Дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар қурбан байримини тәбрикләшти
2016.09.14
Голландийәдики уйғурлар һейтниң тунҗи күни бирликтә намаз қилипла қалмай, шу күни чүштин кийин йәнә бир сорун һазирлап, һейтниң хушаллиқини сәнәт билән ипадилигән.
Шу күни чүштин кийин саәт 4 дин кәч саәт онға қәдәр давам қилған бу паалийәтни голландийәниң дәнһах шәһиригә мәркәзләшкән уйғурлар топи уюштурған болуп, бу паалийәткә голландийәдики барлиқ вәтәндашлар тәклип қилинған.
Егилишимизчә, паалийәттә нахша-усулдин башқа, шеир оқуш вә яхшилиққа үндәш характеридә программиларму елип берилған. Паалийәткә иштирак қилғанлардин бәзиләр өзиниң бу йиллиқ һейт байримини наһайити хушал кәйпиятта өткүзгәнликини баян қилишти.
.Шу күни йәнә, фирансийәниң пайтәхти парижда яшаватқан йәнә бир қисим уйғурларму өз-ара пәтилишиш арқилиқ һейтлашқан.
Истанбулда яшаватқан йәнә бир уйғурму программимизға аваз қетип, өзиниң бу йиллиқ қурбан һейт байримини қандақ өткүзгәнлики вә қандақ һес-туйғуларға чөмгәнликини радийо аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.
Түркийәниң әнқәрә шәһиридин уйғур журналист, тәрҗиман вә тәтқиқатчи язар миркамил қәшқәрий әпәнди вәтәндашлири қатарида һейтлиқ салам йоллаш билән биргә, қурбан һейт мунасивити билән мәшһур төһпикарларни әсләш арқилиқ әвладларда вәтән сөйгүси тикләшни адәт қилишни тәкитлиди.
Сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиридә яшаватқан уйғур өлималиридин сераҗиддин әзизи әпәнди мәккидики қурбан һейт байриминиң қош әвзәлликини билдүрди вә һейт мунасивити билән вәтәндашлириға дуайи-саламлар йоллиди.
12-Сентәбир башланған қурбан һейт байрими уйғурлар арисида әң аз үч күн давам қилиду. Вәтини сиртида яшаватқан уйғурларму бу әнәнисини өзлири яшаватқан йәрләрдә давам қилиштин ваз кәчкини йоқ. Мәлум болушичә, һейт байрими мунасивити билән елип бериливатқан паалийәтләр дуняниң һәрқайси җайлирида җамаәт болуп, топлишип пәтилишиш вә аилиләр бойичә мәхсус пәтиләш шәклидә давам қилмақта. Күндүзи хизмәт еһтияҗи билән алдираш өтүватқанларму, ахшамлиқ арам илишлирини һейтниң хушаллинарлиқ туйғулириға сәрп қилмақта.