Уйғур өсмүрлириниң диний вә миллий кимликини қоғдаш һәққидә тәвсийә

Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2013.12.09
Uyg-balilar-Namaz-305.jpg Сүрәттә, қәшқәрниң һейтгаһ мәсчити сиртида намаз оқуватқан уйғур балилар.
AFP Photo

Мәлумки, бала тәрбийиләш иши қийин вә шәрәплик хизмәттур, болупму балиларни өзлириниң диний вә миллий кимлики билән пәхирлинидиған  қилип тәрбийиләп чиқиш һазирқи уйғур җәмийитидә техиму қийин вә толиму зөрүр болмақта.

Бу мавзуда толуқ мәлумат елиш үчүн сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ алимлардин обулқасим һаҗимға мураҗиәт қилған идуқ.
Обулқасим һаҗим мундақ деди: “балилиримизни өзлириниң диний вә миллий кимлики билән иптихарлинидиған вә бу иккисини қоғдаш йолида барлиқини атайдиған қилип тәрбийиләп чиқишимиз үчүн аввал өзимиз уларға яхши үлгә болуш, нәсиһәт қилиш, тәсирлик қиссиләрни оқуп бериш билән бир вақитта, төвәндикиләрни қилишимиз лазим:

1. Балилардики мусулман әмәс милләтләрни дораш вә уларни өзлиригә үлгә қиливелиш еқимиға қарши әмәлий тәрбийә елип бериш. Пәйғәмбәр әләйһиссалам мусулман әмәсләрни дорашниң хәтиридин агаһландуруп: “кимки өзини башқа бир қовмға охшитивалидикән, у шу қовмдин болуп кетиду” дегән. Әмма мусулман әмәс милләтләрдин өгинишкә тегишлик нәрсиләрму бар.

Мусулман әмәсләрдин немиләрни өгинимиз?

Биз мусулман әмәс милләтләрниң пән-техникисини, илим-мәрипитини, оқуш вә өгинишкә болған қизғинлиқини, шундақла уларниң вақитқа риайә қилиш, сөзидә туруш, муамилидә сәмимий болушқа охшиған инсаний әхлақини өгинишимиз лазим.

Пәйғәмбәр әләйһиссалам: “һекмәт мусулманниң йиттүрүп қойған нәрсисидур, уни нәдин тапса елишқа әң һәқлиқтур” дегән. Әрәб тилидики “һекмәт” сөзи “тоғра иш, тоғра сөз вә пайдилиқ илим” дегән мәниләрни билдүриду. Мусулманлар инсанийәткә пайдилиқ болған һәр қандақ илим-мәрипәтни, һүнәр-кәсипни вә тоғра ишларни нәдә болса тепип өгинишкә вә қилишқа буйрулған.

2. Балилардики өзи мәнсуп болған диндин йирақлишиш, өз вәтинини сөймәслик вә өз миллитигә мәнсуп болуштин өзини қачуруш қатарлиқ роһий илләтләргә хатимә бериш йолида йетәрлик чарә-тәдбирләрни қоллинип тиришчанлиқ көрситиш.

3. Балилар арилишидиған, биргә ойнайдиған вә биргә оқуйдиған яки биргә ишләйдиған достлирини көзитип, балиларни диянәтсиз, әхлақсиз достлардин йирақ тутуш лазим. Чүнки мундақ достлар балиларни бузуп қойиду.

Пәйғәмбәр әләйһиссалам бу мәнини интайин есил бир тәбир билән ипадиләп мундақ дегән: “яхши дост билән яман достниң мисали ипар сатқучи билән төмүрчиниң мисалиға охшайду. Ипар сатқучиниң йениға барсиңиз, у сизгә ипар бериду, яки униңдин сетивалисиз, яки һеч болмиғанда униңдин ипарниң хушбуйини пурайсиз. Төмүрчиниң йениға барсиңиз, у басқан көрәк кийимиңизни көйдүрүп қойиду яки униңдин бәтбуй сесиқ пурақни пурайсиз .” әҗдадлиримизму “қазанниң қешиға бармаң қариси юқар, яманниң қешиға бармаң баласи (юқар)” дегән һекмәтни қалдуруш арқилиқ әвладлирини яман адәмләр билән дост болушниң хәтәрлиридин агаһландуруп кәлгән.

4. Балиларға һаятни әсли маһийити бойичә тоғра чүшәндүрүш.

