Корлада 20 нәпәр мейит юйғучи аял тутуп кетилгән
2018.02.19

Корла - уйғур диярида “йепиқ тәрбийәләш” сиясий һәрикити кәң көләмлик вә шиддәтлик давам қиливатқан җайлардин бири. Ашкарилинишичә, корланиң қара юлғун йезисидин 20 нәпәр аял мейит юйғучи “тәрбийәләш мәркизи” гә елип кетилгән.
Аял мейит юйғучилар уйғур диярида алдинқи йилидин башлап нуқтилиқ көзитилидиған 6 хил кишиләр қатариға киргүзүлгән иди. Бүгүн дуня уйғур қурултийи диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавудун әпәнди бу тоғрида пикир баян қилип, хитай даирилириниң бу нуқтида уйғурларниң шәрми-һая еңини вә униңға болған сәзгүрлүкини аҗизлаштуруш яки йоқитишқа урунуватқанлиқини илгири сүрди.
Биз өткән йили атуш иштачидики бир аманлиқ мудирини зиярәт қилған вақтимизда, атушта 6 хил кишиләрниң нуқтилиқ назарәт қилиниватқанлиқини, булардин бириниң аял мейит юғучилар икәнликини ашкарилиған иди.
Биз аял мейит юйғучиларниң йеқинқи йиллардин бери немә үчүн хитай дөләт бихәтәрлик күчлириниң көзигә қадалғанлиқи, уларниң җәмийәттики әсли роли һәққидә дуня уйғур қурултийи диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавудун әпәндидин мәлумат соридуқ. У, аял мейит юйғучи үчүн алаһидә диний мәлумат тәләп қилинмайдиғанлиқи, пәқәт уларниң әқәллий диний мәлуматиниң йетәрлик болуши, өрп-адәт қаидилиригә пухта болуши, болупму тазилиққа пәвқуладдә әһмийәт беридиған бир характер вә турмуш адитигә игә болуши керәкликини, шуңа аял мейит юйғучиларға “диний радикаллиқ” қа бағлап қараш вә әнсирәшниң пүтүнләй мәнтиқсизлиқини оттуриға қойди.
Турғунҗан алавудун әпәндиниң қаришичә, шәрми-һая уйғурларниң миллий әхлақ системисида әң муһим вә әң гәвдилик орун игиләйдикән. Буни бәзидә уйғурлар өзлирини хитайдин әхлақий җәһәттин пәрқләндүрүштики бир муһим өлчәм дәп билидикән. Турғунҗан алавудун әпәнди, уйғурлар өзлири үчүн әң муһим дәп қариған һәрқандақ маддий вә мәниви байлиқниң хитай даирилири тәрипидин хәтәрлик дәп саниливатқанлиқини, униң суслаштурулуш яки йоқитилиш обйекти қилиниватқанлиқини илгири сүрди.