Хитайниң диний бастуруш йеңи дәлили -мәсчиткә кириш кинишкиси

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.06.29
namaz-meschit-xoten-ashqunluq.jpg Уйғурларниң ресторанлирида һарақ сетиш мәҗбурлиниватқан мәзгилдә, мәлум мәсчиттә намаз өтүватқан уйғурлар. 2015-Йили 16-апрел, хотән.
AFP

Йиллардин бери уйғур елида динни суслаштуруш тәдбирлирини күчәйтип йүргүзүватқан хитай һөкүмити, бу йил болупму хотән, қәшқәр қатарлиқ уйғурлар топлишип олтурақлашқан җайларда мәхсус уйғурларға қаратқан рамизанлиқ чәклимилирини йәниму күчәйткән.

Мусулманларниң рамизанлиқ ибадәтлиригә тосқунлуқ қилиш, мәсчиткә киришини контрол қилиш үчүн, испатлиқ инкаслардин ашкарилинишичә, хотән вилайити лоп наһийиси нава йезиси гапаариш кәнти “мәсчиткә кириш кинишкиси” тарқатқан. Нөвәттә хитайниң бу хил чәктин ашқан рамизанлиқ тәдбирлири, бир қисим хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири, ислам җәмийәтлири вә уйғур муһаҗирлар арисида күчлүк инкас қозғиған темиға айланди. Улар “хитай бу кинишка арқилиқ өзиниң уйғурларға йүргүзүватқан әсәбийләрчә зулум, чәктин ашқан қанунсиз диний бастуруш сияситиниң дәлилини тәйярлиди” дәп көрсәтти.

Хитай һөкүмити йеқинқи йилларда уйғурларниң диний етиқадини чәкләш сияситини “диний ашқунлуққа қарши туруш”, “диний кәйпиятни суслаштуруш” дегәндәк намлардики бир қатар чәкләш тәдбирлири арқилиқ әмәлийләштүрүп кәлмәктә, болупму рамизанда уйғурларниң әқәллий диний һәқ ‏- һоқуқлири техиму зор тәқибләшкә учрап кәлмәктә.

Мәлум болғандәк, хитай даирилири бәлгилимә чиқирип 18 яшқа тошмиғанларниң, аялларниң, оқуғучи, оқутқучиларниң вә партийә, һөкүмәт кадирлириниң мәсчиткә киришигә йол қоймай келиватқан иди вә мәһәллә, район атлап мәсчиткә киришниму қанунсиз дәп бәлгилимә чиқарди, әмди бу чәкләш бәлгилимилиригә йәнә бир йеңи тәдбир қошулған. Йәни иҗтимаий алақә васитилиридә йеқинда ашкариланған бир сүрәтлик учурға қариғанда, рамзан ейиниң кириши билән хотән вилайити лоп наһийисидики даириләр нава йезиси гапаариш кәнти ислам дини җәмийити намида мусулманларниң мәсчиткә киришини контрол қилип, тәрәви намаз оқушиға, рамизанлиқ нормал ибадәтлиригә тосқунлуқ қилиш үчүн мәсчиткә кириш кинишкиси тарқатқан.

Инкасларға қариғанда, бу хил кинишкини беҗиришму мүшкүл болуп, кинишкиси йоқ мусулманлар мәсчиткә киргүзүлмәйдикән, буниң билән җамаәтниң халиған вақитта ибадәтләрни қилиш үчүн мәсчиткә кириши илгирикидинму бәк тосалғуға учриған.

Мәзкур учур бәзи иҗтимаий алақә васитилири вә тор учур васитилиридә таралғандин кейин уйғурларда зор инкас қозғиди, вашингтондин зияритимизни қобул қилған америка уйғур бирләшмиси муавин рәиси илшат һәсән әпәнди хитай даирилири тарқатқан “мәсчиткә кириш кинишкиси” йеңилиқ әмәс, пәқәт йиллардин буян уйғурлар үстидин йүргүзүп келиватқан диний чәкләш сияситиниң бир дәлилиниң ясилип чиқиши” дәп көрсәтти.

Уйғурларниң диний әркинлик вәзийити хәлқараниңму көзитиши астида, болупму рамизанда, хитайниң уйғурларға қаратқан диний бастурушлириниң күчийидиған пәйти икәнлики дуня җамаәтчиликигиму аян бир мәсилә, рамзан кириши биләнла уйғур елида йүз бериватқан хитайниң бастуруши вә буниңға қарши бир қанчә қетимлиқ һуҗум вәқәлири билән уйғурлар вәзийити йәниму диққәт тартмақта, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң асия ишлири мәсул директори т.Кумар әпәнди вашингтон ишханисидин хитайниң уйғурларға қаратқан рамизанлиқ чәкләш сиясәтлиригә мәхсус инкас қайтурди, у мундақ деди:
‏-Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан рамизанлиқ бастурушлириға аит доклат тәйярлидуқ, биз хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан рамизанлиқ бастурушини йәнә давамлаштуруватқанлиқидин толиму әпсуслинимиз. Уйғурларниң роза тутуши вә рамизанлиқ ибадәтлирини қилиши хитай һөкүмити тәрипидин қаттиқ чәкләнмәктә, биз хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманларниң диний әркинликигә, рамизанлиқ ибадәтлиригә қаратқан чәклимә сиясәтлирини күчлүк әйибләймиз. Бу мәсилә давамлашмақта, биз хәлқара җәмийәтни хитай даирилириниң уйғурларға қаратқан рамизанлиқ диний чәклимилирини бикар қилиши, уйғурларниң рамизанлиқ диний ибадәтлирининиң тосқунлуққа учримаслиқи үчүн җиддий һәрикәт қоллинишқа чақиримиз!”

Хитай даирилириниң “мәсчиткә кириш кинишкиси” арқилиқ уйғурларниң мәсчиткә киришини контрол қилиш тәдбириниң башқа җайлардиму елип берилған яки елип берилмиғанлиқи техи ениқ әмәс, әмма көзәткүчиләр бәлким бу йәрлик даириләрниң рамизанлиқ тәдбири болсиму, башқа җайларғиму кеңәйтип йүргүзүлүш еһтималлиқи барлиқини, бу арқилиқ хитайниң уйғурларниң топлишип наразилиқ билдүрүш қаршилиқ һәрикәтлириниң алдини елишқа тиришиватқанлиқини оттуриға қоймақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.