адәм әвәтип җүмә таһирниң аилисини йоқлиши немидин дерәк бериду?
Мәлумки, 2009-йили үрүмчидә “5-июл вәқәси” йүз берип аридин 9 күн өткәндә, җүмә таһир қәшқәр һейтгаһ җамәсиниң имами болуш салаһийити билән хитай дөләт телевизийәсиниң зияритини қобул қилиду. У сөзидә “қуран кәрим” вә “һәдис-шәриф” ни шипи кәлтүрүп, “5-июл вәқәси” гә қатнашқан вә тутуп кетилгән уйғур яшлирини қаттиқ әйибләйду. У йәнә ислам әһкамлирини хитай һөкүмитиниң уйғур елидики сиясий тәшвиқатлириға маслаштуруп шәрһләйду.
Җүмә таһир өлтүрүлүп аридин икки йил өткәндә, чен чүәнгониң униң әрваһини йәнә чақирип, аталмиш “вәтәнпәрвәр диний зат” ларниң өгиниш үлгиси қилмақчи болғанлиқи муһаҗирәттики уйғур сәрхиллириниң диққитини қозғиди.
Қәшқәрдә туғулуп өскән, 1985-йилидин тартип җүмә таһирниң кимлики һәққидә гуманий қарашларға келип болған, бүгүн америкида яшаватқан әркин һаҗим радийомиз зияритини қобул қилип, өзи билидиған әһваллардин учур бәрди.
Муһаҗирәттики уйғур сиясий паалийәтчилиридин мәмәт тохти әпәндиму бу һәқтә инкас қайтуруп, җүмә таһирниң өз дәвридә һейтгаһ җамәсигә имамлиққа тәйинлиниши хитай даирилириниң ислам динини хунүкләштүрүшкә вә уни өзиниң сиясий мәқсити үчүн хизмәт қилдурушқа урунушиниң бир ипадиси, дәйду.
Җүмә таһир өлтүрүлгәндин кейин, муһаҗирәттики уйғур җамаәт әрбаблиридин абдуқадир япчан әпәндиму диний өлима болуш сүпити билән радийомиз зияритини қобул қилип, бу һәқтә инкас қайтурған иди. У җүмә таһирниң узун йиллардин буян хитай коммунист һакимийитиниң җарчиси сүпитидә “қуран кәрим” вә “һәдис шәриф” ни мусулманларниң пайдисиға әмәс, бәлки хитай даирилириниң сияситигә маслаштуруп хата шәрһиләп кәлгәнликини тилға алған иди.
Мәккә мукәррәмдә олтурушлуқ диний зиялийлардин сираҗидин һаҗимму бу һәқтә пикир баян қилди. У ислам динида қара-қоюқ адәм өлтүрүш вә қан төкүшниң чәкләнгәнликини, әмма җүмә таһирниң өлүминиң бу категорийәдин мустәсна икәнликини илгири сүрди. У йәнә җүмә таһирниң өлтүрүлүшигә башқа һечким җавабкар болмастин, бәлки униң өзиниң җавабкар икәнликини тәкитлиди.
Голландийәдә олтурушлуқ диний зиялийлардин әйса савут қаримму инкас қайтуруп, җүмә таһирниң 20-әсир уйғур тарихидики абдуғопур шаптул дамолламдин һечқандақ пәрқи йоқ бир инсан икәнликини тәкитлиди.
Абдуқадир япчан әпәндиму буниңдин икки йил илгири радийомиз зияритини қобул қилғанда җүмә таһир вәқәсини “тарихниң тәкрарлиниши шундақла тарихниң җазаси” дәп көрсәткән иди.
Мәмәт тохти әпәнди ахирида, җүмә таһирниң һейтгаһ җамәсидин ибарәт бу муқәддәс орунни хитай һөкүмитиниң сиясий тәшвиқат йүргүзүштики сәһнисигә айландурмақчи болғанлиқи, уни аллиқачан җәһәннәмгә бәхшәндә қилип болған, дәйду.