Мисирдин айрилған оқуғучиниң һәсрити: әзһәрдә оқуп қайтип, юртумда хизмәт қилғум бар иди
2017.07.24
Хитайниң қол тиқиши билән мисирдики оқушидин айрилип түркийәгә орунлашқан оқуғучи сәйдәхмәт бүгүн радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң мисирдин айрилиш җәряни вә әмәлгә ашмай қалған арзуси һәққидики һәсритини баян қилди. Әзһәр университетидики оқушини тамамлиғандин кейин, юртида хизмәт қилишни пиланлиған, әмма пилани бузулған бу оқуғучиларниң келәчики һәққидә пикир баян қилған сабиқ оқутқучи абдулла әпәнди, мисирдики оқуғучиларниң бешиға кәлгән бу қисмәтниң, уларниң шәхсий һаяти вә уйғур җәмийитигә болған иҗабий тәсирлири һәққидә пәрәзлирини оттуриға қойди.
Әмдила 21 яшқа киргән, мисирдин һәйдилип, нөвәттә истанбулда яшаватқан әзһәр университетиниң сабиқ оқуғучиси сәйдәхмәт өз кәчмиши вә ой - хияллири һәққидә төвәндикиләрни баян қилиду. Униң баян қилишичә, у әзһәрдә икки йилла оқушни, андин юртиға қайтип, юрт хәлқи үчүн хизмәт қилишни мәқсәт қилған. Бир диний устаз болуш, оқуш-оқутуш билән һаятини давамлаштуруш униң арзуси болған. Әмма реаллиқ униңға бу пурсәтни бәрмигән, у мисирдики бир йерим йиллиқ оқушини тамамлап, йәнә 6 айлиқ оқуш үчүн бәдәл пул тапшурған күни, мисирда тутқун башланған. Сәйдәхмәт үчүн юртиға қайтип хизмәт қилиш әмәс, йилларчә түрмидә йетиштәк бир қисмәт униңға сайисини көрсәткән. Нәтиҗидә у әслидә һеч пиланида болмиған түркийә сәпиригә атланған. У нөвәттә, бир тәрәптин тирикчилик үчүн һәрикәт қилса, йәнә бир җәһәттин оқуш ғайиси үчүн йәнила пурсәт вә имканларни издимәктә.
Мисирда сәйдәхмәткә охшаш йүзлигән оқуғучиға дәрс бәргән, уларниң әзһәрдә оқушиниң илим асасини һазирлиған, әмма оқуғучилириға охшашла, мисирдин айрилишқа мәҗбур болған вә нөвәттә түркийәдә яшаватқан абдулла әпәнди, мисирдин қайтқан оқуғучиларниң келәчики һәққидә өзиниң қарашлирини оттуриға қойди. Униң баян қилишичә, мисирдики оқуғучиларниң мутләқ көп сандикиси илим өгинип вәтинигә қайтишни пиланлиған. Әмма, хитай буниңға йол қоймиди. Абдулла әпәндиниң қаришичә, хитай даирилири уйғурларниң миллий психикисини яхши билгәнлики үчүн, оқуғучиларниң туғқанлирини гөрүгә елиш билән мисирдики оқуғучиларниң һәммисини қайтуруп әкетишни пиланлиған, әмма, бир қисим оқуғучилар хитай күткәндәк йолни таллиған болсиму, йәнә бир қисми хитайниң нөвәттики сиясити вә пәйлини нәзәрдә тутуп вәтәнгә қайтмиған. Абдулла әпәндиниң қаришичә, оқуш вә вәтинигә қайтиш арзуси дәхли-тәрузға учриған һәмдә түркийә қатарлиқ дөләтләрдә яшаватқан оқуғучиларниң һаятида мундақ үч түрлүк өзгириш болуши мумкин. Биринчи, бәзиләр түркийәдә давамлиқ оқуш пурситигә еришиши, тәстә еришкән бу пурсәтни қәдирләп, оқушта чоң нәтиҗиләрни қазиниши мумкин; иккинчи, түркийәдики иқтисадий һаятқа қизиқиши вә униңға башчилап кирип кетиши мумкин; үчинчиси, өзлири маканлашқан дөләтләрдики уйғур тәшкилатлириға актип қатнишип, тәшкилатларниң ғоллуқ вә ярамлиқ әзалириға айлиниши мумкин.