Мисирға барған уйғурларниң вәзийити һәққидә йеңи учурлар

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.07.04
misir-qahire-xitay-elchixana-uyghurlar.jpg Мисирдики хитай әлчиханисиниң уйғур оқуғучиларни йиғип ачқан йиғини.
RFA/Haji Qutluq Qadiri

Илим елиш пурсәтлирини издәп мисирға кәлгән уйғур оқуғучиларниң, йеқинқи айларда хитай һөкүмитиниң дәрһал юртиға қайтиш тоғрисидики тәһдитлиригә учриғанлиқини, аилисидин келидиған иқтисадий мәнбәниң үзүветилиши вә башқа ениқсиз сәвәбләр билән амалсиз оқушини ташлашқа мәҗбур болуватқанлиқини аңлатқан идуқ. Бу оқуғучиларниң ичидә юртиға қайтқанлириниң қайта хәвири болмиған болса, йәнә бир қисми түркийә қатарлиқ әлләрдин йол издәватқан иди.

Һазир мисирда қелип оқушини давамлаштуруватқан аз сандики уйғур оқуғучиларниң йеқинқи вәзийити қандақ болуватиду? түркийәгә кәлгән уйғур оқуғучиларниңчу?

Биз икки айдин буян хитай һөкүмитиниң, чәтәлдә оқуватқан уйғур оқуғучиларни қайтуруп келиш хизмити җиддий елип бериливатқан бир пәйттә, қайтип кәлгәнләрни вә қайтип кәлмигән оқуғучиларниң ата-анилирини аталмиш “тәрбийиләп өзгәртиш синиплири”ға тәшкилләватқанлиқи һәққидә тәпсилий мәлуматлар бәргән идуқ. Мисирда оқуватқан уйғур оқуғучилардин хитайниң тәһдитлиригә баш әгмәй, мисирда қалған вә түркийәгә кәткән бир қисим уйғур оқуғучилардин кәлгән йеңи инкасларға қариғанда, хитай һөкүмитиниң һазирму мисирда оқуватқан уйғур оқуғучиларни қайтуруп келиш үчүн тохтимай тәдбир еливатқанлиқи мәлум болди.

Бу һәқтә мисирдин радийомиз билән алақиләшкән бир уйғур оқуғучиниң әһвал мәлум қилишичә, һазир мисир қаһирәдә хитайниң аилиси арқилиқ қилған түрлүк бесим вә тәһдитлиригә қаримай оқушини давам қиливатқан 200дин артуқ уйғур оқуғучи қалған болсиму, улар бир тәрәптин хитай һөкүмити ата-анилириниң пул селишини чәклигәнлики үчүн еғир иқтисадий қийинчилиққа йүзләнгән болса, йәнә көп қисим оқуғучилар мисирда турушта керәклик қануний рәсмийәтлири болмиғанлиқи вә яки иқамитиниң вақти тошқанлиқи сәвәблик мисир даирилириниңму соал сорақ вә бесимлириға учриған.

Йәнә бир тәрәптин, мисирдин кәткән оқуғучиларниң хитайниң айродромлирида из-дерәксиз йоқап кетиватқанлиқидәк хәвәрләр, мисирда қалған бу оқуғучиларни қандақ қилип болмисун қайтип кәтмәслик һәққидә қарар елишқа қистиса, түркийә вә башқа әлләрдики оқуғучиларниңму түрлүк қийинчилиқларға йолуқуватқанлиқи тоғрисида тарқалған бир қисим гәпләр уларда тәшвиш пәйда қилған.

Хитай һөкүмитиниң радикаллиқни түгитиш намида, уйғур елида қурған тәрбийиләп өзгәртиш синиплириғиму асаслиқ динға мунасивәтлик кишиләрниң мәҗбурий елип кетиливатқанлиқи йәни өзлири яки пәрзәнтлири динда яки мисир, түркийә қатарлиқ җайларда оқуғанларниң нуқтилиқ тәқибгә вә қийин-қистаққа елиниватқанлиқи мәлум.

Чәтәлләрдә оқуватқан уйғур оқуғучиларму йеқинқи айларда хитай даирилири тәрипидин ғәйрий рәсмий йосунда, 6-айниң ахирғичә юртиға қайтип тизимдин өтүш һәққидә һәр хил тәһдитләрни тапшурувалғанлиқи мәлум иди.
Даириләр бу хил аталмиш тәрбийиләп өзгәртиш синиплириға тәшкилләнгәнләр “диний әсәбийлик, зораван террорлуқ идийисидин юқумланған, шуңлашқа улар балнистта йетип давалиниши керәк” дәп өзиниң мәтбуатлиридиму ашкара көрсәткән иди.

