Бир аилиниң бүгүни: дада үрүмчидә солақта, ака дубәйдә ғайиб, ука истанбулда мусапир

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.11.14
osman-osmanjan-omer-dubey-ghayib.jpg Дубәй сақчилири тәрипидин тутқун қилинған 17 яшлиқ османҗан өмәрниң паспортиниң биринчи бети. 2017-Йили өктәбир.
Osmanjanning dostliri teminligen

Хитайниң мисирда оқуватқан уйғур оқуғучиларға қол созуши, у йәрдә әмдила оқушни башлиған 17 яшлиқ османҗан өмәр билән 14 яшлиқ һәзритиели өмәр ака-укиларниму мисирдин айрилишқа мәҗбурлиған.

Оқуш арзусидин ваз кечәлмигән ака-укилар бу йил 5-айда дубәйгә қайтип келип, дубәйдин оқуш пурсити издигән. Әмма улар шериклишип өй киралиған киши хитай хәлқараға уқтуруш чиқирип издәватқан бир гумандар болуп қалғачқа, 17 яшлиқ османҗан өмәр өткән айниң оттурилири дубәй сақчилири тәрипидин тутқун қилинған. Дубәйдә ялғуз қалған 14 яшлиқ һәзритиели өмәр истанбулдики хәйр-сахавәтчи тиҗарәтчиләрниң ярдими билән истанбулға елип кетилгән.

Әһвалдин хәвәрдар кишиләрниң радийомизға мәктуп арқилиқ билдүрүшичә, үрүмчидин бу йилниң бешида оқуш арзуси билән мисирға кәлгән 17 яшлиқ османҗан өмәр вә 14 яшлиқ һәзритиели өмәр ака-укилар, әзһәр университетиниң тәйярлиқ синиплирида әмдила оқушни башлап турушиға, хитайниң мисирдики уйғур оқуғучиларни қайтуруп әкетиш буйруқи тарқалған. Бу буйруқ мисир сақчилириниң маслишиши билән зораван бир шәкилдә иҗра қилинғандин кейин, бу ака-укилар дубәйгә қарап йөткәлгән.

Мәктупта дейилишичә, бу ака-укилар өзлириниң оқуш арзусини қандуруш, дадиси өзлири үчүн сәрп қилған хираҗәтниң бикарға кетишиниң алдини елиш вә юрти үрүмчигә қайтип барса тутқун қилиништәк хәтәрләрдин сақлиниш үчүн дубәйдин, йәни йәнә әрәб бирләшмә хәлипиликидин оқуш пурсити издигән.

Бу ака-укиниң оқуш қизғинлиқи вә уларниң иш беҗириш тиришчанлиқиға қайил болған алақидар орун вә мәктәпләр, уларни алди билән инглизчә яки әрәбчә тил курсини пүттүрүшни тәвсийә қилған. Булар дубәйдики бир чәтәлликләр тил мәктипигә тизимлитип, курс башлинишини күтүп турған мәзгилдә, османҗан өмәр дубәй сақчилири тәрипидин тутқун қилинған. Қолиға койза селиниватқан османҗан иниси һәзритиелигә амал қилип, түркийәгә кетишини тапилиған. Һәзритиели өмәр түркийәдики бир түркүм хәйр-сахавәтчиләрниң ярдими билән түркийәгә елип келингән.

Мәктупта баян қилинишичә, османҗан өмәрниң тутулушиға, униң әрәб бирләшмә хәлипиликидә сиясий панаһлиқ тәләп қиливатқан, хитай тәрипидин хәлқаралиқ тутуш буйруқи чиқарған һүсәйин иминтохти билән бирликтә өй киралиши сәвәб болған. Мәзкур мәктупта йәнә дейилишичә, османҗан тутулуштин бир һәптә аввал, у бир уйғур ашханисида тамақ йәп олтурса, пуқрачә кийингән бир дубәй сақчиси һүсәйин иминтохтиниң рәсимини ресторандикиләргә көрситип, униң нәдилики һәққидә мәлумат сориған. 17 яшлиқ османҗан сорақтин җиддийләшкәнлики үчүн һүсәйинни тонумайдиғанлиқини ейтқан. Шу күндин буян һүсәйин иминтохти бу ака-укиларға аваричилик тепип бәрмәслик үчүн биллә туруватқан өйигә қайтип кәлмигән. Һүсәйин иминтохти тутулғандин кейин, османҗан өмәрму тонушидиғанлиқини йошурғанлиқи сәвәблик гуманлиқ дәп қарилип тутуп кетилгән. Нөвәттә иккисиниң нәдә тутуп турулуватқанлиқи вә делосиниң басқучи мәлум әмәс.

Өзини ашкарилашни халимиған бир шаһитниң мәктупидики бу учурларниң тоғрилиқи мәһбус һүсәйин иминтохтиниң истанбулда яшаватқан аяли тәминлигән учурлар билән җәзмләшти. Һүсәйин иминтохтиниң аялиниң баян қилишичә, униң йолдиши мәзкур ака-укилар билән иҗаригә өй издәш давамида тонушқан вә шу җәһәттинла һәмкарлашқан.

Йәнә мәктупта баян қилинишичә, мәзкур ака-укилар мисирға әвәтилгәнлики үчүн дадиси өмәрҗан үрүмчидә тутқун қилинған вә йепиқ тәрбийиләш мәркизигә әкетилгән.

Бу программимизни әнә шу ака-укиларға охшаш мисирдин һәйдәлгән вә бир қатар сәрсанчилиқни баштин кәчүргән абдулла қариҗаниң һиҗрәт тәсиратини тәкрар бир хатирилитиш билән ахирлаштуримиз: “әзһәрдин һәйдилиш вә униңдин кейинки кәчмиштин, бир университетта берилидиған мәлуматни алғандәк, бир университетни пүттүргәндәк болдум. Мәнла әмәс, мисирдин һәйдәлгән һәммимиз вәтән, милләт, дөләт дегәнниң немиликини һәқиқий чүшинип йәттуқ. Вәтәндики чағлиримизда қошнилардин пасил талашқандәк, хитай билән чегра талашқан болсақ, бүгүн бу күнни көрмәс икәнмиз.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.