Қазақистанлиқ диний зат сәдирдин һаҗим: биз һәм исламни, һәм әдәб - әхлақни тәрғип қилимиз
2015.07.03
Қазақистан өз мустәқиллиқиға еришкәндин буян униң пуқралири билим тәһсил қилиш, кәсип таллаш, етиқад қилиш, һөкүмәт ишлириға арилишиш вә башқиму һоқуқларға игә болди.
Мәмликәт аһалисиниң көп қисмини игилигән милләтләрниң бири уйғурларму шу һоқуқлиридин пайдиланған һалда, бүгүнки күндә дуняниң башқиму мусулманлири қатарида роза тутуш, мәсчиткә бериш, өз дуалирида әркинлик, тинчлиқ, адаләтлик, мустәқиллиқ тиләш охшаш нийәтлирини билдүрмәктә. Йеқинда алмата шәһириниң уйғурлар зич олтурақлашқан достлуқ мәһәллисиниң “достлуқ” кафеханисиға җәм болған уйғур җамаәтчилики иптар зияпитини өткүзди. Мәзкур иптар қазақистан мусулманлири диний башқармисиниң қоллап - қуввәтлиши билән вә “еһсан” журнилиниң һәмкарлиқида уйғур қаримлири җәмийити тәрипидин уюштурулди.
Зияритимизни қобул қилған султанқорған мәһәллисиниң баш имами сәдирдин һаҗим ислам қәдрийәтлири һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.
- Бу қаримлар җәмийити қачандин бери иш елип бериватиду? қисқичә тохтилип кәтсиңиз.
- Биз буниңдин төрт - бәш йил илгири мушу диний саһәдә оқуп кәлгән балилар баш қошуп, қазақистан мусулманлири диний башқармисиға әрз йезип, уйғур қериндашлиримизға өзимизниң ана тилида динимизни йәткүзсәк, ана тилимизда тәшвиқат йүргүзсәк, дәп рухсәт алған идуқ. Шуниңдин бери биз китабларни чиқиришқа башлидуқ, кейинирәк “еһсан”журнилини йолға салдуқ. Биз пәқәтла китаб, журнал чиқириш әмәс, бәлки тәшвиқат йүргүзүш, йитимларға ярдәм қилиш, өзимизниң қериндашлириниң балилирини түркийәгә мәйли дин саһәсидин болсун, мәйли пән җәһәттин болсун, мәсилән, 28 оғул балини, икки - үч қиз балини әвәттуқ, мушундақ хизмәтләрни қиливатимиз.
- Бу ишиңларда еғирчилиқлар болдиму?
- Хизмәт қилиш җәрянида хелә еғирчилиқлар болсиму, бирақ сәвир - тақәт билән өз тилимизда қандақ материял болсун, дин тәшвиқатлири болсун, мәйли вәтинимизгә, динимизға пайда болсун, шу җәһәтләрдә қолимиздин келишичә ишләватимиз.
- Мәзкур “еһсан” журнили ким тәрипидин нәшр қилиниватиду?
- “еһсан” пәқәт уйғур қаримлириниң уюштуруши билән йоруқ көрүватиду. Бирси сәуди әрәбистанида, бирси мисирда, түркийәдә, пакистанда оқуп кәлгән, әнә шулар диний башқарминиң рухсити билән ишләватиду.
- Журнал пәқәт қазақистан даирисидила тарқитиламду яки башқа мәмликәтләргиму чиқамду?
- Һәр қандақ дөләткә тарқалса болиду. Амма чамимизниң келишичә һазир қазақистан уйғурлириға тарқитип үлгүриватимиз. Иқтисад җәһәттин йетишмәслик болғачқа, журнални өзиниң баһасиғила бериватимиз. Униң ичидә сетилидиғиниму, сетилмайдиғиниму бар. Журналниң тарқилиши бир аз асқақлап қеливатиду. Буниңдин кейин яхшилинидиғанлиқиға көзимиз чоқум йетиду, чүнки бу бирдин - бир диний журнал. Қазақистанда мундақ уйғур тилида, болупму кирил йезиқида чиқидиған журнал йоқ. Униң санини техиму көпәйтимиз.
- Уни тарқитишниң қийинчилиқлирини юқирида ейтип кәттиңиз. Әмди уни йәниму көпәйтишниң сәвәби немидә?
- Сәвәби динға йүзләнгән уйғур қериндашлиримиз һәр хил саһәләргә, еқимларға кирип кетиватиду. Бу еқимларниң зийини пүткүл мусулманларға тегиватиду, пайдиси болса, шу ғәйри диндикиләргә болуватиду. Буниңдин дүшмәнлиримизму пайдилиниватиду.
- Ундақта, бу журналниң мәқсити немидә?
- “еһсан” ниң мәқсити - уйғурларниң өрп - адәтлири, қәдимидин келиватқан әнәнилири болсун, мушуниңдин чәтнәп кәтмигән һаләттә, шундақла бир уқумлуқ дин болса, шу вақитта иттипақлиқимиз болиду. Шу вақитта аримиздики ихтилаплар азийиду. Уйғур қериндашлиримиз мустәһкәм баш қошсун дегән мәқсәт билән бир әқидә астида һәрикәт қиливатимиз.
- Чүшинишимчә, бу журнал пәқәт динни тәшвиқ қилипла қалмай, әдәб - әхлақниму көздә тутуватқан болуши керәк?
- Биринчидин, иттипақлиққа биз әнә шу әдәб - әхлақ астида елип келимиз. Һәр қандақ бир ибадәт әдәб - әхлақ билән болиду. Биз һәм исламни, һәм әдәб - әхлақни өгитимиз.
- Әмди яшларчу? улар силәрниң бу ишлириңларни қоллаватамду?
- яшлиримизниң 80 пирсәнти буниңға яхши көз қарашта. Буни чүшәнгәнләр өзлири оқушни билмисиму, оқумисиму өзиниң диниға, миллитигә көйүнүватқанларму бар. Шундақ қериндашлиримиз барки, өз пулиға тарқитиду. Биринчидин, саваплиқ иш дәп билсә, иккинчидин, миллий тилимизда динни тарқитиватқанлиқиға хурсән.
- Журналниң мәзмун, мавзу даирисини техиму яхшилаш, униң оқурмәнлирини йәниму көпәйтиш йөнилишидә қандақ ойлириңлар бар?
- Бизниң ундақ мәқсәтлиримизму бар. Мәсилән, пән саһәсидә оқуған, амма диний шеирларни язидиғанларниму, зиялийлиримизниң шеирлириниму қобул қилиш қарариға келиватимиз. Мәйли ана, ата тоғрилиқ болсун, қериндашлиқ мунасивәт, миллий ғурур, вәтән ғурури болсун, буларму ислам дининиң мавзулири.