Алимларниң бузулуши милләтниң һалакити


2013.11.25

Алимлар әзәлдин милләтниң көзини ачидиған, уларни илим-мәрипәт билән бейитидиған бағвән болуп кәлгән. Пәйғәмбәр әләйһиссаламниң “өлималар пәйғәмбәрләрниң варислиридур” дегән сөзиму бу сәвәбтин ейтилған болуши еһтимал. Әмма әпсуски, һазирқи уйғур җәмийитидә өлима дәп аталғанларниң һәммиси мундақ әмәс. Чүнки улар өз вәзиписини ада қилмайватиду.

Йеқинда“саҗийә” тор бекитидә “алимларниң бузулуши милләтниң һалакити”дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған:“алимлар билим елиш, әмәл қилиш, дәвәт қилиш вә күрәш қилишта пәйғәмбәрләрниң мирасхорлири. Улар чоң паҗиәләр йүз бәргәндә үммәтниң ниҗаткари. Кишиләр бузса улар ислаһ қилиду вә һалакәткә қарап маңған еқимларға тақабил туриду. Улар инсанларни тинчлиқ вә хатирҗәмлик қирғиқиға башлап маңғучи йетәкчиләр. Улар һәр қандақ яхшилиқта хәлқниң алдида туридиған вә хәлқниң арзу-арманлири бағланған қоманданлар. Шуниң үчүн аллаһ таала алимларға итаәт қилишқа буйруп:“әгәр билмисәңлар, әһли елимдин сораңлар” дәйду.

Ислам дини өлималарни хәлқ уларға өз ихтиярлиқи билән тәбиий итаәт қилидиған йолбашчилар дәп қарайду. Чүнки алимлар динни чүшәндүрүштә асас, улар динниң һәқиқәтлирини баян қилип бәргүчиләр вә һамийлиридур.

Мана бу алимларниң роли, улар мушундақ иди, әслидиму мушундақ болушқа тегишлик.

Лекин алим -өзигә тегишлик юқириқи ролиниң әксини таллиса, у чағда пәйғәмбәрләрниң мирасхори болмастин, шәйтанниң мирасхорлириға айлинип кетиду. Шу чағда залимларниң канийи вә җаллатларниң чакири болушқа рази болиду. Нәтиҗидә залимларниң зулмини ақлайду, уларниң мустәбит қәбиһ қилмишини хәлқниң көзигә чирайлиқ көрситишкә теришиду, һәқ билән наһәқни арилаштурвитиду, хәлқни сетилма пәтивалири билән алдайду, өзи қилмайдиған нәрсиләрни дәйду, билмәй туруп пәтива бериду вә динни залимларниң мәнпәәтигә бойсундуриду...

Юқириқидәк қилмишлири арқилиқ хәлқниң нәзиридин чүшүп кетиду, җәмийәттә йетәкчилик ролини йоқитиду. Хуласә шуки, өзлири азған вә аздуридиған кишиләрниң қатаридин орун алиду.

Алимларниң бузулуши һакимларниң бузулушидин еғир болиду, алимлар бузулса, милләт вә дияр түгишиду, һаятлиқ кемиси яхши кишиләр билән ғәрқ болиду... Шу чағда пушайман башлиниду, лекин вақти өтүп кәткән пушайман болиду.Демәк, динни бузидиғанлар билимсиз вә надан моллилардур.

Алимларниң бузулуш көрүнүшлиридин

1. Алимниң нәсиһәтлири вә пәтивалири милләтниң шараити вә дәрд-әләмлиридин йирақ болуши алимниң бузулуш көрүнүшлиридин бири. Көплигән кишиләр дәвәтчиләрниң әмәлий һаятида дини ишлар билән иҗтимаий турмуш ишлирини айрип муамилә қилғанлиқини көргән вақтида, динни һаят вә җәмийәттин айрип қарашқа қанаәтлинип қалди. Алимлар кишиләргә пәқәт мәсҗиттила имам болушти, мәсҗитниң сиртида болса барлиқ һаятлиқ ишлириға залимлар имам болушти.

2. Алимниң гәп-сөзиниң қилмишлириға зит келиши: иман әмәлдин айрилса, һалакәт басиду. Алимлар пәйғәмбәрләр мирасхорлиридин шәйтанниң мирасхорлириға айлиниду. Билим-мәрипәт бәзидә әқилгә һимайә ата қилса, йәнә бәзидә инсанни йоқилиштин сақлап қалиду. Лекин юқириқи нәтиҗә билимгә маслашқан әмәл вә мәрипәткә бағланған иш-һәрикәт билән болиду.

