Хитай “пан-һалализим” ға қарши туруш һәрикити қозғап, уйғурларни чошқа гөши йейишкә риғбәтләндүрмәктә
2018.10.18

Хитай һөкүмитиниң уйғур диярида “пан-һалализим” ға қарши туруп, уйғурларни ислами йемәк-ичмәк адәтлиридин ваз кечишкә риғбәтләндүрүши рәсмий сиясий һәрикәткә айланмақта. Мәзкур һәрикәт бу йил 8-айниң ахирлирида хитайға өйләнгән маралбешилиқ бир уйғур мәмури хадимниң елан қилған бу һәқтики мақалиси билән рәсмий түс елишқа башлиған.
Хитайниң чеңду шәһиридики бир университетини пүттүрүп, мәмурий хизмәт ишләватқан йүсүп ришит өзиниң “достум, сән маңа мусулманчә ашхана көрситип аварә болма” сәрләвһилик мақалисидә уйғурларниң һалал йемәклик адитиниң нурғун қулайсизлиқларни кәлтүрүп чиқарғанлиқи, йемәк ичмәк пәрһизини өзгәртишниң “ашқунлуқни түгитиш” кә алақидар зор мәсилә икәнлики, шуңа өзиниң “һалал-һарам” дәп айрип олтурмаслиқни қарар қилғанлиқини елан қилған иди.
Көзәткүчиләр униң мақалиси хитайниң уйғурларни ислами истемал адәтлиридин ваз кечишкә омумйүзлүк мәҗбурлашниң бир сигнали болуп қелишидин әндишә қилмақта.
Бу һәрикәт хитай һөкүмити бир милйондәк уйғурни “қайта тәрбийәләш” намидики йиғивелиш лагерлириға қамап, хәлқара җәмийәтниң қаршилиқиға учриған, хәлқара җәмийәт лагерларни тақап, тутқунларни дәрһал қоюп беришни тәләп қилсиму, әмма хитай һөкүмити тутқунларға “кәспий тәрбийә” елип бериватқанлиқини илгири сүрүп, өзиниң һәрикитини ақлаватқан мәзгилдә оттуриға чиқти. Америкидики мусулманларниң әң чоң аммиви тәшкилати -“шималий америка ислами мунасивәтләр кеңиши” ниң қаришичә, районда йүз бериватқан юқириқи һадисиләр һәқиқәтән кишини чөчүтәрлик һадисә болуп, “америка һөкүмити вә хәлқара җәмийәт буниңға тәдбир қоллиниши керәк икән.”
Мәзкур тәшкилатниң баянатчиси ибраһим хупер чаршәнбә күни зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “мениңчә, бизниң һөкүмитимиз қолидин келишичә у йәрдә немә ишларниң йүз бериватқанлиқи, хитайдики уйғурларға немә ишларниң болуватқанлиқини ениқлап чиқиши, уларниң диний һоқуқи, пуқралиқ һәқлири вә кишилик һоқуқиниң қоғдилишиға капаләтлик қилиши бәк муһим. Хитайдин кәлгән хәвәрләр кишини чөчүтиду. Уни ениқлаш вә шуниңға қарита тәдбир қоллиниш керәк.”
У йәнә районда уйғур мусулманлириниң чошқа гөши йейишкә, исламий истемал адәтлиридин ваз кечишкә мәҗбурлиниватқанлиқи шуниңдәк униң бу ишларға қандақ инкас қайтуридиғанлиқи һәққидики соалимизға у “бу хәвәрләрни дәлилләшкә вә шуниңға қарита тәдбир қоллинишқа тоғра келидиғанлиқи” ни билдүрди.
Йүсүп ришит “һалал-һарам” ни айримаслиқни тәрғиб қилған тунҗи киши болмисиму, әмма шуниңдин башлап хитай компартийәси райондики йәрлик мәмури хадимлирини, партийә әзалирини, маарип, әдлийә хадимлирини хитай ресторанлирида чошқа гөши йейишкә орунлаштуруп, буни йәрлик ахбарат васитилиридә вә иҗтимаий таратқуларда кәң тәшвиқ қилишқа башлиған. Йеқинда үрүмчи шәһәрлик тәптиш мәһкимиси “пан-һалализим” ға қарши туруш сәпәрвәрлик йиғини чақирип, әдлийә хадимлириниң йемәк-ичмәк җәһәттики чәклимиләрни бузуп ташлиши, идарә җәмийәтләрниң ашханилирида пан-һалализимға қарши күрәш қилиши” тәкитлинип, “партийә кадирлирида вә дөләтниң мәмури хадимлирида йемәк-ичмәк җәһәттики чәклимә мәвҗут болмаслиқи керәк” ликини билдүргән.