Бәзи ата-анилар балиларға “яқ” дейишни билмәйду, немә сориса, уни һазирлап бериду, һәтта чекидин ашуруветиду. Мундақ қилиш балилар үчүн зиянлиқ болуп, улар “немини халисам еришәләймәнғу” дегән қанаәт билән өсүп йетилгәндин кейин, улар һаятлиқниң қийин синақлириға дуч кәлгинидә асанла бәл қоюп берип, аддий бир қийинчилиқ алдида йеңилип қалиду.

Шуңа балиларни бәзидә сориған нәрсилиридин вақитлиқ мәһрум қилишму тәрбийә усуллиридин  бири санилиду. Шуниң үчүн балиларға һаятлиқниң раһәт вә җапалирини, оңайлиқ вә қийинчилиқлирини кичикидин билдүрүп меңиш керәк. Қисқиси, балиларға һаятлиқниң реаллиқлирини чүшәндүрүш вә һаятлиққа тоғра муамилә қилишни өгитиш керәк.

5. Қиз-оғул балиларниң һәр бирини һаятлиқта өзлиригә мунасип мәсулийәтләрни өтәшкә адәтләндүрүш. Чүнки, балиларни асраш баһаниси билән уларни ишқа салмаслиқ яки үстигә мәсулийәт артмаслиқ бир хаталиқтур. Балиларни кейинчә, қийнилип қалмисун дегән ата-ана уларни кичикидин мәсулийәтләрни ада қилишқа адәтләндүрүши лазим.
6. Учур васитилириниң сәлбий тәрәплиридин сақлинишни өгитиш.

Балиларға бу мавзуда әң дәсләп өгитишкә тегишлик болғини һалал-һарам мәсилисидур. Уларға кичикидинла һарамдин қечиш, телевизордики әхлақсиз көрүнүшләргә, гезит-журналлардики йерим ялиңач рәсимләргә қаримаслиқ, әхлақни бузидиған муһәббәт һекайилирини оқумаслиқ һәққидә алаһидә тәрбийә берип, уларниң меңисигә шуни сиңдүрүш вә шундақ адәтләндүрүш керәк.

Шу ениқки, балиларни учур васитилиридин вә телевизор көрүштин, интернетқа кириштин мутләқ тосуш яхши әмәс, һәм тосқилиму болмайду. Пәқәт бу нәрсиләрниң пайдилиқ тәрәплиридин пайдилинип, сәлбий тәрәплиридин йирақ турушни өгитиш әң тоғрисидур.

7. Балиларға вақитни қәдирләшни, өзлириниң талантлирини оттуриға чиқиришни вә бош вақитлирини пайдилиқ ишлар билән толдурушни өгитиш.

Әҗдадлиримиз “сағлам тәндә сап әқил” дәп тоғра ейтқан. Балиларни бош вақитлирини пайдилиқ тәнтәрбийә оюнлири вә мәшиқлири билән өткүзүшкә адәтләндүрүш зөрүр. Чүнки балилар өзлиридики запас енергийини сиртқа чиқиришни халайду. Улар бу енергийини пайдилиқ ишларға чиқармиғанда, һарам ишларға чиқиридиған болуп қелиши мумкин. Шуңа улар һарамға көзини ечиштин аввал ата-ана уларниң көзини һалал вә пайдилиқ ишларға ечиши лазим.

8. Балиларни виҗданлиқ, мәсулийәтчан қилип тәрбийиләш.

Балилар аилидә ата-анисиниң йүрүш-турушлиридин тартип һаяҗанлиниш, һессиятқа келиш, сөйүнүш, нәпрәтлиниш, ич ағритишқа қәдәр пүтүн өзгиришлирини көзитиду вә әйнән тәқлид қилишқа тиришиду.

Шуниң билән балилар ата-анисиниң наһәқчиликкә қарши туруш, залимлардин нәпрәтлиниш, үлгилик кишиләрни махташ вә уларни һөрмәтләш, йоқсулларға ич ағритиш, тоғра сөз қилиш, һәқиқәтни қоғдаш қатарлиқ барчә хисләтлирини өгиниду вә шу бойичә йетишиду.

Ата-анилар яхши иш вә яхши сөз қилишта балилириға үлгә болуш билән биргә, уларға виҗданий дәрсләрни берип, алди билән аллаһ тааладин қорқушни, наһәқчиликкә қарши турушни, һәқни дадил сөзләшни, йоқсулларға вә йетимләргә һесдашлиқ қилишни, қолидин кәлсә ярдәм қилишни сөз билән вә ибрәтлик қиссиләрни оқуп бериш билән өгитиши лазим. Шундақ қилғандила, балиларни виҗданлиқ вә мәсулийәтчан қилип йетиштүрүп чиққили болиду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.