Даириләр уйғур елидики мәктәп ашханилирида “мусулманчә”, “миллий” бәлгилирини чәклигән

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.09.18
uniwersitet-diniy-koz-qarash.jpg Шинҗаң университетидики йеңи оқуш мәвсуми башлиниши билән “динниң сиңип киришини чәкләш вә диний ашқунлуқни тазилаш” темисидики тәшвиқат паалийитидин көрүнүш. 2014-Йили сентәбир, үрүмчи.
Photo: RFA

Хитай һөкүмити икки йил аввал “диний әсәбийликниң мәктәпләргә сиңип киришниң алдини елиш” намидики сиясий һәрикитини алий билим юртлирида башлиған иди.

Маарип системисиниң идеологийә саһәсидики күрәшлириниң кәскинлишишигә әгишип,һәтта мәктәпләрдики мусулман оқуғучилар ашханисиниң “мусулманчә” дегән бәлгилирини  җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңини шәкилләндүрүш, милләтләр иттипақлиқини қоғдашқа пайдисиз дәп елип ташлап,хитайчә вә мусулманчә оқуғучилар ашханилири бирләштүрүлгән. Инкаслардин мәлум болушичә мәктәп ашханилириға һәтта “миллий оқуғучилар ашханиси” дегән вивиска есишниму, миллий бөлгүнчиликкә сәвәб болиду дәп чәклигән. Инкасларға қариғанда даириләр буни, диний әсәбийлик идийилириниң мәктәпләргә сиңип киришидин қәтий сақлиништики муһим тәдбир сүпитидә, райондики барлиқ мәктәпләрдә омумлаштурмақта икән.

Хитай тәшвиқат васитилириниң 10-сентәбир уйғур елидин тарқатқан хәвәрлиригә қариғанда, 33-қетимлиқ оқутқучилар байрими һарписида, хитайниң уйғур аптоном районға қойған партком секретари чен чүәнго үрүмчидә, маарип системисидики илғар вәкилләр билән көрүшүп, “қош тил” маарипини илгири сүрүш, мәктәпләрдә һәр милләт оқуғучилар арисидики алақә, алмаштуруш, арилишишни илгири сүрүш қатарлиқлар тоғрисида йол йоруқ бәргән.
“тәңритағ тори” ниң мунасивәтлик хәвиридә ейтилишичә, чен чүәнго оқутқучилардин бөлгүнчиликкә қарши күрәшниң авангартлиридин болушни тәләп қилип, оқуғучиларни “3 айрилалмаслиқ” идийәсини мустәһкәм турғузушқа тәрбийәләш вә буниң үчүн милләтләр иттипақлиқи бирләшмә достлуқ паалийитини давамлиқ яхши қанат яйдуруп, һәр милләт оқуғучиларни биллә өгинидиған, биллә турмуш кәчүридиған, биллә паалийәт қилидиған, биллә өсүп йетилидиған имканийәткә игә қилиш үчүн конкрет тәдбир елишни тәкитлигән.

Йеқинқи күнләрдә радиомизға кәлгән инкасларға қариғанда, нөвәттә уйғур аптоном районидики һәр дәриҗилик маарип тармақлирида, чен чүәнгониң маарип саһәсигә қаратқан бу тапшуруқлириниң роһини өгиниш давам қиливатқан болуп, бу һәқтә қәшқәр маарип саһәсидә ечилған доклат бериш йиғиниға қатнашқан, өзини ашкарилашни халимиған бириниң радиомизға йәткүзүшичә, аптоном районлуқ маарип назарити тармақлири, маарип системисидики әсәбийликни түгитиш хизмити һәққидики доклатида “алий мәктәпниң 20 маддилиқ қаидиси” ни изчиллаштуруш тәдбирлири тоғрисида айрим тохталған шуниңдәк үрүмчи қатарлиқ җайлардики алий мәктәпләрниң оқутқучи-оқуғучилар ашханилирини қошуветиш хизмитиниң болса диний әсәбийлик идийәлириниң мәктәпләргә сиңип киришидики “мудапиә теми” ни бәрпа қилишта муһим рол ойниғанлиқи, буниңдин кейин бу тәдбирни уйғур елидики барлиқ мәктәпләргә кеңәйтишниң “алий мәктәпләрниң динниң сиңип киришигә қарши туруш узақ үнүмлүк механизмини бәрпа қилиш” муһим нуқтиси қилиш көрситилгән.

