Норвегийәдә бир җүп яшниң никаһи җумһурийәт күнидә оқулди
2013.11.13

12 - Ноябир күни норвегийә уйғур комитети билән уйғур ислам мәркизи бирликтә шәрқий түркистан җумһурийәт күнини хатириләш паалити өткүзди.
Икки җумһурийәтни хатириләш паалийитидә 1933 - йили вә 1944 - йили 12 - ноябирда қурулған шәрқий түркистан җумһурийәтлириниң қурулуш вә мәғлуп болуш тарихи сөзләнди, инқилаби қурбанлар әсләп өтүлди шундақла җамаәт вәкиллири нутуқ сөзләп, шеһитларниң роһиға атап хәтмиқуран оқуди.
Уйғур ислам мәсчитиниң имами турғунҗан қарим мундақ нутуқ сөзлиди.
Норвегийә уйғур комитетиниң аяллар ишлириға мәсул рәиси зулпийә ханим икки җумһурийәт һәққидә өзи йезип кәлгән нәсри әсирини оқуп бүгүнки паалийәткә кәлгән қериндашларниң қәлбини һаяҗанға салди.
Комитетниң тәшвиқат ишлириға мәсул рәһбири пәрһат яқуп әпәндини зиярәт қилғинимизда у 9 - ноябир күни гҗөвик шәһиридә өткүзүлгән икки җумһурийәтни хатириләш паалийити һәққидә мундақ тохталди:
12 - Ноябирдики хатириләш паалийитидә икки җумһурийәтниң тарихи әһмийитини зор билгән вә чүшәнгән бир җүп яш бүгүнкидәк тарихи әһмийәтлик күнни өзлириниң никаһ қилидиған күни қилип таллап паалийәткә йеңи мәзмун қошти.
Бу бир җүпләрни зиярәт қилғинимизда улар өзлириниң йүрәк сөзлирини мундақ изһар қилди.
Биз йәнә йеңи келин зубәйдә қизниң аписи вә бүгүнки паалийәткә кәлгән ханимларни зиярәт қилип уларниң көңүл сөзлирини аңлидуқ.
Шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш паалийитигә бирләштүрүп елип берилған никаһ чейиниң ахири барлиқ шеһитларниң роһиға атап дуа қилиш вә бу бир җүп яшқа бәхт тиләшләр билән көңүллүк ахирлашти.