Ақсу ахбарат ториниң йеқинқи хәвиридин йәнә, ақсу вилайитидики 8 наһийә вә бир шәһәрдә тәсис қилған тәрбийиләп өзгәртиш синиплири тәтил қилип кәлгән 10 миңдин артуқ студентларниң тәшкилләнгәнлики вә улар бу тәрбийиләш синиплирида “3 хил күч” кә қарши қәтий күрәш қилиш һәққидә идийәвий тәрбийәгә қатнашқандин башқа, хитай дөләт байриқи алдида коллектип қәсәмяд йиғиниға уюштурулуватқанлиқи ашкариланди. Хәвәрдә “иҗтимаий муқимлиқ вә әбәдий әминликни ишқа ашурушта студентлар муһим күч һесаблиниду” дейилгән.

Хитайниң тор учур алақә васитилиригә болған реҗимни күчәйтип уйғурларниң ташқи дуня билән болған алақисини пүтүнләй үзүштә қаттиқ тәдбирләрни алғанлиқи сәвәблик, мисирдин уйғур елиға қайтқан оқуғучилардин қанчилик қисминиң бу хил синипларға елип кетилгәнлики вә қандақ қисмәтләргә учриғанлиқи һәққидә игилигән пакитлиқ мәлуматлиримиз чәклик болсиму, әмма түркийәгә йол алған оқуғучиларниң һазирқи вәзийити һәққидә түркийәдики уйғурлардин вә бир қисим оқуғучиларниң өзидин мәлуматлар игиләш пурсити болуп кәлди.

Игилишимизчә, ата-анисидин, вәтинидин ваз кечишкә мәҗбур болған, иқтисадидин айрилған, үмидсизлик вә түрлүк роһий бесим вәһимиләргә йәм болуватқан бу уйғур оқуғучилар мисирдин айрилип түркийәдин панаһ издәшкә башлиған. Мисирдин түркийәгә миң бир мушәққәттә келиватқан бу уйғурларниң бәзилириниң инкас қилишичә, хитай һөкүмити уларниң ата-анилири билән болған алақисини пүтүнләй үзүп ташлиған, улар, түркийәдә турушлуқ рәсмийәтлириниң һәл болушиму асанға тохтимайватқанлиқи үчүн йәнила иқтисадий, бихәтәрлик, турмуш вә башқа җәһәтләрдин ғәмдин хали болалмай, өзини бихәтәр һес қилалмайватмақта. Хатирҗәмсизлики түпәйли дәрдини аңлитиштиму иккиләнмәктә икән.

Иҗтимаий таратқулардин түркийәдики аммиви тәшкилатлар вә сахавәтчи уйғурларниң мәхсус мисирдин кәлгән уйғурларға ярдәм, хәйрхаһлиқ паалийәтлирини елип бериватқанлиқи мәлум. Болупму, рамизан мәзгилидә мисирдин кәлгән уйғурларға ярдәм қилиш чақириқлири иҗтимаий таратқуларда алаһидә күчәйгән иди.

Бүгүн бу һәқтә бизгә тәпсилий мәлумат бәргән, истанбулдики шәрқий түркистан тәтқиқат мәркизиниң мудири һамит көктүрк әпәнди гәрчә түркийә һөкүмити тәрәптин мисирдин қайтқан уйғур оқуғучиларни орунлаштурушта мәхсус бир орунлаштуруш яки сиясәт болмисиму, түркийәдики шәрқий түркистан тәшкилатлири вә йәрлик аммиви тәшкилатларниң уларни орунлаштурушта актип һалда җиддий тәдбирләр еливатқанлиқини вә уларниң қәдәмму-қәдәм орунлаштурулуватқанлиқини билдүрди.

Түркийәгә кәлгән мусапирларниң панаһлиқ йоллири һәққидә тохталған һамит көктүрк әпәнди йәнә, мисирдин түркийәгә кәлгән уйғурларниң аммиви тәшкилат яки уйғурлардинла ярдәм издәш билән чәклинип қалмаслиқини, турмуш вә бихәтәрлик җәһәттә тез арида кепилликкә еришиш үчүн, түркийәдики һөкүмәтсиз тәшкилатлар вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комиссарлиқиниң ишханилириға илтимас қилишқиму болидиғанлиқини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.