Инкас қилғучиниң ейтишигә қариғанда, даириләр бу тәдбирни иҗра қилишниң тәхирсизликигә мундақ баһанә көрсәткән, йәни мәктәп ашханилириға “мусулманчә” “һалал” бәлгиси есиш, “һәр қандақ диний тәрбийә бериш чәклинидиған маарип бәлгилимисигә хилап вә мәктәпләрдә диний сиңип киришиниң алдини елиш хизмитидики бир бошлуққа сәл қариғанлиқ, сиңип киришкә муһит һазирлаш һесаблинидикән.

Буниңдин башқа йәнә даириләр мәктәп ашханилирини “хәнзу вә миллий ашхана дәп айриш болса, оқуғучиларда ‛3 айрилалмаслиқ‚ идийәсини мустәһкәм турғузушта, һәр милләт оқуғучиларни биллә өгинидиған, биллә турмуш кәчүридиған, биллә паалийәт қилидиған, биллә өсүп йетилидиған мәктәп муһити яритишқа қарши вә милләтләр оттурисида там пәйда қилидиған амил. Шуниң үчүн оқуғучиларниң муһим паалийәт соруни болған ашханиларни бирләштүрүш оқуғучиларда ‛җуңхуа милләтлири ортақ гәвдә еңини мустәһкәм турғузуш‚ вә ‛иҗтимаий муқимлиқни қоғдашқа йетәкләш‚, ‛динниң мәктәпләргә сиңип киришини тосуш‚ қа пайдилиқ” дәп изаһлиған.

Биз бу учур вә инкасқа асасән мәзкур тәдбирниң иҗра қилиниш әһвалини дәлилләшкә тириштуқ, аптоном районлуқ йеза игилик университетиниң оқуғучилар ашханисиға қилған телефонимизға җаваб бәргән хитай хадим, оқуғучилар ашханисиниң қошуветилгәнликини, хитай вә уйғур оқуғучиларниң билән тамақ йәйдиғанлиқини билдүрди.

Униңдин тамақ түрлирини вә тамақниң һалал вә әмәс дәп айрилиш әһвалини сориғанда болса мүҗмәл һалда “һәммиси шинҗаң тамақлири” дәпла җаваб бәрди, бу хитай ашханиға йеңи кәлгән хадим болса керәк, оқуғучилар бирләшмә ашханиси мәсулиниң уйғурлуқини ейтқан болсиму, исмини сориғинимизда “исмини дәп берәлмәймән ишқилип бәк узун исми бар” дәпла телефонни қоювәтти.

Уйғур аптоном районлуқ сәнәт институти алий мәктәпләр ичидә хитай оқуғучи оқутқучилар нисбити бир қәдәр аз һесаблинидиған миллий түскә игә алий маарип орни һесаблиниду. Әмма бу мәктәпкә қаратқан телефонимиздин һәтта уйғурлар мутләқ көп санни игиләйдиған бу мәктәптиму хитай-уйғур оқуғучилар бир ашханида тамақ йәйдиған қилип өзгәртилгәнлики дәлилләнди.

Хитай һөкүмити уйғур елиниң муқимлиқ хизмитидә “үч хил күч иҗтимаий муқимлиқ вә әбәдий әминликкә бузғунчилиқ қилидиған баш мәнбә, зораванлиқ, террорлуқ васитә, миллий бөлгүнчилик асасий мәқсәт, дин әсәбийлики идийиси асас” дәп көрситип, бултурдин башлап, һәр қайси саһәләр “диний әсәбийликни түгитиш” тәшвиқат-тәрбийә хизмитидә йеңилиқ яритиш, бөсүш мусабиқисигә чүшүп кәтти. Хитай даирилириниң уйғур елида давам қиливатқан дин әсәбийлики идийисини йоқитиш бир мәйдан өткәлгә һуҗум қилиш җеңи, алий мәктәпләрдиму ипадисини тапти.