Хитай таратқулирида йәнә маралбеши наһийәсидики уйғур кадирларниң “җуңхуа миллитиниң ләззәтлик таам мәдәнийитидин бәһримән болуп, диний чәклимини бузуп ташлиғанлиқи” һәққидә кәң хәвәр берилгән. Хәвәрдә 10-айниң 7-күни алағир йезисиниң башлиқи абликим мөминниң уйғур кадирлирини башлап, сериқбуя базиридики бир хитай ашханисида тамақ йегәнлики, уларниң яғда дағланған педигән, соғуқ чошқа калла-пақалчиқи, яғда дағланған чошқа гөши, чошқа қовурғиси кавипи, чошқа гөшилик пурчақ уютмиси қатарлиқ 16 хил хитай таамлирини иштиһа билән йәп, йемәк-ичмәк истемалидики пәрһизләрни бузуп ташлашта үлгә яратқанлиқи тәкитләнгән.
Хитайниң ислами истемал адәтлирини чәкләп, ресторан вә истемал мәһсулатлириға һалал бәлгиси қоюшни мәни қилиши хели бурун башланған болсиму, бирақ бу униң тунҗи қетим мусулманларға чошқа гөши қатарлиқ “һалал” болмиған йемәкликләрни йейишни ашкара тәрғиб қилишидур.
Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси тина муфард ханим районда еғир җинайәт садир болуватқанлиқи, хәлқара җәмийәтниң җавабкарларни сүрүштүрүши керәкликини билдүргән. У мундақ дегән: “хитайда һазир интайин еғир бир җинайәт садир болуватиду. Хәлқара җәмийәт пүтүн күчини ишқа селип тәкшүрүш елип бериши вә бу җинайәттә мәсулийити бар шәхсләрни җавабкарлиққа тартиши керәк. Бу арқилиқ хитай һөкүмитиниң қорқунчлуқ зулумлириға дуч келип зиянкәшликкә учриған милйонлиған кишиләрниң әһвалини оңшаш керәк.”
Америка хәлқара диний әркинлик комитети 16-өктәбир елан қилған баянатида хитайниң уйғур мусулманлирини йиғивелиш лагерлириға қамап, уларни диний етиқадидин ваз кечишкә мәҗбурлаватқанлиқи қаттиқ тәнқид қилинған. Баянатта хитай даирилириниң уйғур мусулманлирини бастуруш қанунлаштурулса, өзиниң қилмишини ақлиғили болиду, дәп қараватқанлиқи әскәртилип, буниң адәмни “қаттиқ биарам қилидиған бир йүзлиниш” икәнлики тәкитләнгән.
Әмма хитай һөкүмити өзиниң бир милйондәк уйғурни йиғивелиш лагерлириға қамап, уларға зиянкәшлик қилғанлиқини изчил рәт қилип кәлди. Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәиси шөһрәт закир дүшәнбә күни шинхуа агентлиқиниң зияритини қобул қилип, райондики йиғивелиш лагерлириниң “техника тәрбийәләш мәркәзлири” икәнлики вә униңдики кишиләргә тил вә һүнәр-техника өгитиливатқанлиқини илгири сүргән. Лекин униң чүшәндүрүши хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң рәт қилишиға учриди.
Америка хәлқара диний әркинлик комитетидики тина муфард ханимниң қаришичә, әгәр хитайниң “қорсақ ағриқи” болмиса, уйғур районини журналистлар, көзәткүчиләр вә районға қизиқидиған һәрқандақ кишигә ечиветиши керәк. У мундақ дәйду: “хитай һөкүмитиниң һечким бизгә баһа берәлмәйду дейиши икки йүзлимичиликтин башқа нәрсә әмәс. Әгәр улар кишиләрниң бир тәрәплимилик хәвәрләрни аңлишини халимиса, шинҗаң, тибәт вә башқа районларға беришни асанлаштуруп, журналистлар, хәлқара көзәткүчиләр вә бу районларға қизиқидиған һәрқандақ кишиниң бу районларға беришиға йол қоюши керәк.”
“шималий америка ислами мунасивәтләр кеңиши” ниң баянатчиси ибраһим хуперниң қаришичә, хәлқара җәмийәтниң уйғур мәсилисидики инкаси бәк аста болуп, тез һәрикәт қилиши керәк икән. У мундақ дәйду: “хәлқара җәмийәтниң бу мәсилидики һәрикити бәк аста. Улар бу мәсилигә җиддий муамилә қилиши керәк. Униң үстигә мусулман дөләтләр бу мәсилигә диққәт қилиши керәк болған бир вақитта уларниң тилға алғудәк бир инкас қайтурғанлиқини көрмидим”
Хитайниң “пан-һалализим” ға қарши туруп, уйғурларниң ислами истемал адәтлирини өзгәртиш тәшвиқати дәл уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи “ашқунлуқни түгитиш низами” ға түзитиш киргүзүп, “һалал” уқумиға ениқлима бәргән мәзгилгә тоғра кәлди.
Уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң 11-өктәбир мақулланған йеңи низамида “һалал” уқуми пәқәт гөш вә яғ билән чәклинип, униң сиртидики истемал буюмлириға ишлитишниң “ашқунлуқ” қа киридиғанлиқи тәкитләнгән. Йеңи низамда баян қилинишичә, “һалал” уқуми гөш вә яғлиқ йемәкликләрниң сиртидики башқа саһәләргә кеңәйтилсә, “һалал әмәс” дегәнни баһанә қилип, башқиларниң турмушиға арилашса вә яки башқиларни чәткә қеқилса қануни җавабкарлиққа тартилидикән.