Үрүмчи ғалибийәт йоли сақчиханиси хадими: “муһәммәд салиһ һаҗимниң өлүмидин хәвиримиз бар, әмма вақтини билмәймиз”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.01.29
muhemmet-salih-damolla-hajim-01.jpg Мәрһум муһәммәд салиһ дамолла һаҗим.
Social Media

Бирқанчә күндин бери муһаҗирәттики уйғур торбәтлиридә атақлиқ диний алим муһәммәд салиһ һаҗимниң вапат болғанлиқи һәққидә учурлар тарқалмақта. Тарқалған учурлар арисида муһәммәд салиһ һаҗимниң чәтәлдики уруқ-туғқанлириниңму бу зат һәққидә ениқ учур алалмайватқанлиқи тилға елинмақта.

Мухбиримиз бүгүн уйғур аптоном районлуқ милләтләр вә дин ишлири идариси, уйғур аптоном районлуқ бирликсәп бөлүми вә ислам җәмийитигә телефон қилип бу һәқтә мәлумат сориди. Зияритимизни қобул қилған хадимларниң һәммиси әһвалдин хәвәрсизликини ейтти. Сақчи хадимлиридин бири муһәммәд салиһ һаҗимниң вапат болғанлиқидин хәвәр тапқанлиқини, әмма вапат болған вақтини билмәйдиғанлиқини ейтти. У йәнә бу учурниң мәнбәси һәққидиму мәлумат бәрмиди. 

Уйғур аптоном районлуқ даириләр һәр вақиттикигә охшашла уйғур җәмийити кәң көләмдә көңүл бөлгән бу хәвәр һәққидә мәлумат бериштин өзлирини қачурди.

Уйғур аптоном районлуқ милләтләр вә дин ишлири кометиниң бир хадими бу әһвалдин хәвәрсизликини ейтиш билән бирликтә хәвәрниң растлиқиниму кесип рәт қилалмиди. У, “аптоном районлуқ милләтләр вә дин ишлири комитети муһәммәд салиһ һаҗимниң өлүмидин хәвәрсиз дәп язсақ боламду?” дегән соалимизға, буниң өзиниң шәхсий җаваби икәнликини, милләтләр вә дин ишлири комитетиға вәкиллик қилалмайдиғанлиқини ейтти. У йәнә бу һәқтә биваситә алақидар орунлар билән алақилишишимизни тәвсийә қилди.

Уйғур аптоном районлуқ ислам җәмийитиниң бир нәпәр хадими бу һәқтики соалимизға әстайидил вә тәпсилий җаваб бәрмиди. Бу хадим соалимиз ахирлашмай турупла телефонини қоювәтти.

Биз йәнә милләтләр ишлири комитети тәминлигән алақә учурлириға асасән уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүми вә бирликсәп бөлүми биләнму алақиләштуқ. Бу йәрдики хадимлардин бири өзиниң камандиропкидин йеңи кәлгәнликини билдүрүп, соалимиздин өзини қачурса, йәнә бир хадим муһәммәд салиһ һаҗим билән өзиниң хизмәт алақиси йоқлуқини илгири сүрүп, әһвалдин хәвәрсизликини ейтти. У йәнә бәзи әһвалларни телефонда дейишкә болмайдиғанлиқини әскәртти.

Биз йәнә муһәммәд салиһ дамолламниң бурунқи иш орни болған үрүмчидики уйғур аптоном районлуқ ислам институтиға телефон қилдуқ. Институтниң мудири абдурәқипкә телефонимиз бағланған болсиму, әмма у телефонни қобул қилмиди.
Биз арқидин үрүмчидики ғалибийәт йоли, бахуляң, бәйгә мәйдани қатарлиқ районлардики бирқанчә сақчиханиға телефон қилдуқ. Бу сақчиханилардики хадимлар хизмәт тәвәликидики пәрқини оттуриға қоюп, әһвалдин хәвәрсизликини ейтти. Үрүмчидики қарлиғач сақчиханисиниң бир хадими муһәммәд салиһ һаҗимниң вапатидин хәвири барлиқини, әмма вапат болған вақтини билмәйдиғанлиқини ейтти. 

Биз йәнә ишәнчлик мәнбәләрдин алған телефон учурлириға асасән, мәмәт салиһ һаҗимниң күйоғли билән бирликтә ачқан “нур китабханиси” билән “қәләм китабханиси” ға телефон қилдуқ. Әмма һәр икки китабханидин телефонни алидиған адәм чиқмиди.
Муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлиридин дуня уйғур қурултийи билән америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши бу һәқтә арқа-арқидин баянат елан қилип, муһәммәд салиһ һаҗимниң буниңдин тәхминән бир йерим ай илгири қизи нәзирә вә күйоғли адил тунияз билән биргә тутуп кетилгәнликини, муһәммәд салиһ һаҗимниң бу йил йигирмә төтинчи январ күни “тәрбийиләш мәркизи” дә вапат болғанлиқини илгири сүрди.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, иҗтимаий таратқуларда чиққан әң йеңи, әмма ғәйрий-рәсмий хәвәрләрдә муһәммәд салиһ дамолламниң дәпнә мурасими өткүзүлүп болғанлиқи, һәтта бу мурасимда сақчилар билән аһалиләр арисида тоқунуш чиққанлиқи һәққидиму учурлар тилға елинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.