Бәзи көзәткүчиләрниң қаришичә, мәктәпләрдә иҗра қиливатқан мусулманчә ашханилар билән хитай оқуғучилар ашханисини бирләштүрүштәк кишилик милләтләрниң өз миллий өрп-адәтлири билән яшаш һоқуқиғиму мухалип дәп қаралған бу тәдбирниң, хитай һөкүмитиниң җәмийәттә өз ара пәрқни азайтип, милләтләр ара сиңишишни күчәйтиш, тәлипигә бинаән йолға қоюлуватқан сиясәтниң бир қисми болған болса өз нөвитидә йәнә буниң “шинҗаңни идарә қилиш” тәдбириниң бири икәнликидин дерәк бәрмәктә. Чүнки, охшаш нуқта, хитай коммунист партийисиниң уйғур аптоном райониға қойған илгирики нөвәтлик секретари җаң чүншйән тәрипидин икки йил аввалқи 31-нөвәтлик оқутқучилар байримида оттуриға қоюлған иди.

“шинҗаң гезити” ниң 2015-йили 10-сентәбирдики хәвиридин мәлумки, хитай коммунист партийәсиниң уйғур аптоном райониға қойған секретари җаң чүншйән аптоном районлуқ парткомниң маарип, оқутқучилар хизмити йиғинида муһим сөз қилип, оқутқучиларни “төттә яхши оқутқучи” лардин болуп, “пан-исламизм, пан түркизм” идийәсигә қарши туруш, “әсәбийликни түгитиш” ни чоңқур илгири сүрүш. Мәктәпләрдә оқуғучиларниң миллий пәрқини кичиклитип, һәр милләт оқуғучиларни биллә өгинидиған, биллә турмуш кәчүридиған, биллә паалийәт қилидиған, биллә өсүп йетилидиған муһитни бәрпа қилишни тәләп қилған иди.

Буниң алдида мәктәпләрдики мусулман ашханилирини хитай ашханилири билән қошуветиштәк тәдбирниң дәсләп шинҗаң университети, шинҗаң педагогика университети қатарлиқ алий билим юртлирида синақ қилип башланғанлиқи мәлум иди.
Шинҗаң университетида узун мәзгил хизмәт қилип йеқинда явропаға чиққан уйғур зиялийси кундүзай ханим хитай һөкүмитиниң алий мәктәпләрдә мәктәп ашханилирини бирләштүрүш тәдбирини қәдәмму қәдәм иҗра қилғанлиқи һәққидә бөлидиғанлиқини ейтти һәмдә бу һәқтә ойлиғанлирини оттуриға қойди.

Йәнә бәзи көзәткүчиләр мәктәпләрдики динниң сиңип киришини тосуш баһанисидә, хитай оқуғучилар билән башқа милләт оқуғучилар арисида, өзара бериш-келиш қилиш пурсити вә имканийити яритиш үчүн елиниватқан бу хил тәдбирләрниң уйғур қатарлиқ милләтләрниң өрп-адити билән аталмиш қанунсиз диний паалийәт, дин әсәбийлики идийисиниң чеграсини тоғра айримай, уларни турмуш адәтлири пәрқлинидиған хитайлар билән бир ашханидин тамақ йейишкә мәҗбур қилишниң әмәлийәттә йәниму зор наразилиқ пәйда қилип. Улар өзлири дәватқан “һәр милләт бир аилә кишилиридәк иттипақлишиш” қа зиянлиқ икәнликини оттуриға қоймақта.

Бу һәқтә мулаһизә йүргүзгән голландийәдики уйғур зиялийси абдуғени әпәнди болса, мәктәпләрдә иҗра қилиниватқан хитай вә мусулман ашханилирини бирләштүрүшни, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң дини етиқадиға, мәдәнийити вә өрп-адәтлиригә, пикир вә көз қарашиға қилинған һөрмәтсизлик һәм бесим дәп қарайдиғанлиқини, буниң әмәлийәттә уйғурлардики һөкүмәткә болған наразилиқниң күчийишигә сәвәб болидиғанлиқини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.