Қирғизистандики уйғурлар қурбан һейтта сахавәт ишлирини елип барди

Ихтиярий мухбиримиз ферозә
2016.09.15
qirghizistan-qurban-heyt-saxawet-1.jpg Германийәдин шәрқий түркистан учур мәркизи билән қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити бирлишип 19 буқа вә 70 тин ошуқ қойни қурбанлиқ қилип қирғизистан бойичә бир миң аилигә тарқитип бәрди. 2016-Йили сентәбир.
RFA/Féroze

Улуғ қурбан һейт мунасивити билән қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити хәйри-сахавәтлик ишларни елип барди. Дуня уйғур қурултийидикиләр қирғизистандики уйғурларға қурбанлиқ үчүн пул әвәткән иди. Шундақла германийәдин шәрқий түркистан учур мәркизи билән қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити бирлишип 19 буқа вә 70 тин ошуқ қойни қурбанлиқ қилип қирғизистан бойичә бир миң аилигә тарқитип бәрди. Өткән йили қирғизистанға шәрқий түркистан учур мәркизиниң рәиси абдуҗелил қарақаш әпәнди баш болуп, түрк қериндашлиримизниң ярдими билән 600 аилигә қурбанлиқ тарқитилған иди.

Қурбанлиқларни тәйярлап, тарқитиш ишлириға германийәдин рәҗәп атәш вә әрҗумәнт елчи, бишкәктин болса “иттипақ” җәмийитиниң рәиси артиқ һаҗи вә баш йигит беши мирзаәкрәм абдулоф мәсул болди.

“иттипақ” җәмийитиниң рәиси артиқ һаҗи қурбан байрамлиқ сахавет ишлири тоғрисида мундақ деди: “қушханиларда ислами шәриәт шәкилдә тәкбир етип 10 буқа қурбанлиққа союлди, һәр бир буқа 200 килодин ошуқ болди. Бу қурбанлиқ уйғурлар көп санда яшаватқан бишкәк шәһиридә вә униң әтрапидики йезилардин лебединовка, новопокровка, восток, алатав, кәң булуң, тоқмақлардики моһтаҗ болған 400 дин ошуқ аилигә тарқитилди.

Қушханиларда союлуп, парчилинип тәйярланған гөшләр токүлдаш мәһәллисидики “ақ мәсчит” тә һәр бир аилигә 5 килограмдин тарқитилди. Башқа йезилардики аилиләргә йигит башлири өзлири келип елип, тарқитип бәрди.

Қурбан һейтниң иккинчи күни болса, бишкәкниң ғәрбий тәрипигә җайлашқан чалдавар, қарапалта, малавод вә башқа йезиларға 80 қой қурбанлиққа союлуп тарқитилди. Бу ишқа мирзаәкрәм һаҗим мәсул болди.

Чаршәнбә күни дуня уйғур қурултийидин әвәтилгән қурбанлиқ гөшләр уруш мәзгиллиридә таҗикистандин қечип кәлгән қирғиз вәтәндашлиримизниң аилилиригә тарқитилди. Шундақла германийәдин кәлгән рәҗәп атәш мошу йезилардики моһтаҗ болған аилиләрниң балилириға кийим-кечәкләрни елип бәрди.

Қирғизистанниң җәнубидики ош, җалалабад вилайәтлиридиму 9 буқа қурбанлиқ қилинип, 360 аилигә тарқитилди, бу ишқа германийәдин кәлгән әрҗумәнт елчи мәсул болди. Әрҗумәнт әпәнди, һейттин бурун ош вә җалалабадқа берип кәлгәнликлирини аңлатти, у, аллаһ буйруса, қурбан һейтниң 2-3 күнлири аллаһ разилиқи үчүн қиливатқан хәйри сахавәтлик ишларни пүттүрүп, чаршәнбә күни бишкәккә қайтип келидиғанлиқини ейтти.

Буниң билән, хәйри сахавәтлик ишлар түгимиди, 19-сентәбир күни бишкәктә җамаәт билән түрк қериндашлиримиз хәтмә қуран өткүзмәкчи.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.