3. Алимниң мусулманлар арисида питнә вә бөлүнүш пәйда қилиши: алимларниң қатарида мәзһәп питниси вә тармақ мәсилиләр тоғрисида җедәл- маҗира қилиш билән шуғуллинидиған кишиләр тепилиду. Булардики мәзһәп мутәәссипчилики һәқиқәт йүзини пәрдиләйду.

Бу сүпәтлик моллилар һәқиқий ислаһатчилар мәйданға кәлсә бир амал қилип, зөрүр тепилса залимларни ишқа селиш яки улардин пайдилиниш арқилиқ ислаһатчиларни йоқитиду яки уларға сүйиқәст қилиду. Ислаһатчи алимларни җәдитчи, сәләпи, вәһһабий...Дегәндәк намлар билән атап, уларниң ислаһат йолиға тосалғу пәйда қилиду. Өзи билмигән яки аңлап бақмиған мәсилиләрни, гәрчә асаслиқ мәсилиләр болсиму рәт қилиду яки қарши чиқиду. Бу түрдики моллилар мусулманға қарши ора колайдиған, динни өзи халиғанчә изаһлайдиған, йүз ‏- аброй вә аз-тола пул үчүн мусулман қериндишини чақидиған динй мунапиқлардин ибарәт.

4. Алимниң мәнсәпдар күчләргә тәлпүнүши: бир қисим алимлар зулумни, залимларни ақлашқа, уларни мудапиә қилишқа, наһәқ вә пасатчилиқни қоллайдиған пәтиваларни чиқиришқа маһир. Буларниң ғайиси бир болуп, у болсиму- аллаһниң ғәзипини кәлтүрүш бәдилигә һоқуқдарларниң қоллишиға еришиш.

5. Алимниң һәқиқәтни йошуруши: бу йәрдики йошуруш шәри һөкүмләрни йошуруш болсун, яки қошуп қоюш болсун, яки мәнисини бурмилаш болсун, яки өгитишкә тегишлик кишиләргә үгәтмәслик болсун һәммини өз ичигә алиду.
Көпинчә илимни йошуридиғанлар мәнсәп, мал-дуня яки йүз-аброй үчүн қилиду, булар “хәлқ алимлири” дәп аталмай, “мәнсәпдарларниң моллилири” дәп атилиду.
Алимларниң бузулуш сәвәблири

1. Наданлиқ: биз бу йәрдә динниң асасини билмәслик яки шәри һөкүмләрни уқмаслиқни мәқсәт қилмаймиз. Чүнки бу илимләрни һоқуқдарларниң ваизлири вә моллири яхши билиду.
2. Һавайи-һәвәс:дуняни яхши көрүш, аброй вә шөһрәт қоғлишиш: бай, абройлуқ кишләргә вә мәнсәпдарларға йеқинлишиш алимни ахирида тәрса қилип қойидиған сәвәбләрниң бири.
3. Ғәпләт: бәзидә алим аллаһдин ғапил қелиши сәвәблик алим әмәс болуп қалиду. Бәзидә ғапиллиқ бесип кетип қалса, көз көрмәйдиған вә қулақ аңлимайдиған болуп қалиду. Шу чағда ғәпләт кесили түпәйлидин көз вә қулақниң пайдиси болмайду.
4. Алимниң көңлидә өзини “алим” дәп қарап қелиш. Рәсулуллаһ мундақ дегәниди:“аллаһ таала илимни бәндилиридин бирақла тартип еливәтмәйду, лекин илимни һәқиқий алимларни вапат қилдуруш арқилиқ алиду. Һәқиқий алим қалмиғанда кишиләр надан моллиларни өзлиригә башлиқ вә йолбашчи сайливалиду. У наданлар билмәй туруп қалаймиқан пәтива берип, өзиму азиду вә башқиларниму аздуриду” дегән. юқириқи вә ундин башқа түрлүк сәвәбләр түпәйлидин бәзи алимлар бузулуп, һәқиқәт йолидин адишиду, башқиларни аздуриду вә билимсизлики сәвәбидин аллаһниң йолидин тосиду.

Әмма аллаһниң алдидики мәсулийитини һес қилған вә бузулуш йоллиридин йирақлашқан һәқиқий алим тоғра йолда маңған болиду.

5. Идийисиниң сағлам әмәслики: идийә, әқидә вә қиммәт қарашниң тәсири вә сайиси. Бир адәмниң әхлақиниң бузулуши идийәниң бузулушидин хәтәрлик. Чүнки истили бузулса зийини шәхси болиду, йәни аз болиду. Лекин идийиси бузуқ болса, зийини бәк чоң болуп кетиду.
Алим тузға охшайду, туз бузулса тамақ қамлашмиғандәк, алим бузулса җәмийәт қамлашмайдиған бузуқ һаләткә келип қалиду, сәвәбчиси моллилар.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.