Уйғурларда бир биригә китаб соға қилиш қизғинлиқи

Мухбиримиз гүлчеһрә
2013.10.07
turpan-meschit-ramazan.jpg Турпандики емин мәсчитидә турған уйғур. 2013-Йили 27-июн.
AFP

Китаб әқил чириғи, китаб һаятлиқниң мәшили. Мол тил-йезиқ, вә мәтбәәчилик мәдәнийитигә, қәдимий маарип тарихиға, тил әдәбиятқа бай болған уйғурлар өз нөвитидә йәнә китабни қәдирләш әнәнисигә игә бир милләттур.

Уйғур тил-йезиқи вә мәдәнийити учраватқан бесим вә боһранлар астида уйғурларниң китабхумарлиқ әнәнисигә йәниму җанлиқ вә актип варислиқ қилиш, миллий ойғиниш вә мәдәнийәт ойғинишидики уйғур җәмийитидә интайин муһим әһмийәткә игә.

Уйғур җәмийитидә мана бу нуқтини тонуған бир қисим уйғурлар оттуриға қойған, китабхумарлиқ әнәнисини раваҗландуруш вә өз-ара бир биригә китаб-билим соға қилиш чақириқи һәр саһә кишилириниң зор алқишиға еришмәктә икән.

Уйғур җәмийитидә алқишлиниватқан китаб совға қилиш чақириқи чәтәлләрдики уйғурларниму сөйүндүрди.

Китаб соға қилиш мәйли һәр қайси динларда болсун вә яки һәр қайси милләтләрдә болсун охшаш тәшәббус қилинидиған, мәдһийилинидиған яхши адәт болғинидәк, өз-ара китаб һәдийә қилиш, вә соға сүпитидә қобул қилған китабларни әтиварлап сақлаш уйғурларниңму узун заманлардин давамлишип кәлгән есил әнәнисидур.

Шундақла бу, алимларниң тәпәккур җәвһәрлири, пәлсәпиви пикирлири, түрлүк билим, үгүт дәстурлириниң җуғлиниши, тарқилиши вә йоқалмай кейинкиләргә йетип келишидиму муһим рол ойнап кәлгән.

Бүгүнки күнгә қәдәр уйғурлар бу гүзәл әнәнигә варислиқ қилип кәлмәктә.

Бир биригә китаб йәни билим тәқдим қилиштәк гүзәл мәдәнийәтни қандақ қилип техиму һаяти күчкә игә қилиш униң әһмийитини йәниму җари қилдуруш үстидә ойниливатқан китабхумар уйғурлар нөвәттә, һәр хил мурасимлардин пайдилинип, башқа көңүл совғисиниң орниға китабни бир биригә һәдийә қилиш тәшәббусини оттуриға қоюп җәмийәтниң һәр қатламлирида зор алқишқа еришмәктә.

Аңлиғучилиримизниң инкасиға қариғанда, йеқинда үрүмчидики мәлум уйғур мәсчитниң имами, җүмә хутбисидә җамаәткә: “һазир той төкүн, меһмандарчилиқларда рәхт, кийим-кечәк, зибузиннәткә охшаш буюмларни соға қилишимиз, мушу совғатларниң түрини алмаштуруп бақсақ, силәр қандақ соғини техиму әһмийәтлик техиму мувапиқ дәп қарайсиләр?” дәп мураҗиәт қилған.

Җүмә намизиға қатнашқан уйғур җамаити худди мәслиһәтлишивалғандәкла “китаб, китаб, китаб!” дәп сада чиқарған. Буниңдин җамаәт һәм бәк сөйүнгән һәм “һәммимиз китаб дейиштуқ, дилимиз биркән, нийитимиз биркән, қәлбимиздики арзуйимиз бир икән, бундин кейин китаб соға қилишайли билим соға қилишайли биздә кәм нәрсә пәқәт шу, әгәр мушу хиялимизни әмәлийәткә айландуралисақ, билимимиз ашиду миллий мәтбуат тәрәққий тапиду....” дейишип, китаб соға қилишниң ислам динидиму саваблиқ иш санилидиған яхши адәт икәнликидәк әһмийәтлик муназириләргә чүшүп кәткән.

Бу мәнзирини көргән вә аңлиған уйғурлар уйғурларниң китабхумарлиқ, китаб соға қилиш адитини омумлаштурушни җәмийәттә кәң тәшәббус қилиш мәқситидә бир қисим уйғурчә муназирә мәйданлирида қойған вә тез арида зор алқишқа еришкән, һалбуки икки күнгә бармай бу темидики йолланмилар тор дунясида чәкливетилгән.

Уйғур җәмийитидә алқишқа еришкән китаб совға қилиш чақириқидәк сап мәдәнийәтни, билимни, әхлақ әнәнини тәшәббус қилған темиларниңму чәклиниватқанлиқи, чәтәлләрдики уйғур зиялийлириниң диққитини тартти. Сүргүндики уйғур қәләмкәшләрдин канадада яшаватқан шаир туйғунҗан абдувәли “бир биригә билим һәдийә қилиш тәшәббуси уйғурларни сөйүндүргән болса, уйғурни йоқитиш арзусидики хитайни биарам қилиши тәбиий” дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қойди.

Уйғурларда мәтбәә техникиси хели бурунла тәрәққий қилған, уйғур елиниң чоң шәһәрлиридин кичик йезиларға қәдәр мәтбәәчилик, хусусий китабхана ечишни кәсип қилған кишиләрму аз әмәс, чәтәлләрдиму уйғур нәшриятчилиқиға төһпә қошуватқанлар бар.

Түркийәдики “тәклимакан уйғур нәшрияти” нәмунилик карханиниң бири. Зияритимизни қобул қилған“тәклимакан уйғур нәшрияти” ниң қурғучиси нәшриятчи җелил туран әпәнди, китаб соға қилиш әнәнисиниң уйғурларда җанлинишини қарши алди вә чәтәлләрдики илим әһлилири, зиялийлири арисидиму буни җари қилдурушни тәшәббус қилди,шундақла китаб соға қилиш шәкиллирини рәңдарлаштуруш һәққидә пикир баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.