Даириләрниң пичақлап өлтүрүлгән җүмә таһирни қайта көтүрүп чиқиши диққәт қозғиди
2017.03.30

Хитай таратқулири 30-марттики хәвәрлиридә, хитай ислам җәмийитиниң муавин рәиси абдурәқип туниязниң 2014-йили пичақлап өлтүрүлгән һейтгаһ мәсчитиниң имами җүмә таһир аилисини йоқлиғанлиқи вә хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң салимини йәткүзгәнлики һәққидә давраң салди. Һаят чеғида һөкүмәткә болған садақитини ипадиләш билән тонулған җүмә таһирниң хитайда қайтидин тәшвиқ қилинишидики сәвәб, мәқсәтләр, нөвәттә иҗтимаий таратқулар, чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири вә вәзийәт анализчилири арисида муназирә қозғиди.
Хитай таратқулириниң 30-март күнидики хәвәрлиридә, хитай ислам җәмийитиниң муавин рәиси абдуреқип туниязниң, 2014-йили 7-айниң 30-күни аталмиш террорчилар тәрипидин қәшқәр һейтгаһ мәсчити алдидики мәйданда пичақлап өлтүрүлгән һейтгаһ мәсчитиниң имами җүмә таһирниң аилә-тавабиатлирини йоқлап, хитай рәиси ши җинпиңниң салимини йәткүзгәнлики хәвәр қилинди.
Хитайниң тәңритағ тори, хитай хәлқ тори, шинҗаң гезити қатарлиқларниң 30-март пәйшәнбә күнидики санлирида берилгән бу һәқтики хәвәрләрдә йәнә, хитай ислам җәмийитиниң муавин рәиси абдуреқип туниязниң имам җүмә таһирниң аилисидикиләргә хитай рәиси ши җинпиңниң салими вә униң “вәтәнпәрвәр диний өлима җүмә таһирниң милләтләр иттипақлиқи вә уйғур райониниң муқимлиқини қоғдаш үчүн көрсәткән пидакарлиқиға бәргән юқири баһаси” ни йәткүзгәндә, җүмә таһирниң балилири вә аялиниң тәсирлинип йиғлап туруп, компартийә вә хитай һөкүмитиниң бу аилигә қилған ғәмхорлуқи вә шәпқитигә рәһмәт ейтқанлиқи алаһидә тилға елинған.
Хитай таратқулирида йеқиндин буян бу хил “вәтәнпәрвәр диний затлар”, “миллий инақлиқ үлгилири”, “үч хил бөлгүнчи күчләргә қарши нәмуниләр” һәққидики хәвәрләр қайтидин көпийиши хитай вәзийәт анализчилириниң диққитини қозғиди.
Америка фростбург университетиниң профессори доктор ма хәййүн әпәнди хитайниң ислам дини вә миллий сиясити һәққидики тәтқиқатлири билән тонулған мутәхәссисләрниң бири.
Махәййүн әпәндиниң қаришичә, хитай мәркизи һөкүмити вә уйғур аптоном район даирилириниң йеқиндин буян уйғур диярида муқимлиқни қайта тәкитләп, “диний радикаллиқ, террорлуққа зәрбә бериш” намида, райондики сақчи вә қораллиқ сақчиларни көпәйткәндин башқа, бу хил аталмиш үлгилириниң тәшвиқатини күчәйтишигә, даириләрниң уйғур дияриниң муқим вәзийитини сақлап қелиштики әндишиси вә уйғурларниң наразилиқи барғанчә күчийиватқан мурәккәп вәзийәттин әнсириши, амалсиз қеливатқанлиқи қатарлиқ бир қатар амиллар сәвәб болған.
Махәййүн әпәнди нөвәттә, хитай һөкүмити уйғур диярида муқимлиқни қоғдаш үчүн бир қатар қаттиқ тәдбирләрни йолға қойған болсиму, әмма бу хил тәдбирләрниң әксичә үнүм берип, райондики қаршилиқ кәйпиятини техиму күчәйтивәткәнликини тилға елип, хитай һөкүмитиниң район вәзийитини контрол қилишта әлвәттә җүмә таһир, қурбан тулумларға охшаш хитай һөкүмитигә садиқ бир түркүм аталмиш үлгиләрни тикләп чиқишқа, уларға илһам беришкә еһтияҗи барлиқини, әмма хитай һөкүмитиниң бу хил урунуши әксичә үнүм берип, һөкүмәткә садиқ болған бу хил нәмунә-үлгиләрниң хәлқниң нәпрәт обйектиға айланғанлиқини билдүрди.
Дуня уйғур қурултийиниң диний ишлар комитети мудири диний өлима турғунҗан алавудун әпәнди, 2014-йили 7-аниң 30-күни роза һейт мәзгилидә қәшқәр һейтгаһ мәсчити алдидики мәйданда уйғур яшлири тәрипидин пичақлап өлтүрүлгән җүмә таһирниң хитай һөкүмитигә болған садақити сәвәблик хитай һөкүмитиниң әтиварлишиға еришкән болсиму, әмма, униң уйғурлар тәрипидин қарши елинмайдиған, һәтта хәлқтә нәпрәт туйғуси қозғатқан шәхс болуп тонулушиға, униң ислам диний әқидилири бойичә әмәс, бәлки динни хитай коммунист һөкүмитиниң сияситини қоғдаштики қорал дәп билгәнлики вә хитай таратқулирида ашкара һалда коммунист һөкүмитиниң тәшвиқатини қилип, хитай һөкүмитигә наразилиқини билдүргән вә хитай һөкүмитигә қаршилиқ һәрикәтлиридә болған уйғурларни қарилиғанлиқи қатарлиқ бир қатар қилмишлири сәвәб болғанлиқини тәкитлиди.
Хитай һөкүмәт таратқулиридин мәлум болушичә, 2014-йили 74 йешида қәшқәр һейтгаһ мәйданида пичақлап өлтүрүлгән җүмә таһир һаят чеғида көп қетим хитай мәркизи телевизийә истансиси, “шинҗаң телевизийиси” қатарлиқларниң зияритини қобул қилип, хитай компартийисиниң диний сияситини мәдһийилигән вә хитай һөкүмитигә қарши һәрикәтләрдә болған уйғурларни қаттиқ бастурушни тәкитлигән.
Ютуп торида, җүмә таһирниң 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән 5-июл наразилиқ вәқәси вә 2013-йили 4-айниң 23-күни қәшқәр маралбешиниң сериқбуя базирида йүз бәргән сақчилар билән бир түркүм уйғур аһалиләр оттурисидики тоқунуш һәққидә бәргән баянатида, 21-адәмниң өлүшигә сәвәб болған сериқбуя базири қанлиқ тоқунушида өлгән 15 нәпәр хитай сақчи, һөкүмәт хадимлириға һесдашлиқ қилип, сақчилар тәрипидин нәқ мәйданда етип өлтүрүлгән 6 нәпәр қаршилашқучи уйғурни қаттиқ әйиблигән сөзлири сақлинип қалған.
2014-Йили 30-июл йүз бәргән җүмә таһирниң пичақлап өлтүрүлүш вәқәсидә даириләр, җүмә таһирни өлтүрүшкә қатнашқан икки яшниң нәқ мәйданда сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлгәнликини, вәқәгә четишлиқ йәнә 3 уйғурниң тутқун қилинғанлиқини елан қилған. Шу йили 8-ай мәзгилидә, хитай мәркизи телевизийә истансисида берилгән мәхсус программида җүмә таһирни өлтүрүш һәрикитигә қатнашқан дәп тутқун қилинған 3 уйғурниң аталмиш иқрарнамиси берилгән.