Пакистандики уйғурлар қериндашлириниң қурбан һейтлиқ хәйр-сахавитидин мәмнун болди
2016.09.14

13-Сентәбир пакистанниң равалпинди шәһиридики уйғурлар қурбан һейт намизидин кейин бир йәргә җәм болуп, бирликтә қурбанлиқ һейтлиқ хәйр-сахавәт қилиш паалийити елип барған.
Равалпинди шәһиридә өткүзүлгән қурбан һейтлиқ хәйр-сахавәт паалийитини тәшкиллигүчи мустәқил уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси абдуқеюмниң билдүрүшичә, германийә, голландийә қатарлиқ дөләтләрдики уйғур, түрк тәшкилатлириниң иқтисадий ярдими билән бу шәһәрдә олтурушлуқ бир қисим иқтисади қийинчилиқи бар уйғурларға қурбан һейтлиқ хәйр-сахавәт қилиш паалийити елип берилған.
Равалпинди шәһиридә өткүзүлгән қурбан һейтлиқ хәйр-сахавәт паалийитигә қатнашқан уйғур мойсипитлиридин мөһсүнхан паалийәт һәққидә тохталди.
Мустәқил уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси абдуқеюмниң ейтишичә, бу қетимқи қурбан һейтни тәбрикләш хәйр-сахавәт паалийитигә қатнашқан уйғурларға вәтини ичидики уйғурларниң сиясий вәзийитидин вә шундақла чәтәлләрдики уйғур кишилик һоқуқ паалийәтлириниң тәрәққиятидин доклат берилгәндин кейин, көплигән уйғурлар шу күни ахшими алдин орунлаштурулған исламабадтики хитай әлчиханисидики қурбан һейтни тәбрикләш паалийитигә қатнишишни рәт қилған.
Равалпинди шәһиридики уйғурлардин абдуләһәдхан бу қетимқи паалийәттин өзиниң вә вәтәндашлириниң толиму мәмнун болғанлиқини билдүрди.
Абдуқеюмниң дейишичә, исламабадтики хитай әлчиханиси равалпиндики уйғурларниң қурбан һейтлиқ хәйр-сахавәт паалийити өткүзүшидин хәвәр тапқандин кейин, дәрһал һәрикәткә келип, равалпиндидики хитай муһаҗирлар җәмийити билән бирликтә, шу күни кәчтә уйғурларға хитай әлчиханисида қурбан һейтни күтүвелиш паалийити өткүзүп беришни орунлаштурған болсиму, бирақ көплигән уйғурлар хитай әлчиханисиниң паалийитигә қатнишишни рәт қилип өзлириниң буниңдин кейин вәтән давасини дуняға аңлитишқа күч қошидиғанлиқини ипадилигән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.